• Бизниң сөһбәт
  • 22 Ақпан, 2018

Шөһрәт ҚУРБАНОВ: «Бир бағда 442 адәм ишләйду»

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/ Йеқинда Панфилов наһийәси һакиминиң орунбасари Шөһрәт Қурбановқа йолуқуп, өткән жили тәвәниң иҗтимаий-ихтисадий һаятидики өзгириш-йеңилиқлар, келәчәккә бәлгүләнгән иш-реҗиләр вә башқиму мәсилиләр һәққидә сөһбәтләшкән едуқ. Төвәндә әйнә шу сөһбәтни гезитханлар диққитигә һавалә қиливатимиз. – Шөһрәт Бурһандин оғли, елимиз Президентиниң қазақстанлиқларға йоллиған «Төртинчи санаәт инқилави шараитидики тәрәққиятниң йеңи имканийәтлири» Мәктүбидә атап көрситилгән асасий 10 вәзипә бойичә тәвәдә қандақ ишлар әмәлгә ашурулуватиду? – Президентниң һәрбир Мәктүби елимиз тәрәққиятидики тарихий басқуч екәнлиги һәммигә мәлум. Бу қетимқи Мәктүпму мәхсәт-маһийити җәһәттин өз әвзәлликлиригә егә. Ейтайлуқ, униңда он вәзипә бәлгүлинип, келәчәк мәхсәтләргә йетишниң асасий йоллири йәнә бир қетим ипадиләнди. Мәктүпни наһийә хәлқиму қизғинлиқ билән оқуп, уни җай-җайларда муһакимә қилип, қоллап-қувәтләйдиғанлиғини билдүрүватиду. Биз, өз новитидә, униң маһийитини хәлиққә аддий тилда чүшәндүрүшкә тиришиватимиз. Алди билән буни хәлиққә чүшәндүрүп, андин әмәлий ишқа көчкән әвзәл. Шундақ қилғандила биз мәхситимизгә йетимиз. – Өткән жилға өкүнүшләр йоқту... – Өткән 2017-жил наһийә үчүн муваппәқийәтлик болғанлиғини бирдин тәкитләш керәк. Наһийә ихтисадиниң асасини тәшкил қилидиған йеза егилиги мәхсәтчанлиқ билән тәрәққий әтти. Санаәт, кичик вә оттура тиҗарәт, қурулуш, автотранспорт вә коммуникацияләр, аһалини иш билән тәминләш бойичә қолға кәлтүрүлгән көрсәткүчләр қанаәтлинәрлик дәриҗидә болди. Билим бериш, саламәтликни сақлаш саһалиридиму йеңилиқлар аз болмиди. Ейтайлуқ, «Нурлы жол» дөләт программиси даирисидә бир йеңи мәктәп селинип, үч мәктәптә мурәккәп җөндәш ишлири елип берилди. Медицина саһаси бойичә Чулуқайда бир давалаш амбулаторияси, Төвәнки Пәнҗим йезисида ФАП пайдилинишқа берилди. Наһийәлик ағриқханида компьютерлиқ томография аппарати вә неврология бөлүми ишқа қошулди. Өткән жили Яркәнт шәһириниң кочилири асфальтлинип, тротуарлар селинди. Күздә қедимий Яркәнт шәһириниң 135 жиллиқ мәрикиси дағдуғилиқ атап өтүлди. Әзәлдин достлуғи билән бирлиги ярашқан көпмилләтлик тәвә хәлқи иҗил-инақлиғини йәнә бир қетим намайиш қилди. – «Сүръәтлик индустриялик-инновациялик тәрәққият» дөләт программиси һәққидә немә ейтқан болар едиңиз? – Мәхсус мошу программа даирисидә 2013-жили 20-декабрь күни инвестициялик лайиһиләрни тонуштурушқа беғишланған телекөрүктә Дөләт рәһбири Н.Ә. Назарбаевниң иҗазити билән ишқа қошулған «Яркәнт крахмал-ширнә заводи» ҖЧЙ паалийәт елип бериватиду. У Мәркизий Азиядики мундақ бирдин-бир кархана. Уни исми кәң җамаәтчиликкә тонулған тиҗарәтчи, Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң депутати Закирҗан Қузиев башқуриду. Завод асасән көмүқонақни қайта ишләшкә ихтисаслаштурулған. Наһийәдә йерим әсирдин бери өстүрүлүватқан көмүқонақ тәвә йеза егилигиниң асасий зираити болуп һесаплиниду. Шуниң билән биллә көмүқонақниң 33 пайизи Панфилов наһийәсидә йетиштүрүлиду. Мәзкүр завод көмүқонақни қалдуқсиз қайта ишләп, униңдин оттуздин ошуқ мәһсулат йетиштүрүш имканийитигә егә. Завод чәт әл технологиялири билән җабдуқланған болуп, униңда 1200дин ошуқ адәм иш билән тәминләнгән. Ишләпчиқириш җәрияни толуқ автоматлаштурулған. Жилиға 100 000 тонна көмүқонақни қайта ишләш қувитигә егә. Бу заводниң ишқа қошулуши түпәйли яркәнтлик деханлар бурунқидәк алған һосулини саталмай, хаманларда херидарини күтүп, «қишлайдиғандин» қутулди. Йәни мәзкүр завод көмүқонақ денини деханлар билән келишилгән баһада сетивалиду. Мәсилән, қурутулған ашлиқни деханлар өткән жили бир килограммини 42 – 45 тәңгидин өткүзди. Бу алдинқи жилларға нисбәтән хелила жуқури баһа. Чүнки бу көрсәткүч 2015-жили 35-37 тәңгини тәшкил қилған. Мәзкүр завод техи йеқиндила йәнә икки цехни, йәни ФГС (Глюкозно-фруктозный сироп) вә лимон кислотаси цехини ишқа қошти. – Наһийә ихтисадиниң асасини йеза егилиги тәшкил қилиду. Тәвәдә бу саһани тәрәққий әткүзүшкә қандақ шараитлар яритиливатиду? – Шуни ишәшлик ейтиш керәкки, уни тәрәққий әткүзүш үчүн барлиқ шәрт-шараитлар моҗут. Йәттисуниң мәрвайити һесапланған Яркәнт тәвәсидә чарвичилиқ, деханчилиқ, бағвәнчилиқ қилишқиму қолайлиқ. Бу мүмкинчиликләрни толуқ пайдилиниватимиз. Ейтайлуқ, өткән жили терилғу мәйданлириниң 43,4 миң гектариға йеза егилиги зираәтлири терилди. Униң 25785 гектариға «етиз мәликиси» пәрвиш қилинип, 162 000 тонна ашлиқ йетиштүрүлди. Өткән жили аграр секторида 37,6 миллиард тәңгилик мәһсулат елинди. Яркәнтниң экологиялик таза алмиси билән үзүми, шаптула, қарөрүк билән қоғун-тавузидин мол һосул елиниватиду. Жилниң түгәл төрт пәслидә бағвәнләр өзлириниң шәхсий қоймилирида сақланған мевилирини базарларға елип чиқип, турғунларни экологиялик таза мевиләр билән тәминләватиду. Униңдин миңлиған шәһәрликләр билән шәһәр меһманлири миннәтдар. Бағвәнчиликтиму йеңи илғар технологиялар асасида иш жүргүзүватқанлар аз әмәс. Шәхсийләр һесавиға бағлар бәрпа болуватиду. Айдарли йезисида «Жаркент Фрукт» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи тәрипидин 1110 гектар мәйданда һәрхил сортлуқ мевиләр тамчилитип суғириш технологияси билән пәрвиш қилиниватиду. Бу бағда 442 адәм турақлиқ иш билән тәминләнгән. Жил йәкүни бойичә чарвичилиқ саһасиниңму турақлиқ тәрәққий етиватқанлиғини ениқ көрүватимиз. Мал, қуш сани көпийиватиду. «Сыбаға», «Алтын асық», «Құлан» дөләт программилири асасида мал бодаш мәйданчилири билән сүт фермилири тәшкил қилиниватиду. Чарвичилиқта йәниму мал нәслини яхшилаш ишлирини кәң қанат яйдуруш лазим. Мошу йәрдә кичик дехан егиликлирини бирләштүрүш арқилиқ кооперативларни тәшкил қилишниң қолға елинғанлиғиниму ейтқум келиду. Нәтиҗидә Сарибәл йеза округида Муһитҗан Әхмәтов «Пайдалы көкөніс», Пәнҗим йеза округида Адилҗан Ғоҗәмбәрдиев тәрипидин «Ғоҗәмбәрдиев» ишләпчиқириш кооперативлири қурулуп, 100дин ошуқ кичик шәхсий егиликләр бириктүрүлди. Умумән, йеза егилигидә ишләймән дегүчиләргә барлиқ шараит бар. Пәқәт һорунлуқ қилмай әмгәк қилиш керәк. – Шөһрәт Бурһандин оғли, наһийәдә көптин күткән газ тартиш ишлириму елип бериливатиду. Бирақ, бүгүнки күнгә қәдәр, Яркәнт шәһиридә бари-йоқи 200 аилигила газ киргүзүлди. Турғунлар газ киргүзүш ишлириниң һәдди-һесапсиз қиммәтлигигә нарази. Отун-көмүрниң баһаси алтундинму қиммәт болди дейишиду... – « ҚазТрансГаз» акционерлиқ җәмийити вә «АПЛ-Констракшн» ҖЧЙ Панфилов наһийәси турғунлирини газ билән тәминләш мәхситидә Яркәнт шәһиридә газ тармақлири билән автоматлаштурулған газ таритиш станциясини ишқа қошти. Бүгүнки күндә Яркәнт шәһириниң кочилирида газ трубилири тартиливатиду. Яркәнт шәһири аһалисиниң турушлуқ өйлиригә газ тартиш ишлириниң «APL Constructіon» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи тәрипидин бәлгүләнгән баһалар билән келишим-шәрт асасида әмәлгә ашурулуватиду. Әнди көмүргә кәлсәк, униң баһаси наһийәлик һакимийәт тәрипидин назарәт қилиниватиду. Бирнәччә қетим рейдлар уюуштурулди. Нәрқ ихтисади шараитида яшаватқинимизниму унтумайли. Көмүрниң баһасиниң пәқәт Панфилов наһийәсидила әмәс, бәлки җумһурийәт даирисидә күндин-күнгә өсүватқанлиғини байқаватимиз. Униңға елип-сатарлар өзлири халиған баһасини қоюватиду. Көмүр баһаси дөләт тәрипидин рәтләнмигән болсиму, наһийәлик һакимийәт күз вә қиш айлирида «Алтынкөл» вә «Қундызды» төмүр йол станциялиридә бу мәсилә бойичә мәхсус рейдларни уюштурди. – Шөһрәт Бурһандин оғли, сиз наһийә һакиминиң орунбасари болуп ишләватқиниңизға узун жиллар болди. Гезитханлар сизниң шәхсий һаятиңизғиму қизиқса керәк... – Уйғур наһийәсиниң Қирғизсай йезисида туғулдум. Алмутидики йеза егилиги институтида агроном мутәхәссислиги бойичә билим алдим. Әмгәк палийитимни Қирғизсайдики «Красное Знамя» колхозидин башлиған. Андин Уйғур наһийәлик йеза егилиги бөлүмидә ишлидим. Рәпиқәм – Надийәм Закир қизи педагог. Оғлум Арсендин бир нәврә сөйдуқ. – «Уйғур авази» гезитиниң оқурмәнлиригә немә тилигән болар едиңиз? Шәхсән мән, «Уйғур авази» гезитиниң оқурмәнлириниң көп болғанлиғини тилигән болар едим. Чүнки гезитта сәясәт, ихтисат, мәдәнийәт, тарих, чәт әл хәвәрлири, һәммиси турақлиқ йорутулуватиду. Йәнә келип ана тилимизда. Наһийәмиз һаятиға мунасивәтлик материалларниң үзүлмәй бериливатқанлиғи үчүн миннәтдарлиғимни билдүримән. Бирақ, немишкиду, тәвәмиздә муштирилар сани жилдин-жилға азийиватиду. Панфилов наһийәсидин бийил бари-йоқи 2411 адәм гезитқа муштири бопту. Бу наһайити төвән көрсәткүч. Келәр жили сөйүмлүк гезитимизниң муштирилириниң санини үч миңдин ашурушқа күч салимиз дәп ойлаймән. – Сөһбитиңизгә рәхмәт. Ишиңизға утуқ, аилиңизгә хатирҗәмлик тиләймиз. Рәхмәт. Панфилов наһийәси.

282 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы