• Йеңилиқлар
  • 22 Ақпан, 2018

“Мустәқиллик дәври” — мустәқиллик қамуси мәҗлиси

Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Президентниң «Мустәқиллик дәври» китавида әкис әткән идеяләрни җәмийәтлик илгирилитишкә һәссә қошуши керәк. «Мустәқиллик дәври» – өтмүшни һазирқи һаят арқилиқ көрүш – ҚХА Илмий-экспертлиқ кеңишиниң Астанада болуп өткән мәҗлиси мана мошу мавзуға беғишланди.Мәҗлискә Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлиси рәисиниң орунбасари Владимир Божко, Президент йенидики дөләт башқуруш академиясиниң ректори Фатима Жақыпова, Мәҗлис депутати Альберт Рау, ҚХА Илмий-экспертлиқ кеңишиниң рәиси Айгүл Садвақасова, илмий-экстпертлиқ топларниң вә Ассамблея кафедрилириниң рәһбәрлири, дөләт органлири вә алий оқуш орунлириниң вәкиллири қатнашти. Һәммигә мәлумки, Нурсултан Назарбаевниң «Мустәқиллик дәври» намлиқ әмгиги нәширдин чиққандин буян Қазақстан җәмийитидә көпчиликниң диққәт нәзәридә болмақта. Мәзкүр китап наһайити муһим вәзипини орунлиди – у мәмликәт жигирмә алтә жилда бесип өткән йолға нәзәр ташлашни, қолға кәлтүрүлгән утуқларни, моҗут тавакәлчиликләрни вә истиқбални қайта қарап чиқишни тәклип қилди. Владимир Божкониң мәҗлистә тәкитлишичә, һәтта Қазақстан дөләтчилиги шәкиллинишиниң қайнимида болған адәмму «Мустәқиллик дәври» китавидин өзи үчүн қандақту-бир йеңилиқларни ачиду. Қазақстанниң мустәқил тәрәққий етиватқиниға чарәк әсирдин ошуқ вақит өткәндин кейин Милләт Лидериниң парчиланған СССРниң илгәрки җумһурийәтләрдә орун алған ихтисадий, сәясий вә иҗтимаий характердики ховуплуқ җәриянларға йол қоймиған мәмликәт хәлқини қандақ хәтәрликләр арқилиқ елип өткәнлиги очуқ сезиливатиду. Буниңда мәзкүр әмгәкниң пәқәт тарихий әһмийитиниңла муһим болмай, бәлки униң илмий-әмәлий җәһәттин йорутулғанлиғини тәкитлигүм келиду, – деди Мәҗлис рәисиниң орунбасари. Китапта Президент мустәқиллик жиллирида җиддий диққәт бөлүватқан җәмийәттики течлиқ вә разимән,лик мавзуси алаһидә орунни егиләйду. Владимир Божкониң тәкитлишичә, Үчинчи йеңилаш шараитида уларни мустәһкәмләш вәзипилири сүпәт җәһәттин йеңи яндишишларни тәләп қилмақта. Бийил Ассамблеяниң барлиқ қурулумлири җәмийәтлик разимәнлик вә умуммиллий бирликниң қазақстанлиқ үлгисини мукәммәлләштүрүш бойичә йеңи басқучқа қәдәм ташлиди. Парламент Мәҗлисидә «Қазақстан хәлқи Ассамблеяси тоғрилиқ» Қанунға өзгиришләр билән қошумчиларни киргүзүш үстидә иш кетип бариду, улар ҚХАниң барлиқ қурулумлирини күчәйтишкә, этномәдәнийәт бирләшмилири институтлирини мустәһкәмләшкә қаритилған. Биз Ассамблея ишиниң концепциясини, шундақла уни әмәлгә ашуруш бойичә чарә-тәдбирләр планини йеңилишимиз керәк. ҚХА яшлар билән ишләшкә алаһидә диққәт бөлүши шәрт. Яш әвлатни қазақстанлиқ охшашлиқ, вәтәнпәрвәрлик роһида тәрбийиләш, җәмийәт аң-сәвийәсини йеңилаш ишида ҚХАниң 34 кафедрисиға вә униң билән биллә ишләватқан қурулумларға муһим роль тәәллуқ. «Мустәқиллик дәври» китави мошу йолда яшлар үчүн «хәритә болмақ». Мәҗлис давамида Владимир Божко шундақла Илмий-экспертлиқ кеңәшниң 2017-жилда әмәлгә ашурған паалийитигә баһа берип, мошу вақитниң үнүмлүк болғанлиғини тәкитлиди. Мәсилән, бирқатар муһим илмий-тәтқиқат ишлири вә комплекслиқ тәтқиқатлар аяқлашти. Ондин ошуқ монография нәшир қилинди. – Биз икки күчлүк медиа мәйданини – ҚХАниң әхбаратлиқ мультипорталини вә «Қазақстан хәлқи» дәп атилидиған «Илмий тарихий хәритини» вуҗутқа кәлтүрүватимиз. Силәрниң барлиқ ишлириңлар мошу мәйданлардин орун елиши керәк. Униңдин ташқири ҚХА Илмий-экспертлиқ кеңишиниң һәрбир әзаси жүргүзүлүватқан һәрбир тәтқиқат җәриянида вә униң йәкүни бойичә аммивий әхбарат васитилиридә елан қилиш үчүн аммибап мақалиларни тәйярлиши керәк. Нәқ «Мустәқиллик дәври» китави бойичә сүпәтлик илмий-аммибап әмгәкләрни вуҗутқа кәлтүрүш Президент Нурсултан Назарбаевниң идеялирини җәмийәтлик илгирилитишкә қошқан һәссимиз болиду, – дәп тәкитлиди Владимир Божко. ҚХА Илмий-экспертлиқ кеңишиниң мәҗлисидә шундақла Евразиялик интеграция институти мудириниң орунбасари Наталья Калашникова, Мәҗлис депутати Альберт Рау, Қарағанда вилайәтлик ҚХА Илмий-экспертлиқ кеңишиниң рәһбири Вилен Молотов-Лучанский вә башқилар сөзгә чиқип, муһакимә қилинған мәсилиләр бойичә пикирлири билән ортақлашти.

409 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы