• Асасий мақалилар
  • 22 Ақпан, 2018

Бехәтәрлик Кеңишиниң мәҗлиси өтти

Түнүгүн Президент Нурсултан Назарбаевниң қатнишиши билән Бехәтәрлик Кеңишиниң мәҗлиси өтти. Униңда 2017 – 2020-жилларға беғишланған миллий бехәтәрлик стратегиясини әмәлгә ашуруш мәсилилири вә Җәнубий Қазақстан вилайитиниң сәясий-җәмийәтлик вә иҗтимаий-ихтисадий әһвали муһакимә қилинди. Дөләт рәһбири өткән жили қобул қилинған Миллий бехәтәрлик стратегияси пәйда болуватқан ховуп-хәтәрләрни ениқлашқа вә уларға мувапиқ һәм өз вақтида риайә қилишқа имканийәт яритидиғанлиғини тәкитлиди. «Өткән жили бехәтәрликни тәминләш саһасида программилиқ һөҗҗәтни қобул қилдуқ. Миллий бехәтәрлик пәқәт мудапиә яки ички сәясәт саһасидила әмәс, башқиму саһаларда, шуниң ичидә ихтисат вә яш әвлатни тәрбийиләш саһасидиму тәминлиниши лазим», деди Нурсултан Назарбаев. Мәҗлис давамида Җәнубий Қазақстан вилайитиниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиниң сүпитини көтириш, йеңи иш орунлирини ечиш, инфрақурулумни күчәйтиш, кона мәктәпләрни әслигә кәлтүрүш вә йеңи мәктәпләрни селиш, регионда диний экстремизмға қарши туруш мәсилилири муһакимә қилинди. Мәҗлисниң нәтиҗилири бойичә Дөләт рәһбири мәркизий вә йәрлик иҗраий органларға бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

200 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы