• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 01 Наурыз, 2018

Муздин ясалған автомобиль

Бүгүнки күндә зимистан қиш қәһирини һелиму көрситиватқан Россияниң Новосибирь шәһиридә техникидин хәвири бар блогерлар муздин автомобиль ясап чиқти, дәп хәвәрләйду www.provіnce.ru торбети. Мәзкүр «мөҗүзини» бәрпа қилиш үчүн 5 тонниға йеқин муз ишлитилди. Автоһәвәскарлар «УАЗ» машинисиниң «скилетини» елип, униң шәклини блок болуп кесилгән музлардин қопуруп чиққан. Ишни толуқ аяқлаштуруш үчүн 12 күн сәрип қилинған. Муз автомобилини ясаш тәшәббускари Владислав Барашенков «муз тулпарға» «Гелентваген» дәп нам бәргән. Әнди тегишлик орунлардин уни пайдилинишқа рухсәт елиш мәсилиси туриду. Кәшпият муәллиплири пәқәт бу мәхсус транспорт васитисини силкимәй-чайқимай, әң болмиғанда, 50 метр маңғузушқа үмүтлиниду. Бирақ улар автомобиль чақлириниң мундақ еғир жүкни көтиришкә бәрдашлиқ беридиғанлиғиға гуманланмақта.

166 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы