• Маарип
  • 01 Наурыз, 2018

Мәктәп йешиғичә болған балиларниң алаһидилиги

Һазирқи күндә балини мәктәпкә тәйярлаш һәрбир ата-аниниң зиммисигә жүкләнгән муһим мәсилиләрниң бири, у йеңичә түзүлгән башланғуч синип программисиға тәйярлиқ көрүшни тәләп қилиду. Уларни мәхсус тәйярлиқ программиси бар бағчиларға, тәйярлиқ синиплириға бериш билән биллә бу яштики балиларниң немигә қизиқиши бар екәнлигиниму билиш лазим.Төрт яш — мәктәпкә тәйярлиқ дәвриниң башлиниши. Шуниңға мунасивәтлик ата-анилар бу пәйттә асасән балиниң оқушқа, әқлий вә психологиялик тәрәққиятиға көп нәзәр ағдуриду. Бирақ, мутәхәссисләрниң пикричә, бу вақитта алди билән уларниң җисманий риваҗлинишиға көңүл бөлгән тоғра. Бала көп һәрикәт қилишни тәләп қилиду, көп маңиду, жүгрәйду, сәкрәйду һәтта еғир нәрсиләрни көтирип, өз күчини намайиш қилишқа тиришиду. Шуниң билән бирқатарда бу яштики гөдәкләр бир орунда олтирип узақ вақит давамида бир хил иш-һәрикәтни тәләп қилидиған оюнларни ойнашқа қабилийәтлик. Мәсилән, пластилиндин пайдилиниш, сүрәтләрни бояш, рәңлик борлар билән һәрхил фигуриларни сизиш шулар җүмлисидиндур. Мошундақ оюн пәйтлиридә балини рәңләр билән тонуштуруп, аталғулирини үгәтсә болиду. Үч яшта балилар 8 хил рәңни аҗриталайду, әнди төрт яшта бу сан пәйдин-пәй өсүши керәк. Шу чағда балиларда иҗадий ойлиниш қабилийити шәкиллинип, сан, вақит чүшәнчилири қелиплишиду. Бәш яшта уларниң иш-һәрикитидә бирқатар өзгиришләр байқилип, өзигә болған ишәнчә пәйда болидудә, тениниң тәңпуңлуғини сақлайду. Йәрни чиң дәссәп жүгрәйду, бир пәллидин иккинчи пәллигә сәкригәндә жиқилмай өзини туталайду. Бу дәвирдә балиниң нәзәрини көпирәк өзиңизгә авдуруш үчүн пәс авазда, аста сөзлишиң. Көтирәңгү яки қопал ейтилған сөзләр балида сәлбий туйғуларни пәйда қилиду. Бу яштики балилар чоңларниң сөзләш үлгисини өзигә тез қобул қилиду. Шу сәвәптин аталғуларни, исим, нәрсиләрниң намлирини дурус тәләппуз қилип, чүшинишлик сөзләш керәк. Асасән балиға қарашлиқ қисқа җүмлиләрни түзүш һаҗәт. Сәвәви, улар узақ җүмлиләр билән узун сөзләрни чүшәнмәй қелиши мүмкин. Дурус тәләппуз қилинмиған сөз яки хата қоюлған урғу нутуқниң тәрәққий етишини тохтитип қоюшқа, нутқиниң бузулушиға елип келиду. Әгәр бәзибир сөзләрни хата тәләппуз қилса, дәрру уни түзәш керәк һәм шу сөзни бирнәччә қетим ениқ қайтилап бәрсә, бала чапсан үгинип кетиду. Бәш яшлиқ балиниң күн тәртивидә өй ишида ярдәм беришкә вақит аҗритиш зөрүр. Көплигән ата-анилар, бала техи кичик, өскәндә оқәт қилип үлгириду дәп ойлайду. Амма бу иш-һәрикәт балиниң тәрәққий етишигә пәқәт сәлбий тәсир қилиду. Қисқиси, балиларни җисманий әмгәккә кичигидин тәйярлиған дурус. Бу дәвирниң йәнә бир алаһидилиги – балиниң мүҗәз-хулқиниң қелиплишиши. Мана мошу пәйттә сәрәмҗан болуш, өзини таза тутуш, күн тәртиви тоғрисида чүшәнчиләр болмиса, өскәндә қелиплаштуруш қийин болиду. А.С. Макаренко ейтқандәк, балиниң мүҗәзидики 80% иҗабий вә сәлбий хусусийәтлири һаятиниң биринчи бәш жиллиғида қелиплишиду, йәни балини туғулғандин тартип тәрбийиләш керәк. Алтә яш — мәктәпкә тәйярлиқ дәвриниң аяқлишиши. Бу пәйттә балиниң билимини системилаштуруш лазим. Улар тәбиәт, әтрапни қоршап турған дуния тоғрисида бәлгүлүк бир әхбарат топлайду. Келәчәк мәктәп оқуғучисиға шу әхбаратниң мәзмунини, сәвәплирини чүшәндүрүп, билимини кәңәйтиш керәк. Мәдәний-турмушлуқ мәһкимиләр – китапхана, дохтурхана, почта, банк, мәктәп охшаш орунлар билән тонуштуруп, у йәрдә ишләйдиған хадимларниң паалийити билән өзара айримчилиқлирини чүшәндүргән дурус. Мәктәптә балилар устаз, синипдашлири билән мунасивәттә болиду. Шу сәвәптин өзгә адәмләр билән қандақ мунасивәттә болуш, саламлишиштики силиқ-сипайилиқ, башқиларни рәнҗитмәй ярдәм бериш дегәнгә охшаш қаидиләрни үгитиш лазим. Хулләс, балилар билән сөһбәтләшкәндә, асасән иҗабий образларға асаслансақ, шу пәйттә у неминиң дурус, неминиң хата екәнлигини, яхши-яманни аҗритип, өзигә үлгә тутидиған болиду. Зулфия ТЕЙИПОВА.

283 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы