• Йеңилиқлар
  • 01 Наурыз, 2018

Яхшини талашқинимиз тоғра, амма...

Гезитимизниң өткән икки санида язғучи Авут Мәсимовниң «Қаратуруқ улуқ җай, билсәң...» сәрләвһилик мақалиси берилгәндин кейин бирқатар оқурмәнлиримиз редакциямизгә телефон қилип, жут тарихиға аит әһмийәтлик мәлуматларни топлиғини һәм исимлири унтулуп кәткән көплигән әмгәк адәмлирини «тирилдүргини» үчүн муәллипкә өзлириниң миннәтдарлиғини билдүрди. Шуниң билән биллә, айрим гезитханлиримиз, мақалидики бәзи наениқлиқларни түзитиш һәм толуқтуруш мәхситидә өз пикирлирини йоллиди. Биз төвәндә шуларни елан қиливатимиз. «Уйғур авази» гезитиниң өткән икки санида елан қилинған Авут Мәсимовниң «Қаратуруқ – улуқ җай, билсәң...» намлиқ мақалисида сөйүмлүк шаиримиз Лутпулла Мутәллип һәққидә бәзибир натоғра пикирләр ейтилғанлиғини оқуп, өз пикримни гезитханлар билән бөлүшүшни тоғра көрдүм. Чоң яштики ака-һәдилиримиз яхши билидуки, өткән әсирниң әллигинчи жиллири Кеңәш Иттипақида нәшир қилинидиған һәрқандақ мәтбуат вә нәшрият васитилиридә “шаир Л.Мутәллипниң туғулған җайи Җәнубий Шинҗаңдики Ақсу шәһири” дәп көрситилип кәлгән. Әнди атмишинчи жилларниң башлирида шаир, тәтқиқатчи Қадир Һасанов ШУАРдин көчүп кәлгән тарихчилар, әдәбиятчилар вә шаирниң уруқ-туққанлири билән жутдашлириниң ениқ мәлуматлири вә өзиниң көпжиллиқ тәтқиқатлири асасида шаирниң туғулған жути Уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу йезиси екәнлигини испатлап бәргән еди. Шаир Қадир Һасанов, даңлиқ алим Мурат Һәмраев бирнәччә рәт Чоң Ақсу йезисиға келип, жут мөтивәрлири, шаирниң ата-анилири билән аилә тавабиатини билидиған ақсақаллар билән сөһбәтлишип, ениқ мәлуматларни топлиғанлиғини һазирқи чоң яштики чоңақсулуқлар яхши билиду. Алим М.Һәмраев «Дружба народов» вә «Огонёк» журналлириниң әдәбий қошумчисида Л.Мутәллипниң шеирлирини рус тилиға тәрҗимә қилип чиқарғанда, “шаирниң туғулған жути Чоң Ақсу йезиси” дәп көрсәткән. Шундақла шәхсән өзәм ақсақал язғучимиз, һели мәрһум Мәсүмҗан Зулпиқар шаир тоғрилиқ әсәр йезиш үчүн материал топлаш мәхситидә Чоң Ақсуға бирнәччә қетим кәлгәнлигиниң гувачисимән. Аңлишимчә, илгири Һезмәт Абдуллинму жут мөтивәрлири билән шаирниң аилиси тоғрилиқ хелә сөһбәтләрни өткүзгән екән. Чоң Ақсу оттура мәктивидә көп жил илмий мудир болуп ишлигән уйғур тили вә әдәбияти пәниниң муәллими, Шәрқий Түркстан үч вилайәт инқилавиға «ярдәмгә» әвәткән кеңәш әскәрлири тәркивидә хизмәт қилған офицер Асимахун Ибрагимов йәтмишинчи жиллириниң башлирида шаир Л.Мутәллипниң иҗадийитигә беғишлап, синип саатини өткүзиду. Асим ака наһийәлик гезитниң Чоң Ақсу йезисидики әң паал ихтиярий мухбири сүпитидә редакция билән алақиси наһайити йеқин болидиған. Болупму шаир Насир Һәсән билән бәк қоюқ арилишатти. Асимахун ака Ибрагимов шу синип саатиға Насир Һәсәнни рәсмий тәклип қилипту. Наһийәлик гезитниң йәнә бир хадими Турған Зайиров иккимиз устазимиз Насир акиға һәмра болуп, шу синип саатиға қатнаштуқ. Униңға йеза мөтивәрлириму тәклип қилинғанлиқтин, оқуғучиларға шаирниң иҗадийити тоғрилиқла әхбарат берилип қалмай, жут мөтивәрлири шаирниң ата-анилири, уруқ-туққанлири вә Шинҗаңдики һаяти тоғрилиқ әтраплиқ сөзләп бәрди. Хатирәмдә қалғини, шу вақитта йүз яшқа тақап қалған Ошәмов дегән ақсақал шаирниң ата- анилирини, уларниң уруқ-туққанлирини яхши билидиғанлиғини ейтип, шаирниң әвлади кичикбуғралиқ екәнлигини, 1918-жилидики «Ату» паҗиәси вақтида чоңбуғралиқ бир ақсақал йеза турғунлирини бир җайға топлиғанда, униң чақирғиниға унимай, кичикақсулуқлар, долатилиқлар билән тағ-идирларға қачқан кичикбуғралиқ адәмләр топиға қошулуп, қирғиндин аман қалғанлиғини һекайә қилип бәргән еди. «Биз шаирниң дадиси Һезмахун билән биллә чоң болдуқ» дәп ақсақалниң ейтишиға қариғанда шаирниң дадиси Һезмахунму Чоң Ақсуда туғулған болуши мүмкин. Бу һәққидә Фрунзе (һазирқи – Бишкек) шәһиридә яшиған шаирниң сиңлисиму бу тоғрилиқ бирнәччә қетим ейтип бериведи. Шаирниң сиңлисини маңа Фрунзе шәһиридә истиқамәт қилған һәқиқий милләтпәрвәр вә жуқури мәдәнийәтлик зиялимиз Қайим Сабирһаҗиев тонуштурған еди. Мән Уйғур наһийәсиниң “Арзу” ансамблиниң рәһбири болуп хизмәт қиливатқинимда, Фрунзеға болған новәттики гастрольлиқ сәпәрләрниң биридә Қайим акам: “Сизни миллитимизниң улуқ пәрзәндиниң әҗдади билән тонуштурай. У –шаир Л.Мутәллипниң сиңлиси. Ансамбльму Чоң Ақсудинғу, шуңлашқа “издәп кәпту” дәп хошал болуп қалиду” деди. Һәдимиз билән тонуштуқ. «Мениң ата жутумдин кәпсиләр. Хелә болди, Чоң Ақсуға бармиғиним. Илгири атамниң өй-җайини көрүшкила бараттим, йезида жутдашлиримдин башқа уруқ-туққанлирим йоқ. Атамниң жути дәп йоқлап туримән» дегән еди шаирниң сиңлиси. Шу күни чоң сәнъәт сарийида өткән концертта талантлиқ нахшичимиз Қасим Мухтәров мәтини Л.Мутәллипниң, аһаңи башқа бәстикарниң болсиму, хәлиқ арисида “Л.Мутәллипниң нахшиси”, дәп атилип кәткән «Зоһра җаним», «Тәнлирим япрақ» нахшилирини шаирниң сиңлисиға беғишлап ейтип бериведи, пүткүл залдики тамашибинлар орунлиридин турушуп, чавак чалған еди. Кейинки жили шаирниң сиңлиси Чоң Ақсуға келип, ата-анилири турған өйни (бу өйдә көп жил колхоз рәиси болуп ишлигән Социалистик Әмгәк Қәһримани аталған Җәпә Тохтибақиев турған) йәнә бир қетим көрүп, дуа қилип кетиведи. Шу дөрән һәдимизгә Назугумниң өңкүрини көрситип, Фрунзеға узитип қойған едим. Һазир һаят Турди Муһәммәтов, Тохтасун Хошниязов акилиримиз билән һели мәрһум Абдурешит Ахунбаев шу учришишларда һәдимизгә иллиқ тиләкләрни ейтип, бәк хошал қилған еди. 1992-жили наһийә миқиясида шаир Л.Мутәллипниң 70-жиллиғини дағдуғилиқ өткүздуқ. Бу тәнтәнигә шу вақиттики наһийә һакими М.Насиров, вилайәтлик ички сәясәт башқармисиниң башлиғи Г.Қаратаева, Қазақстан Язғучилар иттипақиниң кативи Т.Әбдиков вә башқиму алим-әдәбиятчилар қатнашқан еди. Әйнә шу тәнтәнигә йәнә шаирниң сиңлисини тәклип қилдим. Шу кәлгинидә жутдашлириға акисини унтумай, дайим әсләп турғанлиғи үчүн бәк рази болуп, «бүгүн атам, акам тирилипла жутиға қайтип кәлгәндәк болди» дегән еди. Мән бу вақиәләрни тәпсилий йезиватқанлиғимниң сәвәви, шаирниң сиңлиси бирәр кетимму Қаратуруқ тоғрилиқ гәп қилмиған еди. Һәрдайим Чоң Ақсу йезисини «ата жутум» дәп тилға алидиған. Аммивий әхбарат васитилиридә вә башқиму нәширләрдә коча параңлири билән һаятий вә тарихий асаси йоқ гәпләрни йезивериши келәчәк әвладимизниң тәрбийисигә сәлбий тәсир қилидиғанлиғини ойлиши керәк. Әхлақ вә әдәп чегарисини бузуп ейтидиған болсақ, у вақитларда Авут Мәсимов язғандәк, «Лутпуллиниң ана қосиғида ятқининиң йәттинчи айлирини” ениқлайдиған дохтурханиларму, дохтурларму йоқ екәнлиги һәммигә мәлум. Уни аз десәк, йолувчи болуп кетиватқан адәмләрниң йәнә бир йол бойидики мәлидә турақлиқ турушлуқ өйи болуши мүмкинму? Шаирниң бовиси чоң акиси вә иниси билән 1886 – 1887-жиллири Алмута тәрәпкә көчкән 60 түтүн кичикбуғралиқларға қошулуп, Қаратуруқта тохтап қалғини, 42 түтүн Қарасу болуслуғиға, 73 түтүн Яркәнттики Хонихай йезисиға, бир бөлиги Чарин йезисиға көчүп барғанлиғи, лекин бир-икки жилдин кейинла уларниң көпчилиги Чоң Ақсуға қайтип кәлгәнлиги тарихтин яхши мәлум. Бу көчүшләр тоғрилиқ П.Румянцевниң «Таранчи» китавида А.Куропаткинниң Йәттису губернаториға язған әхбаритида тәпсилий йезилған. Әйнә шу қайтип кәлгәнләрниң арисида шаирниң бовиси вә кичик дадиси болған. Һезмахунниң баҗилири билән кичик дадилириму оттузинчи жиллири Ғулҗиға көчүп кәткичә Чоң Ақсуда турған. Бу тарихий факт. Хуласиләп ейтқанда, Чоң Ақсу йезисида туғулсиму, пүткүл хәлқимизниң пәхри болған улуқ шаиримиз Лутпулла Мутәллипни һәрдайим яд етәйли, қериндашлар! Шамахун НУРУМОВ. Уйғур наһийәси.

459 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы