• Бизниң сөһбәт
  • 01 Наурыз, 2018

Əзиз Иса ƏЛКҮН: «Миллий кимлигимизни сақлаш – өзимизгə бағлиқ»

Өткән жили Әмгәкчиқазақ наһийәси Ғәйрәт йезисида «Йәттису уйғур музыка мәктиви» өз ишигини ачқан еди. Мәктәпниң ечилишиниң тәшәббускари, шаир Әзиз Иса Әлкүн Лондондин кәлди. Пурсәттин пайдилинип, уни сөһбәткә җәлип қилдуқ. – Әзиз ака, Қазақстан дияриға хуш кәпсиз. Дәсләп өзиңиз вә аилиңиз һәққидә ейтип бәрсиңиз? – Мән өзəмни “Тарим оғли” десәмму болиду. Чүнки қедимий Тарим өзиниң тилсим қойнида мени әлләй әткән болса, әҗдатлиримизниң Тәклимаканға көмүлгән өлмәс роһлири маңа өзиниң шанлиқ кәчмишлиридин ривайәтләр ейтип берип, мени чоң қилған. Мән әшу Тарим бойидики Шаһияр наһийәсиниң Тойболди йезиси Йеңичимән кәнтидә 1970-жили туғулған. 1991-жили Үрүмчидики «Шинҗаң университетида» билим елип, рус вә хитай тиллири бойичә мутәхәссислик егилидим. Кейин дөләт хизмитигә тәхсим қилиндим вә у йәрдә бираз ишлидим. 1999-жили Бишкекқа келип кейин, Германияиниң Мюнхен шәһиригә кәттим. 2001-жили Англияниң Лондон шәһиригә көчүп келип, аилилик болуп, йәрлишип қалдим: 2004-жили аялим Рейчел (уйғурчә исми Раһилә) билән той қилдим. Аялим Лондон университети шәриқшунаслиқ институтида музыка илми бойичә профессор болуп хизмәт қилиду. Аилимизниң бош вақти вә күчи уйғур хәлқигә хизмәт қилишқа, уйғур мәдәнийити вә сәнъитини тәтқиқ қилишқа қаритилған. Үч қизимиз бар, улар дунияниң қәйиридә яшимисун, өзлириниң уйғурлиғини һәр вақит есигә елип яшисун дәп, уйғурчә исимларни қойдуқ. Мән Лондонға 2001-жили кәлгәндин кейин 8 жил инглиз тилини үгәндим. Компьютер техникиси вә тор лаһийиләш кәспи бойичә Лондон университетини пүтəргәндин буян компьютер саһасида ишлидим. 2012-жилидин бери Лондон университети Шәриқшунаслиқ институтида қурулған «Хитайдики исламий аваз» намлиқ тәтқиқат торида тор башқурғучи вә ярдәмчи тәтқиқатчи болуп хизмәт қилип келиватимән. Мән бу хизмитимдин ташқири халис һалда “Лондон уйғур ансамбли” билән Хәлиқара PEN җәмийити Уйғур PEN клубида паалийәт елип бериватимән. Шундақла бош вақтимни уйғур хəлқи үчүн әһмийәтлик болған саһаларда әмәлий хизмәтләрни бәҗиришкә, уйғурниң иҗтимаий вә сəясий һаят қатламлирини тәтқиқ қилишқа беғишлаймән. Булардин ташқири тәрҗимә вә иҗадийәт биләнму шуғуллинимән. – Уйғур PEN клуби уйғур әдәбиятини дунияға тонуштуруш үчүн қандақ ишларни әмәлгә ашуруватиду? – Мән 2010-жили аталған клубқа әза болуп кирдим. 2011-жили униң Интернет торини қуруп чиқтим вә уни бүгүнки күнгичә өзəм башқуруп келиватимән. 2012-жилидин башлап Хәлиқара PEN җәмийити уйғур мәркизиниң дайимий комитетиниң һәйъәт әзаси вә язғучиларниң һоқуқини қоғдаш бөлүминиң мәсъули сүпитидə атақлиқ уйғур язғучиси Нурмуһәмәт Ясинниң «Ява кәптәр» намлиқ һекайисини 20дин артуқ дуния тиллириға тәрҗимә қилдуқ. Бу һекайә һазирғичә давамлиқ тәрҗимә қилиниватиду. Австралиядә яшаватқан Сөйүнгүл һәдимизниң «Көз йешида нәмләнгән зимин» биографиялик романини клубниң язғучиларниң һоқуқини қоғдаш бөлүминиң һазирқи мәсъули Рәһимә ханим инглиз тилиға тәрҗимә қилди. Бу инглиз PEN клубниң 2017-жилдики «Надир тәрҗимә нәшир» мукапитиға еришти. Бу китап пат-йеқинда Лондонда нәширдин чиқиду. Шу җүмлидин мениң өткән жили аилимизниң бешидин өткән əһвалларға мунасивəтлик язған «Жавапсиз қалған телефон» намлиқ һекайәм пүткүл муһаҗирәттики уйғурларниң алаһидә яқтуруп оқушиға еришипла қалмастин, бүгүнки уйғур вәзийити вә һаятини бәдиий тәсвир арқилиқ баян қилған, йеңи дәвир прозичилиқниң намайәндиси сүпитидә дуния Интернет тор әдәбиятиға кирди. Һекайә бүгүнки күнгә қәдәр инглиз, рус, япон, хитай қатарлиқ 12 хил тилға тəрҗимə қилинди. Һазир кәспий хадимлар билән бу һекайиниң микрофильмини һəрхил тилларда ишләп чиқишниң тәйярлиғини көрүватимиз. Уйғур PEN клуби 2006-жили қурулған, униң баш штаб-квартириси Лондонға җайлашқан. – Сизниң Қазақстанда «Йәттису уйғур музыка мәктивини» қурушиңизға немә сәвәп болди? – Тəғдирниң тəқәзаси түпəйли тарихий Вəтинимиздин кетип, Англиядә мусапир болуп яшап келиватқинимға 20 жил вақит болди. Рәпиқәм бурун ана-Вәтинимизгә көп қетим уйғур музыкисини тәтқиқ қилиш үчүн барған болуп, бирқанчә жиллардин буян мошу саһада оқутуш вә тәтқиқат ишлири билән шуғуллинатти. Мән 2003-жили Рейчел билән биллә тунҗа қетим уйғур музыкисини тәтқиқ қилиш мәхситидә Қазақстанға кәлдим. Британия пәнләр академиясиниң ярдәм бериши билән «12 муқамниң» Оттура Азия вариантини тәкшүрүп-тәтқиқ қилиш мәхситидә Қазақстан, Қирғизстан вә Өзбəкстан қатарлиқ дөләтләрдики уйғурлар яшаватқан җайларни зиярәт қилдуқ. Мәхситимиз әл ичидики сәнъәткарлар вә әлнәғмиләр билән көрүшүш, улар билән сөһбәт елип бериш, қисқиси, уйғур хәлқиниң тәвәррүк мәдәний мираслириниң бири болған «12 муқамни» хәлиқ ичидин үгиниш вә тәтқиқ қилиш еди. Уйғур нахша-музыка вә мәдәнийитини тәтқиқ қилишқа кәлгәнлигимиздин мәмнун болған Уйғур театрниң шу вақиттики мудири Мурат Əхмəдиев бизни қизғин қарши алди. Андин Уйғур театридики мәрһум Азат Бурһанов, уссул тәтқиқатчиси Гүлнарə Сайитова вә башқа сәнъәт мутәхәссислири вә музыкантлар билән тонуштуқ. Биз шу қетимқи сәпиримиз җәриянида Əмгәкчиқазақ наһийисидики Байсейит мәктивини зиярәт қилдуқ. Биз мәктәпниң музыка пəни муəллими Һезиз Турдиев билән тунҗа қетим учраштуқ. Һезиз акиниң ейтишичә, у мәктәп бойичә музыкида таланти бар оқуғучилар арисидин 30 оқуғучини таллап, сəнъəт өмигини қуруп, уларға уйғур нахша-музыкилирини үгитиватқан екəн. 2016-жили болса, сентябрьдә Байсейитта «Йәттису уйғур музыка мәктивини» қурдуқ. Биз узун жиллардин буян Оттура Азияниң мәдәнийәт-сәнъәт тәрәққиятиға ярдәм берип келиватқан «Агахан» мәдәнийәт фондиниң қоллишиға вә ихтисадий ярдимигә ериштуқ. Шу жили мəктəп шагиртлири үчүн Үрүмчидин керәклик миллий чалғу әсваплар вә кийим-кечәкләрни елип кəлдуқ. Аз вақит ичидə һəвəскар оқуғучилиримиз уйғурниң гөзәл миллий кийимлирини кийип, муңлуқ саз-муқамлирини үгинип, сәнъəткə болған иштияқи улғайди. «Йәттису уйғур музыка мәктивиниң» көзлигән мәхсити – Қазақстанниң уйғурлар зич орунлашқан наһийә, мәһәллилиридики оқуғучиларға уйғур чалғу-әсваплирини челип-үгитиштə шараит яритиш, өсмүрлəрниң өзиниң миллий кимлигини қәдирләйдиған, келәчәктә уйғур мәдәнийəт-сәнъитигә варислиқ қилалайдиған талантлиқ әвлатларниң йетишип чиқишиға һәссимизни қошуштур. Биз 2016-жили мәктивимизниң тунҗа һулини Байсейитта ачқандин кейин, музыка вә уссул бойичә әлликкә йеқин оқуғучини тәрбийилидуқ. Əпсуски, кейинки жили, бəзи сəвəплəргə бола, Байсейиттики паалийитимиз тохтиди. 2017-жили сентябрьдин башлап мәктәпниң Қазақстандики мәсъули Дилмурат Турдиевниң тиришчанлиғи билән, шундақла Ғәйрәттə Исмайил Саттаров намидики оттура мәктивиниң мудири Əзимҗан Мəрүпов вә йеза һакиминиң тәкливи һәм қоллап-қувәтлиши билән Ғәйрәттə «Йәттису уйғур музыка мәктивини» қайтидин муваппәқийәтлик башлидуқ. Курста һазир 30 нәпәр уйғур, 10 нәпәр қазақ вә башқа милләт өсмүрлири оқуйду. Бу курстики оқуғучиларға дәрис бериш үчүн Алмутидики тонулған «Нур» ансамблиниң сазандилири тәклип қилинди. Шагиртлар тәмбүр, дутар, сатар вә домбра қатарлиқ 4 топқа бөлүнүп, үгəнмəктə. Өткән жили ноябрьда Ғәйрәт йезисиға берип, оқуғучиларниң маһаритини көздин кәчүрдүм вә устазларниң әмгигидин көп мәмнун болдум. -- Һазир Қазақстанда латин алфавитиға көчүш җәрияни башланди. Чәт әлләрдики уйғурлар, шуларниң ичидә Англиядә қайси нусхини пайдилиниватиду? – Қазақстан Җумһурийитиниң рәсмий инглиз йезиғи елипбәсини асас қилған латин йезиғиға көчүш қарарини аңлап хошал болдуқ. Чүнки әгәр Қазақстан уйғурлири латин йезиғиға көчүш ишида әтраплиқ издинип вә үгинип, бирпүтүн уйғур хәлқиниң бирликкә кәлгән йезиқ ишлитиштин ибарәт узун жиллиқ арзусиниң бу қетим әмәлгә ешишиға барлиқ күчини чиқириду дәп үмүт қилимиз. Һазир компьютерлиқ техникиниң һаятимизниң һәммә саһалириға кириши башланғандин буян хәлқимиз әсирләрдин буян қоллинип келиватқан уйғур-әрәп йезиғини сақлап қелиш вә риваҗландуруш билән биллә, илмий тәтқиқат вә техникиларда һәм уйғур-әрәп йезиғини билмәйдиған дунияниң һәрқайси әллиридики қериндашлиримиз билән алақилишишқа қолайлиқ шараит яритиш вә шундақла инглиз яки хитай тили тәләппуздики яшлиримиз арисида латин йезиғини қалаймиқан ишлитилишиниң алдини елип, бирликкә кәлтүрүлгән инглиз йезиғи асасидики уйғур латин йезиғини оттуриға қоюш, уни компьютер техникиси вә уйғур тилиниң фонетикилиқ қурулмиси һәм имла қаидисигә уйғун һалда тузүп чиқиш қатарлиқ ишларни Үрүмчидики Шинҗаң университетиниң тилшунас вә компьютер мутәхәссислири 1990-жиллириниң ахирилиридин башлапла тәтқиқ қилишқа киришкән еди. Бу җәриянларда түрлүк техникилиқ вә башқа тосалғулуқларни йеңип, 2006-жили Шинҗаң-Уйғур Автоном районлуқ тил-йезиқ комитетиниң рәсми тәстиқлиши билән уйғур латин йезиғи (ULY) тунҗа қетим ана-Вәтинимиздә тәйярланди. Шуниңдин буян тарихий Вәтинимиздики вә ғәрип мәмликәтлиридә яшаватқан қериндашлиримиз бу «уйғур латин йезиғини» изчил қоллинип келиватиду. Мана шу вәҗидин мән шәхсән Қазақстанда җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Қазақстан Жумһурийитиниң латин йезиғиға көчүш ишлириға паал қатнишип, һазир тарихий Вәтинимиздә вә сиртида қоллиниливатқан уйғур латин йезиғини таллишини тәвсийә қилимән. Қазақстандики уйғур хәлқи қиммәтлик пурсәтни пайдилинип, уйғур хәлқиниң бир милләт сүпитидики йезиқ бирлигиниң әмәлгә ешишиға тарихта мәңгү изи өчмәйдиған бир төһпә қошушиға чин жүригимдин тиләкдашмән. Англияни өз ичигә алған пүткүл ғәрип дуниясидики уйғурлар ана-Вәтинимиздә 2006-жилидин буян «уйғур латин йезиғи – ULY»ни қоллиниду. Шәхсән өзәм үчүн уйғур тили мениң җеним болса, йезиғи тенимдур, дуниявий бирликкә кәлгән йезиқ ишлитиш болса, мениң һәр йәргә бемалал жүрәләйдиған икки путумдур. Мән Қазақстан Жумһурийитиниң латин йезиғиға көчүш қарарини аңлиғандин буян, Қазақстандики қериндашлиримизниң қазақ хәлқи билән тәң латин йезиғиға көчүш ишлириға алаһидә диққәт қилип келиватимəн. — Сөһбитиңиз үчүн рәхмәт. Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ.

1315 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы