• Бизниң сөһбәт
  • 01 Наурыз, 2018

Садирдики седә – достлуқ билән паравәнликниң рәмзи

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/ Алмута вилайәтлик «Жетису» гезитиниң Панфилов наһийәси бойичә өз мухбири Мирзағали Нурсейит вә наһийәлик «Яркәнт тәвәси» гезитиниң мухбири Жумағази Бейсебек билән тағ бағридики Сарибәл йеза округиға атландуқ. Талада қишниң аччиқ соғиму бар. Ушқундап қарму йеғиватиду. Кәсипдаш ағилар тағ етигидики Сарибәл, Садир, Турпан йезилириниң тарихи, тәбиити, мошу жутлардин йетилип чиққан шаир-язғучилар, алимлар, әмгәк мәрданилири һәққидә қизғин сөһбәткә чүшүп кәтти. Мениң билән сәпәрдаш болған икки гезитниң мухбирлири һаятиниң 40 жилини мәтбуатқа беғишлиғачқа, хелила көп мәлуматларға егә екән. Уларниң әслимилирини тиңшап, наһийә мәркизидин 32 чақирим жирақлиқтики Садир йезисиға йетип кәлгинимизниму туймай қалдуқ. Бизни округ һакими Мухтархан Сарпек күтүвалди. У йезиниң қақ оттурисида улуқ еқиватқан өстәңниң көрситип: Әҗдатлиримиз мошу өстәңниң бойиға жут бәрпа қилған екән. Бу йәрниң сүйи әлвәк болғачқа, дехан қутлуқ кәтмини билән етиз-ериқта ишләп, чарвичи яйлиғида тенимәй-тәнтиримәй яшаватиду. Бәзидә мошу жутни макан тутқан қазақ билән уйғурниң достлуғини егиз тағларға, җошқунлап еқиватқан дәрияларға қияс қилимән, – деди у. Қедимий Турпан, Садир һәм Сарибәл йезилирида җәми 5171 адәм яшайдекән. Улар асасән деханчилиқ, бағвәнчилик вә чарвичилиқ билән шуғуллиниветипту. Һәр аилидә бәш-ондин қой-өшкә, қаримал, илқа бар дегәндәк. Һакимниң ейтишичә, чарвичилиқ саһасини тәрәққий әткүзүш үчүн дөләт тәрипидин «Иш билән тәминләш-2020» программиси бойичә мал бодаш нийитидә Рыскелди Махмутов 6 млн. тәңгә несийә елип, 45 қаримал бодаветипту. Бу жутларда имканийәт болмиғачқа, турғунлар той-төкүн вә башқиму муһимларни шәһәрдики тойханиларда өткүзүшкә мәҗбур екән. Шуңлашқа Садирлиқ Айдин Әуелбеков тойхана селиш нийитини билдүргән екән, униңға мәхсус йәр бөлүнүп, қозуғи қеқилипту. Әнди у жутдашлириниң жириғини йеқин қилишқа тәйяр. Демәк, пат-йеқинда округ турғунлири мәрасимларни өткүзүш үчүн шәһәргә қатнимайдиған болиду, дегән сөз. Йезидики йәнә бир тәдбирчан инсан Муһит Әхмәтов елимиз Президентиниң йеза егилиги ишләпчиқириш кооперативлирини қуруш бойичә тапшурмисини әмәлгә ашурушқа бәл бағлап, 134 шәхсий дехан егилигиниң бешини қошупту. У тәшкил қилған кооператив – «Пайдалы өнім» дәп атилидекән. Таза ичидиған су Садир вә Турпан йезилирида тәвлүгигә 8 сааттинла берилиду. Бу мәсилини һәл қилиш үчүн чариләр көрүлүватиду. Мән башта өстәңниң сүйи тоғрисида ейтқиним бекар әмәс. Әҗдатлиримиз һазирқидәк су проводлири тартилған заманни көз алдиға кәлтүрмигәнму болғиди. Улар мана мошу өстәңниң сүйини ичип яшиған. Өткән жили ноябрь ейида қаттиқ боран чиқип, дәрәқләр өрүлүп, турғунлар электр йоруғисиз қалғанда, үч-төрт күн биз мошу өстәңниң сүйини ичишкә мәҗбур болдуқ. Тағ бағридин еқиватқан өстәңниң сүйи тениңгә дава, дәрдиңгә шипа, – дәйду округ һакими. Округтики қатар турған һәр үч йезида Мәдәнийәт өйи йоқ, улар бузулуп кәткәчкә, ишиклиригә қулуп селинипту. Бу мәдәний чарә-тәдбирләр тохтиди дегәнлик әмәс. Әксичә, Мәдәнийәт өйи хадимлири Қымбат Қулибекова, Бақитгүл Туңғышбаева, Лаура Мутанова мәктәпләр билән келишип, мәдәний чарә-тәдбирләрни улардики мәҗлис заллирида өткүзүветипту. У күни һаким бизни жут атиси болған Низам ака Әхмәтов билән тонуштурди. Низам Әхмәтов та бүгүнки күнгичә йеза егилиги саһасиға мунасивәтлик жиғинларға қатнишип, өзиниң пайдилиқ пикир-тәклиплири билән ортақлишиватқан етиз мәрданиси. Наһийәдики йеза егилиги ишләпчиқиришини риваҗландурушқа салмақлиқ һәссә қошқан тәшкилатчиларниң бири. У бийил 90 яшқа киргән болсиму, һели тимән, хатириси сағлам. Низам ака билән болған учришишқа (сүрәттә) йеза һакими җәмийәтлик кеңәш әзалири билән Мәдәнийәт өйи хадимлирини, жут мөтивәрлирини, жигитбашлирини тәклип қипту. Алди билән жутниң тарихи һәққидә гәп болуведи, йеза һакими жутниң йәнә бир әмгәк мәрданиси Қурван ака Кебировқа дәсләпки сөзни бәрди. Қурван ака икки тилда, алдиримай Садирниң тарихидин сөз башлиди. Мөтивәрниң ейтишичә, Или тәвәсидин көчүп чиққан уйғурлар шу 1881- жиллири дәсләп Чоң Чиғанда, андин Веливай Йолдашевниң мәслиһити билән мошу жутқа келип орунлишипту. Жут бирдинла “Садир” дәп аталған. Тарихтин шуни билдуқки, уни һәрқим өзичә атапту. Молла Тохти йүзи, Сақин йүзи, Базарбай, Сай мәлиси вә һаказилар. Әнди өткән әсирниң 20-жиллиридин кейин хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнтлири Абдулла Розибақиев, Исмайил Тайиров, Һезим Искәндәров бу жутларға қәдәм тәшрип қилип, аһали билән сөһбәтлишиш җәриянида уларниң қайси жуттин кәлгәнлигини сүрүштә қилиду. Көпчиликниң Садир Палванниң жутидин кәлгәнлигидин хәвәр тепип, «Садир» дәп аташ тәкливини бериду. Мана шуниңдин бери садирлиқлар өзиниң иссиқ жутидин кәтмәй яшап келиватиду. Жут ақсақили шундақла мөтивәр мәзкүр жуттин йетилип чиққан язғучилар, ака-ука Қурван вә Турған Тохтәмов билән физика-математика пәнлириниң намзити Полат Әхмәтов, филология пәнлириниң намзити Һакимҗан Һәмраев вә башқиларниң исимлирини пәхирлиниш билән тилға алди. Садирда өткән әсирниң оттузинчи жиллири «Қизил Дехан» колхози қурулған екән. Егиликкә аддий деханлар әза болиду. Уларниң қатарида бүгүн «жут атиси» аталған Низам Әхмәтовниң ата-аниси Абдусалам вә Хатәмханлар болған. Абдусалам атиниң азду-тола савати болғачқа, у колхозниң биринчи рәиси болуп сайлинип, униң саһалирини риваҗландуруш үчүн тәр төкиду. 1937-жили Абдусалам ата «хәлиқ дүшмини» атилип, тутқунға елиниду. Бирнәччә жиллардин кейин униң етилип кәткәнлиги мәлум болиду. Хатәмхан ана балилири билән қийинчилиқларға дуч кәлди. Аилидики асасий еғирчилиқ тунҗа пәрзәнди Низамға чүшти. У Садирдики йәттә жиллиқ мәктәпни тамамлап, Яркәнт шәһиридики педагогика училищесиға оқушқа чүшүп, биринчи курсни түгәткәндин кейин язлиқ дәм елишқа чиққинида, туюқсиз уруш башлинип, оқушини давамлаштурушқа мүмкинчилик болмиди. – Уруш башланғанда он төрт яшта едим. Колхозниң барлиқ ишлири биз қурамлиқларға вә мүкчәйгән бовай-момайларға қалди. Мән дәсләп һесапчи болдум. Атилар күндүзи етизлиқта, кечиси хаманда аянмай әмгәк қилса, аниларму ушшақ балилирини әгәштүрүп етиздин қайтип, шам чирақниң йоруғида пайпақ, пәләй тоқуп, мәйданға әвитәтти. У жиллири йезиға кәйни-кәйнидин келиватқан «қара хәтләрниң» сани йоқ еди. Аниларниң жиға-зари жүрәк-бағримизни моҗутқини һели есимдә. Мениң тәңтушлирим йеши йәткәндә җәң мәйданлириға атланди. Лекин мән қурал тутуп җәңгә кирмисәмму, ғалибийәт үчүн әмгәк мәйданида биркишилик оқитимни қилдим, дәп ойлаймән. Чүнки бала вақтимдин көз ағриғиға дучар болғачқа, маңа әмгәк армиясидә болушқа тоғра кәлди. Яркәнттики чегара отрядида, кейинирәк Владивостокта қурулуш ишлирида болдум, – дәйду мөтивәр у жилларни әсләп. Уруш түгәп жутиға икки жилдин кейин қайтқан Низам ака Садир терилғу бригадисида ишлиди. Андин Сарибәл участкисиниң башлиғиму болди. Иштин қол үзмәй Талдиқорғандики йеза егилиги техникумида оқуп, агроном мутәхәссислигини егилиди. Илгәрки «Октябрьниң 40 жиллиғи колхозини» йеза егилиги ишләпчиқиришниң маһир тәшкилатчиси Н.Головацкий башқурған жиллири садирлиқ деханлар чоң утуқларни қолға кәлтүрди. Садир, Сарибәл, Турпан йезилирида көмүқонақ, көпжиллиқ чөп терилип, униңдин мол һосул елинди. Йеза хәлқиниң турмуш-тирикчилиги паравәнлишип, йеңи мәктәп, мәдәнийәт өйлири селинип, пайдилинишқа берилди. Садирлиқлар Низам акиниң тәшәббуси билән қолға елинған ишларни қоллап-қувәтләп, униңға яр-йөләк болди. Шуниң үчүнму колхоз һесавиға селинған өйләр илғар механизатор, дехан вә чарвичиға берилди. Низам Әхмәтовниң бу хилдики изгүлүк ишлирини, яхшилиқлирини жутдашлири унтуғини йоқ. Дехан Низам Әхмәтовниң әмгиги мунасип баһалинип, Ленин, Әмгәк Қизил Туғи, “Һөрмәт Бәлгүси” орденлири, шундақла көплигән Пәхрий ярлиқлар билән тәғдирләнди. У «Қазақстан Җумһурийитиниң йеза егилигигә хизмәт көрсәткән хадими» пәхрий намини елишқа муйәссәр болди. Шундақла Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини аталди. Өткән әсирниң 90-жиллири колхоз-совхозлар тарқиғандин кейин садирлиқлар егиликтин пай һесавиға йәр елип, деханчилиқ қилди. Низам ака Әхмәтовму һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейин жутдашлири охшаш өзигә тегишлик өлчүк йеридә деханчилиқ билән шуғулланди. Һазир униң бу ишини пәрзәнтлири Муһит вә Ташполат аилилири билән давамлаштурмақта. Тәкитләш керәкки, улар наһийәдики илғар деханлар қатарида тилға елиниду. – Аз күндин кейин йәнә йәргә ишләшни башлаймиз. Баһар пәслини дехан көптин күтиду әмәсму? Һә, дехан әтиязниң һәрбир күнини ғенимәт пайдилиниши керәк. Чүнки күндин қалдиң, жилдин қалдиң. Һазир балилирим билән нәврилирим оғутларни төкүватиду. Күчүңниң барида әмгәк әткәнгә немә йәтсун! Бу ата кәсип, у әвлаттин-әвлатқа қелиши керәк. Мән һазирқи яшларниң иш йоқ дәп, қол қоштуруп олтармай, тиришип, һалал әмгәк етишини халаймән. Пәрзәнтлиримни шундақ тәрбийилидим. Улар иш издәп шәһәргә кәтмиди. Жутта онниң кәйни болса, онниң алди. Дехан бай болмиғини билән ач қалмайду, – деди Низам ака мәғрурланған һалда. Бу жуттики қери седә һәққидә Низам акиниң оғли Муһит төвәндикиләрни ейтип бәрди: – Дадамниң ейтишичә, бу дәрәқ тәхминән үч әсирдин буян көкләватиду. Бу һәқтә өз вақтида Москвадин журналистлар келип, «Правда» гезитиға язған еди. Аилимиз үчүн тәвәррүк һесапланған седә һәрқандақ яманлиқтин һимайә қилип турғандәк билиниду, бизгә. Әвладимизниңла әмәс, жутумизниң тумари. Сединиң сайисида талай меһманларниң дәм алғанлиғини билимән. Садирға қәдәм тәшрип қилған һәрқандақ киши язда мошу седә сайисида олтирип, һели мәрһум Баһарәм анимизниң бир пиялә чейини ичип, қолидин дәм-туз тартмай кәтмәтти. Биз әйнә шуниңға варислиқ қилған һалда меһманлиримизни мошу җайға башлаймиз. Бир қизиғи, наһийәмизгила әмәс, җумһурийәттики хасийәтлик җай һесапланған Әулиеағаштики дәрәқ билән бизниң седә бир линияға орунлишипту. Чегариниң у тәрипидә йәнә мошу линиядә бир даңлиқ седә бар, дәп аңлидуқ. Муһит ака сединиң шипалиқ хусусийәтлири һәққидиму һекайә қилип бәрди. Һәқиқәтәнму сәккиз адәмниң қучиғи йәтмәйдиған бу седә садирлиқларниң достлуғи билән паравән турмушиниң рәмзигә айлинипту. Панфилов наһийәси. Жумағази БЕЙСЕБЕК чүшәргән сүрәт.

323 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы