• Асасий мақалилар
  • 01 Наурыз, 2018

1-март – Миннәтдарлиқ күни

Мана үч жилдин буян Қазақстан хәлқи Миннәтдарлиқ күнини нишанлаватиду. Бу мәйрәм көпмилләтлик Қазақстан хәлқиниң инақлиқ-бирлигиниң, достлуқ-разимәнлигиниң рәмзи. Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев униң мәзмун-маһийитини мундақ чүшәндүрди: «Әҗдатлиримиз хәлиқниң бешиға чүшкән еғир синақларға бәрдашлиқ бериш үчүн өзлиригә күч-қувәт әта қилған тәғдиргә вә ана йәргә һәрқачан миннәтдар болуп кәлгән. Улар дайим ачарчилиқ жиллирида, уруш вақтида ярдәм қилғанлиғи үчүн өз йеқинлиридин рази екәнлигини билдүргән. Жигирминчи әсирниң сәясий тәқипләш, мәҗбурий көчириш жиллирида адәмләр бир-биригә ярдәм қилғанлиғи, қоллап-қувәтлигәнлиги үчүн миннәтдарлиқ изһар қилған. Бу болса, һәммә нәрсисидин җуда болған адәмләргә аман қелиш, һаятни йеңидин башлашқа үмүт-ишәнчигә егә болуш үчүн күч-қувәт бәргән. Шундақ екән, бүгүнки таңда әйнә шу мисли көрүлмигән еғирчилиқларни баштин кәчүргәнләр, шундақла уларниң әвлатлири қазақ даласиниң меһмандостлуғини алаһидә сәмимийәт билән әсләп тилға алиду...». Қазақстан җәмийити Миннәтдарлиқ күнини йеңи-йеңи әнъәниләр билән бейитип, кәң нишанлимақта. Мәсилән, бүгүн «Қайырымды көршіге рахмет!» («Меһриван хошниларға тәшәккүр!») акцияси башлиниду. Мәзкүр чарә-тәдбир даирисидә хошнилар, хошна йезилар, наһийәләр, шәһәрләр турғунлириниң өзара учришишлири өткүзүлиду. Униң даирисидә ҚХА вәкиллириниң қатнишиши билән муһим мавзуларға сөһбәтләр, өзара тәҗрибә алмаштуруш, һәрхил мусабиқиләр, түрлүк саһалардики утуқларниң көргәзмиси, иҗадий коллективлар вә бәдиий һәвәскарларниң концертлири уюштурулиду. Әлвәттә, мошу нарәсмий учришишларда униңға қатнашқучилар бир-биригә миннәтдарлиқ билдүрүп, изгү тиләкләрни изһар қилиду. Бир-биримизгә миннәтдар болайли, қиммәтлик вәтәндашлар!

446 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы