• Спорт
  • 07 Наурыз, 2018

Улар бизниң пәхримиз

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Алмута шәһиридики әң қедимий уйғур мәһәллириниң бири «Дехан» дәп атилиду. Тәхминән, бу жутта һазир 100дин ошуқ уйғур аилиси яшайду. Улар һәрхил саһаларда әмгәк қилип, җәмийитимиз тәрәққиятиға биркишилик һәссисини қошуватиду. Тарихи өткән әсирниң оттузинчи жиллиридин башлинидиған «Дехан» мәһәллисини һәрхил жилларда көплигән жигитбашлири башқурған екән. Һазир бу ишни Батур ака Ниязов җавапкәрлик билән атқуруватиду. Көпниң ишини десә, ичиватқан чейини ташлайдиған Батур ака дәсләп жутдашлириниң бешини қошуп, һәрқандақ муюмларни өткүзгәндә миллий урпи-адәтлиримизгә риайә қилишни вә исрапчилиққа йол қоймаслиқни қолға алди. Шәһәрниң нәқ мәркизидә орунлашқан мәһәллидә, йәни нурғунлири өзгә тилларда билим алғанлар истиқамәт қилидиған жутта мундақ ишларни әмәлгә ашуруш, әлвәттә, униңға асанға чүшкини йоқ. Лекин акимиз ақсақалларниң, жут активистлириниң ярдими түпәйли жутдарчилиқ ишлирини чапсанла йолға селивалди. Батур ака Ниязов ушбу мәһәллидә яшайдиған яшлар билән ишләшни қолға алмақта. У йеқинда бир топ яшларни «Қәшқәр» этнорестораниға жиғип, уларниң һөрмитигә дәстихан яйди. У йәрдә жут мөтивәри Әхмәтҗан ака Исламов яшларни қолға кәлтүрүватқан утуқлири билән тәбриклигәч, «Дехан» мәһәллисиниң шәнини қоғдашқа чақирди. Өз новитидә, сөз алған Батур ака Ниязовму сағлам һаят тәризини таллиған деханлиқ яшларға спортниң көплигән сәлбий илләтләрдин нери болушиға түрткә болидиғанлиғини чүшәндүрүп, уларни мошу йолдин қайтмай, һаман алға интилишиға тиләкдашлиқ билдүрди. Ахирида яшлар өзлиригә һөрмәт көрсәткән жут атилириға миннәтдарлиқ билдүрүп, уларниң үмүтини ақлашқа вәдә бәрди.

205 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы