• Замандаш
  • 07 Наурыз, 2018

Бемарниң дәрдигә дәрман болуп...

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази»/ Бу адәм тоғрилиқ мақалә йезишни көптин бери көңлүмгә пүкүп қойған едим. Чүнки у Челәк тәвәсидә алий дәриҗилик мутәхәссис сүпитидә етирап қилиниду һәм жут ичидиму аброй-атиғи жуқури инсан. Өткәндә Арупҗан ака Исламовниң 70 яшқа кириватқанлиғини аңлап, уни тәбриклигәч берип, сөһбәтлишип қайттим. Арупҗан ака 1948-жили Уйғур наһийәсиниң Чоң Ачиноқа йезисида дунияға кәлгән екән. У дәсләп мошу йәрдә, кейинирәк хошна Кичик Ачиноқа йезисидики мәктәптә билим алиду. Алтинчи синиптин башлап, аиләвий сәвәпләргә бола, Чоң Ақсу йезисидики мәктәп-интернатта оқушқа башлайду. Билимгә дегән иштияқи жуқури болғачқа, мәктәптә яхши оқуйду. Униң болупму әдәбиятқа болған қизиқиши үстүн еди. – У заманларда китап оқумайдиған адәм аз болидиған, – дәп әсләйду Арупҗан ака. — Китапханиға йеңи китап кәлсә, новәт билән оқаттуқ. Мәнму китапхумар едим. Йәттинчи синипта оқуватқан пәйтлиримдә шеир йезишқа қизиқтим. Бирнәччә шеирим наһийәлик «Или вадиси» гезитидиму елан қилинди. Шуңлашқиму устазлирим мени “шаир болиду” дәп ойлиған екән. Буни мән кейин уқтум. Мән болсам, юрист яки дохтур болушни арман қилаттим. Арупҗан Исламов оттура мәктәпни әла баһалар билән тамамлап, һөҗҗәтлирини Ташкәнттики медицина институтиға тапшуриду. – Мениң медицина институтиға һөҗҗәтлиримни тапшурғанлиғимни аңлиғанлар һәйран қалди, – дәйду у. – Институтта физика пәнидин емтиһан тапшурған пәйттә мениң җаваплиримни көргән устаз: «Тәйярлиғиңиз яхши екән, сизгә қанчә қоюп берәй?» дәп сориди. Мән кәмтарлиқ билән: «Маңа төрт болсиму йетиду» дәвәттим. Әпсус, әшу өзәм соравалған төртниң кесиридин конкурстин өтәлмәй қалдим. 1967-жили у һәрбий сәпкә чақиртилип, үч жил давамида вәтән алдидики борчини өтәйду. Андин йәнә шу Ташкәнттики медицина институтиға һөҗҗәтлирини тапшуруп, оқушқа чүшиду. Жуқарқи курсларда оқуватқан пәйтлиридә дәристин қол үзмәй, өз кәспи билән ишләшкә башлайду. Бу униң үчүн тәҗрибә топлаш мәктиви болди. Йәни нәзәрийәвий билимини әмәлиятта пайдилиниш имканийитигә еришиду. 1976-жили мәзкүр билим дәргаһини утуқлуқ тамамлап, «хирург» мутәхәссислигини егиләп, йолланма билән Өзбәкстанниң Җизақ шәһиригә ишқа әвәтилиду. Кейинирәк Җизақ вилайитиниң Бахмал наһийәлик ағриқханисида паалийитини давамлаштуриду. 1981-жили болса, Челәк (һазирқи Әмгәкчиқазақ) наһийәси Қаратуруқ йезисидики ағриқханиға хирург-травматолог болуп ишқа орунлишиду. Шундақла Челәк наһийәлик ағриқханида хирург-анестезиолог болупму ишләйду. Кейинирәк кәспини мукәмәлләштүрүш курслирида оқуп, терапевт мутәхәссислигини егиләйду. Мошу жиллар ичидә тәҗрибә топлап, хәлиқ ишәнчисигә еришкән Арупҗан Исламов 1993-жили Қаратуруқ йезилиқ ағриқханисиниң баш врачи болиду. Бу иҗтимаий вә ихтисадий җәһәттин қийин бир вақит еди. Кеңәш Иттипақи ғулап, Қазақстан мустәқил дөләт сүпитидә қәдәм ташлиған. Дохтурлар, муәллимләр айлиқ маашлирини айлап алмиған вақитларму болған. Баш врач сүпитидә Арупҗан Исламов иҗтимаий вә мәмурий мәсилиләр билән шуғулланди. Бу җәриянда у өзиниң маһир тәшкилатчи екәнлигиниму көрсәтти. Ағриқхана ремонтланди, бемарларға сүпәтлик хизмәт көрситилди. — У вақитта, башқисини ейтмиғанда, аддий шприцларниң өзи тапчил еди, — дәйду Арупҗан ака. — Шуниңға қаримай, биз, дохтурлар, Гиппократ қәсәмядиға садиқ болдуқ. Шу жиллири мән Шәриқ тибабәтчилигини үгинишкә башлидим. Кеңәш дәвридә униң билән шуғуллиниш бу яқта турсун, һәтта сөз қилишқа болмайдиған. Заман өзгәргәндин кейин бу мәсилигә нисбәтән көзқарашму өзгәрди. Мәхсус курсларда оқуп жиңнә билән давалашни толуқ үгинип чиқтим. Бемарларни давалиғанда һәр икки услубниң, йәни Шәриқ тибабәтчилиги вә әнъәнивий медицининиң әң нәтиҗидар амиллирини пайдилинишқа тириштим. Бу җәһәттин, болупму жиңнә билән давалаш усули яхши нәтиҗиләрни бәрди. Бәзидә зәмбилгә селип елип киргән бемарлар бир-икки курс жиңнә алғандин кейин сәллимаза сақийип кәтти. Шуңлашқа болса керәк, Қаратуруққа дава издәп келидиғанлар саниму көпәйди. Өз новитидә, Арупҗан ака бемарларға қолидин келишичә ярдәм қилди. Тәкитләш лазимки, у мошу кәмгичә жиңнә билән давалаш паалийитини ташлиғини йоқ. Арупҗан Исламов 1999-жили Ачисай йезисидики ағриқханиға баш врач болуп тайинлиниду. Шу йәрдә та һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә, йәни 2014-жилғичә ишлиди. Һазир Челәк медицина колледжиниң тәкливи билән мошу билим дәргаһида яшларға билим бериватиду. – Һазирқи яшларниң билимгә болған қизиқиши қандақ? – дәп соридим Арупҗан акидин. – Очуғини ейтсам, бизниң заманға охшимайду, – деди у. — Биз китап оқушқа алаһидә әһмийәт бәргән болсақ, һазирқи яшлар телефон арқилиқла билим алалайду. Буни уларниң гунаси дәп һесаплимаймән. Чүнки, заман тәливи шундақ. Мән дәрислиримдә студентларға дохтур болушниң әң асасий чүшәнчилирини, җавапкәрлигини сиңдүрүшкә тиришимән. Һазир исми ядимдин көтирилип қапту, улуқ шәхсләрниң бири мундақ дегән екән: «Һәммә кәсипни үгинишкә болиду, бирақ дохтур, сот, устаз болуш үчүн әң алди билән тәбиәт әта қилған қабилийәт болуши керәк». Һәқиқәтәнму шундаққу. Устаз инсанниң келәчигини, сот инсанниң тәғдирини бәлгүләйду. Әнди дохтурға адәм ярдәмгә муһтаҗ пәйтидә мураҗиәт қилиду. Бемарға җан-тениң билән ярдәм беридиған қабилийитиң, салаһийитиң, билимиң болмиса, «дохтур» кәспини таллашниң һаҗити йоқ. Өз тәҗрибәмдин билимәнки, бәзидә бемарға дохтурниң иллиқ муамилисиму дәрдигә дәрман болиду. Раст, бәзиләрдә «дохтурлар әң бепәрва адәмләр» дегән пикирму қелиплашқан. Мениңчә болса, һәқиқий дохтур һәр бир бемарниң дәрдини өзиниң жүриги арқилиқ өткүзиду. Бүгүнки таңда елимиздә медицина саһаси әң көп ислаһатлар жүргүзүлүватқан саһаларниң бири. Бу ислаһатларниң иҗабий вә сәлбий тәрәплириму бар екәнлигини әмәлият көрсәтмәктә. Медицина саһасида билим бериштиму чоң өзгиришләр йүз бәрди. Диагноз қоюштиму заманивий техника тәрәққий әтмәктә. Дөләт бу саһаға алаһидә көңүл бөлүватиду. Сәлбий тәрәплирини ейтсақ, әпсус, айрим чағларда бемарни давалашқа қариғанда қәғәзвазлиқму көпәймәктә. Давалашни мәлум бир стандартларға киргүзүп қойған әһвалларму йоқ әмәс. Бу җәһәттин қариғанда, Кеңәш дәвриниң илғар тәҗрибилирини сақлап қелиш әқилгә мувапиқ болар еди. Бу мениң шәхсий пикрим. Тәкитләш лазимки, Арупҗан акиниң өмүрлүк җүпти Асийәм Шәрипованиму Қаратуруқта тонумайдиған адәм йоқ десәк, мубалиғә болмас. У 1981-жилдин буян та һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә, йәни 2012-жилғичә йезидики почта бөлүмидә ишлиди. Асийәм һәдә «Уйғур авази» гезитиниң шу йезидики җанкөйәрлириниң бири. Болупму муштири топлаш мәвсүмидә жутдашлири арисида тәшвиқат ишлирини җанландуриду, өйму-өй кирип гезитқа язиду. Һазир пенсиядә болсиму бу һәрикитини давамлаштуруп кәлмәктә. «Бу һәдәңләрниң қениға сиңип кәткән ағриғи. Униңсиз яшалмайду. Жутдашлиримизму үгинип кәтти» дәйду Арупҗан ака күлүп. Иккиси төрт бала тепип, тәрбийиләп қатарға қошти. Пәрзәнтлириниң һәммиси алий билимлик. Һаяттин өз орунлирини тапти. Бу күнләрдә 70 яшлиғини нишанлаватқан Арупҗан Исламов вә 65-баһарини қарши еливатқан Асийәм Шәрипова нәврилириниң қизиғини көрүп, шат-шадиман яшимақта.

650 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы