• Әхбаратлар еқими
  • 07 Наурыз, 2018

Гөһәрхан аниниң мәйрими

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА «Уйғур авази»/Йеши сәксәндин алқиған атам өзи охшаш арқа сәптә җасарәтлик әмгәк қилған мөтивәрләрниң җапалиқ әмгәклири тоғрилиқ сөзләп бериду. Улар билән тартқан җапа-мәшәқәтлири һәққидики әслимиси түгимәйду. Бу қетим у Гөһәрхан ана һәққидә узақ һекайә қилип бәрди. У яқ бийил тохсән яшқа кәпту. әбриклигәч, йоқлап бардим. Һәқиқәтәнму анилар өзара қизиқ сөһбәткә чүшүп кетипту. Гөһәрхан аниниң қулиғи сәл еғирлишип қалғинини демисә өзи тимән, хатириси сағлам. Мени дәрру тониди. – Һалимни сорап кәлгиниңизгә рәхмәт, – деди ана мәмнунийәт билән. – Тохсән яшқа кирдим. Мәлидики той-төкүн, нәзир-чирақлардин қалмай жүрәттим. Растимни ейтсам, ахирқи төрт-бәш ай болди, узақ олтиришқа белим чидимайдиған болуп қалди. Худаға шүкри, яшлиғимиздики әмгигимизниң раһитини, тартқан җапа-мәшәқәтлиримизниң һалавитини әл қатари көрүп келиватимән. Бизниң әсли теги-тәктимиз пәнҗимлик. Мошу жутта 1927-жили туғулуптимән. Ата-анам Үсүп – Сарәмләр коллективлаштуруш жиллири башланғанда Пәнҗимдә дәсләпкиләрдин болуп «Йилтиз» дәп аталған колхозниң һулини қурған екән. Кейинирәк у колхозға Қорғас йезисиниму қошуп «Интернационал» дәп аталди. Бизниң балилиғимиз билән яшлиғимиз уруш жиллириға тоғра кәлгәчкә, тоққуз йешимда мәктәпкә бардимдә, бари-йоқи төртинчи синипқичә оқудум. Ләнити уруш башланғанда, оқуш һәққидә унтуп, қосақниң ғемини қилип, акиларни җәң мәйданлириға атландуруп, өзимиз йезида қалған момай-бовайлар билән етиз-ериқни маканлидуқ десәмму болиду. Урушқа атланған акам Велахун билән өзи қурамлиқ жигитләрни Яркәнткичә узитип барғанлиғимиз һели көз алдимда. У чағларда егиликтә буғдай, тамака, әпийүн териләтти. Достлирим билән ашлиқ билән тамака териш, суғириш, жиғиштуруш ишлирида йезидики момай-бовайлар билән өй көрмәй ишлидуқ. Әтә-ахшими хаманда тамака йопурмиғини қурутуп, ашлиқ соридуқ. Шу еғир әмгәк бизни аҗиз болғинимизға қаримай, тавландурған екән. Еғирчилиқтин задила қачмидуқ. Ишқа хелила пишип қалған болсам керәк, колхоз рәһбәрлири мени терилғу бригадисиға бригадир қилип сайлиди. Биз қурамлиқлар яхши билиду, балилиғимиз билән яшлиғимизда оюн-күлкә, тамашә дегәнни билмидуқ. Пәқәт Ғалибийәттин кейинла хошаллиқни сезинишкә башлидуқ. Һелиму ядимда, 1945-жилниң 9-май күнини биз етизлиқта қарши алдуқ. Биз бу күни һәтта күнниң қандақ патқанлиғини сәзмидуқ. Кәч киргәнни туймидуқ. Тоғач билән қурутни тәң бөлүшкән уйғур-қазақ пуғанимиз қанғичә тойлидуқ. Көзләрдин хошаллиқ яшлири ақти. Уруштин кейин йәнә шу колхозда көктатчилиқта әмгәк әттим. Акам болса, уруштин 1947-жили кәлди. Һәқиқәтәнму аниниң уруштин кейинки һаяти етизлиқта давамлашти. У илғар дехан аталди. Әмгиги мунасип баһалинип, 1957-жили Москва шәһиридики Пүткүлиттипақлиқ хәлиқ егилиги муваппәқийәтлири көргәзмисигә қатнашти. Гөһәрхан Йүсүпова Москва шәһиридә өткән он икки күнини худди түнүгүн йүз бәргәндәк әслиди. – Ленинни көрүш үчүн мавзолейға үч күн новәттә турдуқ. Москваниң кочилириға орнитилған һәрбир ядикарлиқ техи көз алдимда. Көргәзмигә берип кәлгәндин кейин мәктәпләрдә оқуғучилар билән учришишлар уюштурулди. Һазирму шундақ, мәктәпләр коллективлири, йеза һакимийити, тиҗарәтчиләр бизни унтумайду. Дайим һалимиздин хәвәр елип туриду. Болупму йеза һакими Ербол Сқақов билән Панфилов наһийәлик мәслиһәтниң депутати Адилҗан Ғоҗәмбәрдиев, “Алтынкөл” төмүр йол станцияси мәмурийити һәр мәйрәмдә бешимизни қошуп дәстихан яйиду. Баралмай қалсақ, тәбрикләп келиду, – дәйду ана. Гөһәрхан ана 1957-жили пәнҗимлик Әхмәт Закиров билән аилә қуриду. Шуниңдин кейин һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә у колхоз идарисидә едән жуйғучи болуп ишлиди. Әхмәт ака уруштин алған еғир җараһитиниң ақивитидин 1983-жили 63 йешида һаяттин өтти. Ана үч пәрзәндини өзи ялғуз оқутуп, қатарға қошти. У күни анини йоқлап кәлгән Нурәләм Тохтахунова, Хәнәм Имрәмзиева, Саламәт Зубаршаева саһипхан һәққидә өзлириниң иллиқ гәплирини ейтти. – Мән Гөһәрхан анини 60 жилдин бери тонуймән, – деди Нурәләм Тохтахунова. – Бир мәлидә, бир кочида туруватимиз. Униң бир қетимму саламәтлигигә налә қилғинини аңлимаптимән. Чүнки у таң сәһәрдин күн патқичә әмгәк қилишқа адәтләнгән. Униң узақ яшаватқанлиғиниң йәнә бир сири, һечқачан бирини яманлаш, биригә рәнҗиш дегәнни билмәйду. Өзиму һечкимни рәнҗитмигән. Мана узақ яшашниң сири мошуниңда. Балилирини һечкимдин кам қилмай, йегәнниң еғизиға, кийгәнниң учисиға қаратмай оқутуп, қатарға қошти. Әшу әмгигиниң һалавитини көрүватиду. Үч балисидин он алтә нәврә, он сәккиз чәврә сөйди. Болупму биз, жутдашлири, һәрқайсимиз келин болса, Зенигүлдәк болса дәймиз. У йезимиздила әмәс, округтики инсаплиқ үлгилик келинләрдин дәп баһалаймиз. Зенигүл йезидики давалаш амбулаториясидики тәҗрибилик һәмшириләрниң бири. Аниниң алдидин тоғра өтмәй, астиға юмшақ көрпә селип, иссиқ тамиғини берип, иллиқ гепини қилип, баримән дегән йеригә апирип, лазим болса давалитиватқан. Пат-йеқинда бу өйдә бир хошаллиқ болмақчи. Нуридин билән Зенигүлләр 90 яшлиқ анини төргә олтарғузуп, нәвриси Ялқунниң өйлиниш тойини өткүзмәкчи. Той күниниму бәлгүләп қойди. Худайим бәхитни қериғанда бәрсун дегини мошу болса керәк. Аңғичә бу қутлуқ өйгә йәнә меһманлар кирип келишти. Қорғаста туридиған қизи Нурбүви бала-чақиси билән кәлгән екән. Зенигүл уларни қарши алмақта. Биз болсақ, арқа сәпниң қәһримани, әмгәк ветерани Гөһәрхан анини 8-Март мәйримигә улишиватқан қош-қош хошаллиқлири билән тәбрикләп, хошлаштуқ. Панфилов наһийәси.

375 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы