• Гезитимиз җанкөйәрлири
  • 07 Наурыз, 2018

Дайим дост болуп қалайли!

Жилдиқи әнъәнә бойичә, 1-март күни 2018-жил үчүн муштири топлашниң йәкүнини чиқиримиз. Әсли муштири топлаш йәкүни йеңи жилниң кириши билән чиқирилип болиду. Амма жил бешида «гезитсиз қалдуқ, йезилсақ боламду?» дәйдиғанлар наһайити көп. Шуңлашқа январь, февраль айлирини күтүшкә тоғра келиду. Редакцияниң телефони арам алғандин кейин муштири топлашниң йәкүнигә чекит қойимиз. Андин 1-март гезитимизниң «туғулған күни». Шуниң банисида әйнә шундақ бәзибир гезитханлиримизниң бепәрварлиғини йошурғандәк қилимиз. Амма бу қетимқи муштири топлашниң йәкүни кәйпиятимизни хелила чүширивәтти. Чүнки 2018-жили муштириларниң сани сезиләрлик дәриҗидә кемип кетипту. Елан қилиниватқан җәдвәлдики рәқәм, бултуқи билән селиштурғанда, топ-тоғра 2125 гезитхандин «айрилип» қалғанлиғимизни көрситиду. Шунчә муштири нәгә кәтти? Бу соал билән җай-җайлардики жигитбашлири, ханим-қизлар вә йеза активистлириға мураҗиәт қилдуқ. Банә көп. Көпчилиги «гезит өз вақтида кәлмәйду» десә, бәзилири «биз әхбаратни Интернет арқилиқ еливатимиз» дәйдиғанларму тепилди. Һәтта «биз тоғрилиқ язмиған гезитқа немишкә йезилаттуқ» дегәнләрму болди. Гезитниң өз вақтида кәлмигәнлиги бизниң әйивимиз әмәс. Ушбу мәсилә әтрапида биз почта рәһбәрлиги билән һәр һәптидә дегидәк сөзлишиватимиз. У йешилидиған мәсилә. Әнди һәрхил банә тепип, йезилғуси кәлмигәнләр болса, бу уларниң миллий ғуруриға бағлиқ. Өткәндә өйму-өй кирип муштири топлаватқан бир активистимиз мундақ бир вақиәниң гувачиси болғанлиғини сөзләп бәрди. Бир өйгә кирсә, икки аял параңлишип олтарғидәк. Күтүлмигән меһман уларға «Уйғур авазиға» муштири топлап жүргәнлигини ейтипту. Шу вақитта аялларниң бири: «Балам, мәнғу гезит оқалмаймән, көзүм тамамән көрмәйду, амма «Уйғурниң авазиға» йезилмисам болмайду, мону янчуғумдики пулни санап көргинә» дәп илтимас қипту. Әву жигит санап: «Бир йерим миң тәңгә екән» дәпту. Шу вақитта өй егиси йенида олтарған хошнисидин йәнә икки миң тәңгә қәризгә елип, гезитқа муштири бопту. Бизниң нәқ әшу момайға охшаш җанкөйдүридиған муштирилиримиз нурғун. Мәсилән, елан қилиниватқан җәдвәлдин орун алмиған Җамбул наһийәсиниң мәркизи – Узунағаш йезисини мисалға алайли. Бу йезида муштирилиримиз сани өткән жилға нисбәтән хелила көпийип, бийил уларниң сани 185кә йәткән вә, умумән, наһийә бойичә 200дин ашқан. Шундақла Или наһийәсиниму мисалға кәлтүрүшкә болиду. Бу тәвәдин гезитимизға 43 адәм йезилған. Қарасай наһийәсиниң Қошмәмәт йезиси тоғрилиқму шундақ дейишимиз мүмкин. Биз, гезит хадимлири, һәр жили җай-җайларға берип, муштирилар билән учришишларни өткүзимиз. Әйнә шундақ пәйтләрдә алдимиздин мәрт-мәрданә оғланлиримиз чиқип, өзиниң халисанә ярдимини көрситишкә тәйяр екәнлигини ейтиду. Әйнә шундақ һамийлиримизниң бири – миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри Закирҗан Кузиев. У яқниң иши Панфилов наһийәсидә болғачқа, һәр жили яркәнтликләрниң муштири болушиға ярдәмлишиду. Закирҗан Пирмәһәммәт оғлиниң меһир-сахавәтлигидин дайим бәһирлинип жүридиған униң йеқин достлири, яркәнтлик тонулған тиҗарәтчиләр Серик Ақсубаев билән Тасқын Жапарқул «биз уйғур билән бир парчә нанни тәң бөлүп йәватимиз, муштири топлашқа бизму үлүшимизни қошайли» дәп өзлири тәшәббус көтәрди. Мундақ тәклипни қучақ йейип, қарши алдуқ. «Үч ака-ука» бу жили 400дин ошуқ адәмниң муштири болушиға ярдәм қилди. Һәқиқий достлар әйнә шундақ болуши керәк. Һәр жили муштири топлаш мәвсүми башланғанда, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи бизни роһий җәһәттин қоллап-қувәтләп кәлмәктә. Бу йәрдә Абдурешит Мәхсүтов башчилиғидики жигитбашлири билән Сәнәм Беширова вә униң орунбасари Таҗиниса Тохтиева рәһбәрлигидики ханим-қизларниң әмгигини алаһидә тилға елишқа әрзийду. «Нураний аниларниң» бешини қошуватқан Гүлҗаһан Муратова өзи истиқамәт қилидиған «Қайрат» мәһәллисидила әмәс, униң сиртидики муштириларниң саниниң көпийишигә өзиниң янчуғидин пул хәшләватқан инсанларниң бири. Милләтпәрвәр анилардин тәркип тапқан «Җанан» (рәиси Мизангүл Аваммисимова), «Анилар» (рәиси Зорәм Авутова) кеңәшлириниңму муштири топлашқа қошқан үлүши бебаһа. Униңдин башқа редакциямизгә «пенсионерлар билән қоли қисқа адәмлиримизни гезитқа йезип қоюңлар» дәп икки-үч муштириға йәткәндәк пул көтирип келидиған адәмләр бар. Бәзиләр кичик пейиллиқ қилип, өзлирини тонуштурмайла кетип қалиду. Әнди талғирлиқ Шерипҗан Илияров билән Әркинтай Мәғрупов иккиси 30 адәмниң, «BASF-ЦА» ҖЧЙниң цех башлиғи Бәхитҗан Мәмиров он адәмниң, «СОSMO TRAVEL KZ» ҖЧЙниң мудири Маһирәм Шәрипова вә «RIAD CREATIVE GROUP» иҗадий топиниң мудири Риад Қурбанов 15 адәмниң муштири болушиға ярдәм қилди. Хәлиқ арисида ичидин көйүнүп гезитимизни тәшвиқат қилип жүргән достлиримизму бар. Шуларниң бири – «Шатлиқ» шәхсий театриниң мудири Шатлиқ Худайқулов. У «Алғабас» микрорайонида муштирилар саниниң көпийишигә өзиниң салмақлиқ һәссисини қошмақта. Ейтивәрсәк, бизниң әйнә шундақ достлиримиз наһайити көп. Дайим дост болуп қалайли, қериндашлар!

208 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы