• Асасий мақалилар
  • 07 Наурыз, 2018

Сайлиғучилар билән учрашти

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/ «Яркәнт крахмал-ширнә заводи» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң мудири Закирҗан Қузиев Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң депутати болуп сайланғандин буян пат-пат сайлиғучилар билән учришип, уларниң муң-муһтаҗини тиңшап, тегишлик ярдимини көрситиватиду. Закирҗан Пирмуһәммәт оғли йеқинда новәттики қетим өзиниң сайлиғучилири билән учрашти. Депутат «Нұр Отан» партияси Панфилов наһийәлик шөбисиниң қобулханисида җамаәтчилик вәкиллирини қобул қилиш бойичә алдин-ала келип чүшкән илтимасларға мунасивәтлик саһаларға җавапкәр рәһбәрләрниму тәклип қилған екән. Улар: «Нұр Отан» партияси наһийәлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Қанат Досмайилов, шәһәр һакими Ермек Нурахметов, наһийә прокурори Айдин Төребеков вә наһийәлик медицинилиқ-иҗтимаий һимайә қилиш бөлүминиң йетәкчиси Серғазы Мейирманов. Ейтиш керәкки, бу күни депутатқа мураҗиәт қилған он үч адәмниң алтиси саламәтлигигә бола пенсиягә чиқиш мәсилисини қойди. Қалғанлири турушлуқ өй селиш үчүн йәр елиш, мүмкинчилиги чәкләнгән балиларға ярдәм пул төләш, ХХҖдин келип һөҗҗәтлирини рәсмийләштүрүштә тосалғулуқларға дуч болуватқанлиғи вә башқиму проблемилирини ейтти. Накалиғи бойичә пенсия елиш мүмкинчилигигә егә болалмиғанларниң әһвали билән медицинилиқ иҗтимаий һимайә қилиш бөлүминиң йетәкчиси Серғазы Мейирманов, чәт әлдин кәлгәнләрниң һөҗҗәтлирини рәсмийләштүрүш мәсилиси бойичә прокурор Айдын Төребеков, йәр вә баққучисидин айрилған балиларға маддий ярдәмлишиштә шәһәр һакими Ермек Еркинулы, балилирини бағчиларға орунлаштуруш бойичә наһийәлик билим бөлүминиң мутәхәссиси Райгүл Қарабалаева җавап бәрди. Шуниму тәкитләш керәкки, депутат бу күни көпбалилиқ, нака балиларни тәрбийиләватқан анилар билән накаларға Алмута вә Талдиқорған шәһәрлиридә давалиниш үчүн өз янчуғидин маддий ярдәм көрсәтти. Әнди туғулушидин ревматизм ағриғиға дучар болған бир шәһәр турғуниға тиҗарәтчи Серик Ақсубаев «Яркәнт-Аришаң» сағламлаштуруш санаториясигә һәқсиз йолланма бәрди. Панфилов наһийәси.

237 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы