• Йеңилиқлар
  • 07 Наурыз, 2018

Шөбә рәиси сайланди

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/ Йеқинда Панфилов наһийәлик һакимийәтниң мәҗлисләр залида «Нур Отан» партияси наһийәлик шөбисиниң новәттин ташқири XXІІ һесават-сайлам конференцияси өтти. Униңға Панфилов наһийәлик «Нур Отан» партияси шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Қанат Досмайилов риясәтчилик қилди. Конференциягә қатнашқан «Нур Отан» партияси Алмута вилайәтлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Ғалиасқар Сарыбаев елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң қазақстанлиқларға йоллиған «Төртинчи санаәт инқилави шараитидики тәрәққиятниң йеңи имканийәтлири» намлиқ Мәктүбидики он вәзипиниң маһийити һәққидә тәпсилий чүшәнчә берип, наһийәдә дөләт программилири, болупму «Сүръәтлик индустриялик-инновациялик тәрәққият» программиси даирисидә елип бериливатқан һәм келәчәктә әмәлгә ашурулидиған ишларға тохталди. Инфрақурулумни, иҗтимаий саһани, ихтисадий турақлиқни тәрәққий әткүзүшни атап көрсәтти. Конференциядә Панфилов наһийәсиниң һакими Темирлан Бектасов «Нур Отан» партияси Панфилов наһийәлик шөбисиниң рәиси болуп сайланди. Шундақла партия шөбиси сәясий кеңишиниң тәркивигә өзгиришләр киргүзүлди. Конференциягә партияниң Алмута вилайәтлик шөбиси аппаратиниң партиявий назарәт бойичә инспектори Алмас Муқаев билән наһийәлик мәслиһәтниң кативи Ерғали Шоқпаров қатнашти. Панфилов наһийәси.

382 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы