• Асасий мақалилар
  • 07 Наурыз, 2018

«Президентниң Бәш иҗтимаий тәшәббуси» – чоң иҗтимаий өзгиришләр программиси

Дүшәнбә күни Парламент палатилириниң бирләшкән мәҗлиси өткүзүлүп, униңға Қазақстан Президенти Нурсултан Назарбаев қатнашти вә хәлиқкә «Президентниң Бәш иҗтимаий тәшәббуси» мураҗиити билән сөзгә чиқти. Мураҗиәт һәрбир аилигә турушлуқ өй беришниң йеңи мүмкинчиликлирини яритиш, иш һәққи төвән ишчиларниң иш һәққини көпәйтиш үчүн уларниң селиқ жүклимисини азайтиш, алий билимгә егә болушни вә униң сүпитини ашуруп, студент яшларниң ятақханилардики әһвалини яхшилаш, кичик несийә миқдарини көпәйтиш, шундақла мәмликәтни газ билән тәминләш ишини давамлаштуруш бойичә ишларни өз ичигә алди. Қисқиси, Бәш иҗтимаий тәшәббус һәммидин авал Қазақстан таллавалған тәрәққият йолиниң – «дәсләп ихтисат, кейин сәясәт» йолиниң тоғра екәнлигини көрсәтти. Иккинчидин, Дөләт рәһбириниң мураҗиити Қазақстанниң миллий сәясәт асасини адәм вә униң паравәнлиги тәшкил қилидиған иҗтимаий дөләт сүпитидә чоң имканийитини намайиш қилди. Шундақ екән, Президентниң Бәш тәшәббуси миллионлиған қазақстанлиқларниң паравәнлигини ашурушқа мисли көрүлмигән дәриҗидә тәсир йәткүзидиғанлиғи талашсиз. Бирләшкән мәҗлистә сенаторлар Серик Бектурғанов, Сергей Ершов, Бырғаным Айтимова, Мәҗлис депутатлири Бейбит Мамраев, Ерсултан Бектурғанов, Владислав Косарев вә башқилар сөзгә чиқип, Президентниң Бәш тәшәббусиниң, биринчи новәттә, аһалиниң турмуш-тирикчилигини яхшилашқа қаритилғанлиғини тәкитлиди. Улар шундақла Президентниң «Бәш иҗтимаий тәшәббусини» әмәлгә ашуруш үчүн сүпәтлик қанун асасини тәминләшни өзлириниң асасий вәзипилириниң бири дәп һесаплайдиғанлиғини атап көрсәтти.

224 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы