• Әдәбият гүлзари
  • 16 Наурыз, 2018

«Интизарға»– 15 жил

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Өткән һәптидә Алмута шәһиридики «Северное кольцо» комплексида уйғур ханим-қизлириниң сөйүмлүк нәшригә айланған «Интизар» журналиниң нәшир қилиниватқанлиғиниң 15 жиллиғи нишанланди. Униңға мәзкүр журналниң дәсләпки қәдәмлиридин тартип, бүгүнгә қәдәр яр-йөләк болуватқан милләтпәрвәр инсанлар вә уни тақәтсизлик билән күтидиған оқурмәнләр қатнашти.Мәлумки, «Интизар» журнали уйғур мәтбуатида өзигә хас орни бар һәм миллий нәширлиримиз тәрәққиятиға салмақлиқ һәссә қошқан мәрһум Пәйзуллам Әхмәтовниң тәшәббуси билән 2002-жили йоруқ көрүшкә башлиған еди. Униң тиришчанлиғи вә, әң муһими, тутқан йолидин қайтмаслиғи түпәйли журнал өз оқурмәнлиригә вақтида йетип, сақлинип қалди. Расти шуки, Пәйзуллам Әхмәтов журнални мошу күнгә йәткүзгичә униң мәбләғ мәсилисини һәл қилиш үчүн үзини сарғайтмиған йәр қалмиди десәк, мубалиғә болмас. Зиммисигә алған жүкниң һөддисидин чиқимән дәп саламәтлигидинму айрилғинини бири билсә, йәнә бири билип кәтмәйду. Пул сорап барғанлар арисида уни чүшинип, қолидин кәлгинини айимиғанлар вә йүз миң банә-сәвәпләр тоқуп, йолға салғанлар билән аһанәт қилғанларму болди. Шундиму миллитини чәксиз сөйгән, униң тәғдиригә, мәдәнийитигә бепәрва қаримиған акимиз нийитидин янмай, алға қарап интилишини тохтатқини йоқ. Ахири тәғдир уни милләт десә ичиватқан чейини ташлайдиған Әйсаҗан Мусаев исимлиқ жүригидә оти бар меценат жигит билән учраштурди. Уларниң ойлайдиған ойи, алдиға қойған мәхсәтлири бир йәрдин чиқип, Әйсаҗан Мусаевниң беваситә һамийлиғида 2002-жилдин буян, дәсләп балиларға беғишланған «Йеңи әвлат», кейинирәк муәллимләр үчүн «Мәрипәт», сатирилиқ «Хуш кәйпият», андин ханим-қизлиримизға беғишланған «Интизар» намлиқ гезит-журналларни нәшир қилишқа башлиди. Мәтбуат саһасидин убдан хәвири бар Пәйзуллам Әхмәтов бу ишларға мәлум сәвәпләргә бола ишсиз жүргән талантлиқ яшлиримиз җәлип қилди. Шу түпәйли нәширләрниң сүпитиму жуқури дәриҗидә болуп, оқурмәнләрниң иллиқ инкаслириға егә болди. Болупму шу пәйтләрдә балиларға беғишланған «Йеңи әвлат» гезитиниң аброй-инавити күндин-күнгә өсүп, тәһриратқа келип чүшүватқан хәтләргә егә болалмай қалған едуқ. Әйни вақитларда шу нәширдә ишлигәчкә, бу қайнамниң ичидә мәнму болдум. Әнди “Интизар” журналиниң тәғдиригә тәпсилий тохталсақ, у жуқурида тәкитлигинимиздәк, 2002-жили шәхсән Пәйзуллам Әхмәтовниң тәшәббуси һәм лайиһиси бойичә йоруқ көрүшкә башлиди. Униң дәсләпки сани бари-йоқи 200 данә болуп нәшир қилинған болса, бүгүнки күндә у 1500 нусха билән чиқиватқан Қазақстандики ханим-қизлиримизға беғишланған йеганә мәтбуат васитиси. Журнални нәшир қилиш өз алдиға, әнди уни тарқитиш мәсилисигә кәлгәндә, Пәйзуллам Әхмәтовниң тартмиған җапаси қалмиди. «Хәқ җенини аран беқиватса, сениң журналиңни ким алиду?» дегүчиләр көп болди. Амма у һәрқандақ қийинчилиқларға бәрдашлиқ берип, һәтта журнални сақлап қелиш мәхситидә шәхсий һаятиниму дәттикамға тиккән инсан. Мәсилән, айлиқ мааш дегәнни айлап-жиллап көрмигәнни аз дегәндәк, журнални басмиханида бастурғанлиғи үчүн төлинидиған һәқни һеч йәрдин тапалмай, өзи туруватқан өйини сетип, униңдин әрзәнирәк пәтир сетивалғанлиғиға немә дәйсиз? Һә, мундақ вәтәнпәрвәрликкә мәйдисигә урғанларниң һәммиси бармиса керәк. Пәйзуллам Әхмәтов өз пәрзәндидинму ошуқ көргән «Интизар» үчүн һәрқандақ еғирчилиққа бәрдашлиқ беришкә тәйяр еди. Мана уйғур тилида нәшир қилиниватқан бирдин-бир ханим-қизлар журналиниң дәсләпки қәдәмлири әйнә шундақ башланған. Лекин аридин бираз вақит өтүп, Пәйзуллам акиниң мәхситини чүшинидиған, бу мәтбуат васитиси йоруқ көрсә һечкимгә зийини болмайдиғанлиғини, әксичә, пайдилиқ екәнлигигә көзи йәткән инсанлар тепилиду. Мәсилән, Турсунай Тейипова, Тудихан Искәндәрова, Маһинур Исрайилова, Патимәм һаҗим Шәрипова, Турсунай Иминова вә башқиму исми аталмиған милләтпәрвәр һәдиләр дәрһал журналниң тарқилишиға қол учини сунуп, көпчилик арисида тәрғибат ишлирини жүргүзүшкә башлайду. Шуниң нәтиҗисидә, пәйдин-пәй журналниң тиражи көпийип, оқурмәнләр тәшналиқ билән күтидиған нәширләрниң қатаридин орун елишқа башлайду. Мошу йәрдә Пәйзуллам акиға қол-қанат болған Алмута шәһири вә униң әтрапидики мәһәллиләрдә, шундақла уйғурлар зич яшайдиған тәвәләрдә паалийәт елип бериватқан Ханим-қизлар кеңәшлириниң ярдимиму алаһидә болди. У һаят чеғида «Һелиму шулар бар екән. Болмиса қандақ қилаттуқкин» дегини ядимда қапту. Хулләс, узаққа созулмиған хошаллиқлар түгәп, ихтисадий боһранлар овҗ алдидә, биз иштин кәттуқ. Пәйзуллам Әхмәтов йәнила өз йолидин қайтмай «Интизар» журналини нәшир қилишни давамлаштурди. Мана бүгүн униң чиқиватқиниға 15 жил толупту. Журналниң 100 саниниң йоруқ көрүшини вә 15 жиллиқ тәвәллудини атап өтүшни мәрһум толиму арман қиливеди. Лекин шу күнләр униңға буйримиған екән. Буниңдин бираз вақит илгири Пәйзуллам акидин мәңгүгә айрилдуқ. Журналға һазир шаир Абдуғопур Қутлуқов егидарчилиқ қилип, униң ишини давамлаштуруватиду. Бу мәрасимға Түрксиб наһийәлик өзини-өзи башқуруш комитети рәисиниң орунбасари Һосманҗан Обулов риясәтчилик қилди. У дәсләп чарә-тәдбирниң мәхсәт-муддиасиға тохтилип, сөз новитини Абдуғопур Қутлуқовқа бәрди. Натиқ өзи муһәррирлик қиливатқан нәширниң тарихиға, уни тарқитишқа қол учини сунуватқан вә хәйрихаһлиқ ярдимини көрситиватқан инсанларға миннәтдарлиқ билдүрди. Шундақла у миллий гезит-журналларни нәшир қилиш арқилиқ пайда тапқили болмайдиғанлиғини алаһидә тәкитләп, қолида бар шәхсләрни миллитигә, хәлқигә аз болсиму яр-йөләк болушқа чақирди. Андин җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов журнал коллективиға иллиқ тиләклирини изһар қилғач, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси вә ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Нурумовниң тәбригини йәткүзди һәм журналниң баш һамийи Әйсаҗан Мусаевқа ҖУЭМниң Пәхрий ярлиғини тапшурди. Мәрасим давамида Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Маһинур Исрайилова «Интизар» журналиниң әһмийитигә тохтилип, һәқиқәтәнму ханим-қизлиримизниң сөйүмлүк нәшригә айланғанлиғини қәйт қилса, Айнисәм Вайдинова «Бейбітшілік әлемі» қазақ иҗадий бирләшмиси намидин, «Мир» нәшриятлар өйиниң баш мудири Әлишер Хәлилов журнал өз тәһрирати тәрипидин бир топ шәхсләргә Пәхрий ярлиқларни тәғдим қилди.

246 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы