• Асасий мақалилар
  • 16 Наурыз, 2018

Әһмийити зор тәшәббуслар

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази»/ Һәммимизгә мәлумки, Дөләт рәһбири техи йеқиндила өзиниң Бәш иҗтимаий тәшәббусини көтәрди. Ихчам, лекин әһмийити жуқури һөҗҗәттә бүгүнки күнниң бәш муһим мәсилисигә аит вәзипиләр ениқ көрситилгән. Шуңлашқиму хәлиқ буни тез қобул қилип, асан чүшәнди һәм һәртәрәплимә қоллап-қувәтләйдиғанлиғини изһар қилмақта. Президентниң мәзкүр мураҗиитигә бағлиқ Уйғур наһийәсиниң мәлә-мәлилиридә тәрғибат-тәшвиқат ишлири қолға елинип, баш қошушлар өткүзүлмәктә. Җүмлидин наһийәлик һакимийәтниң Мәҗлисләр залида «Президентниң Бәш иҗтимаий тәшәббуси» күн тәртиви билән актив жиғини болуп өтти. Униңға наһийә дәриҗисидики әмәлдарлар, йезилиқ округ һакимлири қатнашти. Униңда наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов Дөләт рәһбириниң дана сәясити түпәйли елимизниң қолға кәлтүргән утуқлири һәққидә ейтип, Президент мураҗиитидә көрситип бәргән тапшурмилар бойичә наһийәдә алдики вақитта атқурулидиған ишларни тилға алди. Н.Ә. Назарбаевниң Мураҗиитидики биринчи тәшәббус, йәни «Һәрбир аилә үчүн турушлуқ өй сетивелишниң йеңи имканийәтлири» бойичә Шөһрәт Турдахун оғли өз пикрини изһар қилип. келәчәктә наһийә мәркизидә көп қәвәтлик өйләрни селип, мәзкүр тәшәббус бойичә иш елип берилидиғанлиғини ейтти. «Иш һәққи төвән хадимларниң иш һәққини ашуруш үчүн селиқ жүклимисини төвәнлитиш» – Президентниң иккинчи тәшәббуси. Бу мәсилә бойичә наһийә һакими иҗтимаий хизмәт саһасидики хизмәтчиләрниң әмгәк һәққидин бир пайиз селиқ елинидиғанлиғини йәткүзди. Президентимизниң «Алий билимгә егә болушни һәм униң сүпитини ашуруш вә студент яшларниң яшаш шараитини яхшилаш» тәшәббуси асасида әң биринчи билим сүпитини көтирип, алий мутәхәссисләрни тәйярлаш керәклигини әскәрткән наһийә һакими Чонҗа политехника колледжида билим алғучиларниң ятақхана билән тәминләнгәнлигини тилға елип, алдики вақитта униң мәйданини кәңәйтиш мәсилисини оттуриға қойди. Әнди, төртинчи тәшәббус – «Микронесийәни көпәйтиш» бойичә наһийәдики тиҗарәтниң тәрәққий етишигә микронесийә зор иқбал йәткүзүветипту. Шөһрәт Турдахун оғли өткән жили «Бастау бизнес» бойичә мәхсус билим елип тиҗарәтчи аталғанлар билән несийә алалмиғанлар һәққидә ейтип, мошу жили уларға микронесийә бериш қараштурулуватқанлиғини ейтти. «Мәмликәтни газ билән тәминләш» тоғрилиқ бәшинчи тәшәббусқа наһийә һакими тәпсилий тохталди. У алди билән наһийә мәркизи Чонҗа йезисида газ қурулуши ишлириниң өз йолида жүргүзүлүватқанлиғи һәққидики йеқимлиқ йеңилиғини йәткүзди. Йәни мошу жилниң ахириғичә Чонҗа йезисиниң турғунлири газ билән тәминлинидиғанлиғини ишәшлик ейтти. Бу көпчилик көптин күтүватқан җавап еди. Дөләт рәһбириниң жуқурида аталған бәш тәшәббусиға бир-бирләп тохталған наһийә һакими, мәхсәткә йетиш үчүн хәлиқни бирлишип әмгәк қилишқа чақирди. Һакимниң докладидин кейин, 5-коррекциялик мәркәзниң мудири Мамитхан Қудайбергенов, Чонҗа политехника колледжи мудириниң орунбасари Раһиләм Давутова, «Нұр Отан» партияси наһийәлик шөбисиниң мәслиһәтчиси Ақжол Ташкенов, наһийәлик иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар бөлүминиң хадими Қурванбүви Алимҗанова сөзгә чиқип, Президент мураҗиитидики мәсилиләрниң барлиғи хәлиқниң мәнпийити үчүн екәнлигини алаһидә тәкитләп, ушбу тәшәббуслар бойичә наһийәдә көзгә көрүнәрлик ишларниң әмәлгә ашурулидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. Жиғин давамида қатнашқучилар тәрипидин бирқатар тәклип-пикирләрму келип чүшти. Атап ейтсақ, «Нұр Отан» партияси наһийәлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Нуров микронесийә бериштә кепиллик көләмини азайтиш тоғрилиқ тәкливини бәрсә, «Ұрпақ парызы» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Жәнет Керимқулов маарип саһасиға мунасивәтлик ойини изһар қилди. Наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан яш мутәхәссисләрни турушлуқ өй билән тәминләшниң муһимлиғини ейтти. Бу тәклип-пикирләр бойичә наһийә һакими йәрлик әмәлдарларға бирқатар вәзипиләрни жүклиди.

156 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы