- Әхбаратлар еқими
- 16 Наурыз, 2018
Россия телеканилиға сөһбәт бәрди
Нурсултан Назарбаев Россияниң «Биринчи канал» телеканилиға сөһбәт бәрди. Дөләт рәһбири Россия телеканилиниң журналисти билән болған сөһбәт давамида Евразия ихтисадий иттипақи даирисидә Қазақстан вә Россия оттурисидики һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүшниң асасий йөнилишлири тоғрилиқ сөзләп бәрди.Униңдин ташқири Нурсултан Назарбаев «Бир бәлбағ – бир йол» программисини әмәлгә ашурушта қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләргә вә программиниң истиқбалиға тохталди, шундақла мәмликитимизниң ташқи сәяситиниң асасий йөнилишлиригә мунасивәтлик соалларға җавап бәрди.
Дөләт рәһбири шундақла өзиниң Қазақтан хәлқигә йоллиған «Президентниң бәш иҗтимаий тәшәббуси» мураҗиитигә изаһ берип, уларни сүпәтлик әмәлгә ашурушниң муһим екәнлигини қәйт қилди.
Бәш иҗтимаий тәшәббусни әмәлгә ашуруш билән бир вақитта муәллимләрниң иш һәққи көтирилиду. Һазир биз мәктәпләрдә оқутушниң йеңиланған мәзмуниға көчүватимиз, бу муәллимләрниң иш һәққини 30 пайиз ашуруш имканийитини бериду. Шундақла мәктәптә билим бериш системисида квалификациялик категорияләр көздә тутулди. Категория берилидиған муәллимләрниң иш һәққи йәнә 50 пайиз ашурулиду, – деди Дөләт рәһбири.
441 рет
көрсетілді0
пікір