• Яшлар вә вақит
  • 29 Наурыз, 2018

Билим – өчмәс чирақ, һүнәр – түгимәс байлиқ!

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази»/ Көрнәклик мәрипәтчи Һебибуллам Қаһаров намидики «Һошшәрә, яш талантлар!» фестивали бу қетим ҚҖ Президенти Н.Ә. Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалиси даирисидә, Уйғур наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши вә наһийәлик билим бөлүминиң қоллап-қувәтлиши билән өтти. Фестивальға наһийәдики уйғур мәктәплиридә билим еливатқан оқуғучилар қатнишип, һәрхил номинацияләр бойичә мусабиқигә чүшти. Наһийәлик Мәдәнийәт өйидә бир күн давам қилған фестивальға оқуғучилар вә устазлардин бөләк, наһийә һакиминиң орунбасари Дәулетжан Деменбаев, наһийәлик билим бөлүминиң башлиғи Адилҗан Һаширов, фестиваль тәшәббускари, Һ.Қаһаровниң оғли Мәхсәтҗан Қаһаров, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Мирзәхмәт Җәмиев вә жигитбашлири иштрак қилди. Бу қетимқи фестивальни И.Молутов (И.Бәхтия) намидики 3-Чонҗа оттура мәктивиниң муәллимлири П.Турсунова билән А.Розахунова қазақ вә уйғур тиллирида елип маңди. Фестиваль И.Бәхтия намидики 3-билим дәргаһиниң оқуғучилири тәрипидин тәйярланған концертлиқ программа билән башланди. Дәсләп оқуғучилар тәрипидин фестиваль марши орунлинип, кейин мәзкүр мәктәпниң илмий мудири һәм уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Гүлвира Мәңсүрова Һ.Қаһаровниң өмүрбаяни билән қисқичә тонуштуруп өтти. Фестивальниң тәнтәнилик ечилиш мәрасимида дәсләпки сөз Уйғур наһийәси һакиминиң орунбасари Дәулетжан Деменбаевқа берилди. У бәш жилдин бери өткүзүлүп келиватқан «Һошшәрә, яш талантлар!» фестивалиниң яш әвлатқа, болупму, уйғур яшлириниң келәчиги үчүн әһмийити зор чарә-тәдбир екәнлигини тәкитләп, ата исмини өчәрмәй келиватқан Мәхсәтҗан Қаһаровқа наһийә рәһбәрлиги намидин чәксиз миннәтдарлиғини билдүрди вә фестиваль иштракчилириға ақ йол тилиди. Мошундақ изгү-тиләкләрни наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Мирзәхмәт Җәмиев давамлаштуруп, Президентимизниң жуқурида тәкитләнгән мақалисида ейтилғинидәк, урпи-адәтлиримизни, бай мәдәнийитимизни мошундақ мәрасимларни өткүзүш арқилиқ яшларниң «қулиғиға қуюш» муһимлиғини тәкитлиди. Фестивальниң биринчи күни И.Молутов намидики 3-Чонҗа оттура мәктивидә оқуғучилар “Билим” номициялири бойичә күч синашқан болса, Мәдәнийәт өйидә “Шахмат”, “Тәсвирий сәнъәт”, “Қолһүнәр” вә “Миллий саз”, “Миллий уссул”, “Миллий нахша”, “Ләпәр”, “Әсәрләрдин үзүндиләрни сәһниләштүрүш” номинациялири бойичә мусабиқигә чүшти. Жигирмидин ошуқ билим дәргаһлиридин кәлгән оқуғучилар бу номинацияләр бойичә өзара күч синашти. Миллий нахша, миллий саз номинациялири бойичә миллий чалғу-әсваплиримизниң җанлиқ садаси яңрап, сәһнини техиму җанландурувәтсә, қарақашлиқ, сумбулчачлиқ гөзәл қизлиримизниң, сумбатлиқ жигитлиримизниң тәйярлап кәлгән уссуллири көпчиликниң қизғин алқиш-чаваклириға еришти. Ақтам оттура мәктивиниң уссулчи қизлири тәрипидини тәйярланған «Бөшүк» уссули тамашибинларни бирдин өзигә җәлип қилди. Шундақла яш рәссамларниң сүрәтлири, қапақларниң безәлләштүрүлүшиму жуқури баһаланди. Қисқиси, талантлиқ яшлиримизниң қабилийити қазиларни қайил қилди. Көптин күткән мукапатлаш пәйтиму келип, талантларниң ичидин жүгрүклири ениқланди. Шундақла барлиқ қатнашқучиларға маддий соғилар тапшурулди. Умумән, фестивальдин мукапатсиз қайтқан оқуғучи болмиди. Шуңлашқа биз пәқәт биринчиликкә еришип, җумһурийәтлик фестивальға йолланма алған оқуғучиларниң исимлирини атап өтүшни тоғра көрдуқ. Шундақ қилип, «Билим» номинацияси бойичә умумий тесттин М.Җәлилов намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Муқәддәс КАРЛИНОВА, уйғур тили бойичә тесттин И.Молутов (И.Бәхтия) намидики 3-Чонҗа оттура мәктивиниң оқуғучиси Әланурхан МАХМУТОВА, қазақ тили бойичә тесттин Довун оттура мәктивиниң оқуғучиси Дархан МИРЗАХМЕТ, инглиз тили бойичә тесттин И.Молутов намидики 3-оттура мәктәпнң оқуғучиси Сабина ҺАКИМОВА, «Илмий йөнилиш» номинацияси бойичә «Қазақстанниң тарихий ядикарлиқлири вә перспективилиқ туристлиқ маршрутлар» мавзуси бойичә И.Молутов (И.Бәхтия) намидики 3-Чонҗа оттура мәктивиниң оқуғучиси Диана ҺӘМЗАХУНОВА, «Ихтисадий вә иҗтимаий җәриянларни математикилиқ модельлаш» мавзуси бойичә А.Розибақиев намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Говхарай АХМЕДОВА, «Қазақстан-2030 стратегиясини әмәлгә ашуруш асаси» мавзуси бойичә 5-Чонҗа оттура мәктивиниң оқуғучиси Тахмина СӘЙДӘХМЕТОВА, «Илмий техникилиқ прогресс-ихтисадий тәрәққият асаси» мавзуси бойичә Һ.Искәндәров намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Луиза СОЮЗОВА, «Шахмат» номинацияси бойичә Шерин оттура мәктивиниң оқуғучиси Заиф АБДУЛЛАЕВ, «Тәсвирий сәнъәт» номинацияси бойичә 5-оттура мәктәпниң оқуғучиси Рамина РЕНАТОВА, «Қолһүнәр» номинацияси бойичә Таштиқарису оттура мәктивиниң оқуғучиси Эльанора САМБЕТОВА, «Әдәбий әсәрләрдин сәһнилик көрүнүш» номинацияси бойичә: И.Молутов (И.Бәхтия) намидики 3-Чонҗа оттура мәктивиниң 9-синип оқуғучилири, «Йәккә уссул» номинацияси бойичә А.Розибақиев намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Рухсарә АСИМҖАНОВА, «Ләпәр» номинацияси бойичә: Шерин оттура мәктивиниң оқуғучилири Адиләм ВАҚАСОВА вә Руфат РӘҺМАНОВ, «Миллий топ уссул» номинацияси бойичә: И.Молутов (И.Бәхтия) намидики 3-Чонҗа оттура мәктивиниң «Ғунчә» уссул топи, «Миллий нахша» номинацияси бойичә Кичик Ақсу оттура мәктивиниң оқуғучиси В.АБДУЛЛАЕВ, «Миллий саз» номинацияси бойичә Долата оттура мәктивиниң оқуғучилиридин тәркип тапқан оркестр топи, «Ипадилик ядлаш» номинацияси бойичә М.Һәмраев намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Гөзәл АМУТОВА биринчи дәриҗилик диплом билән тәғдирләнди. Жуқурида исимлири аталған оқуғучилар вә иккинчи орунни егилигәнләр җумһурийәтлик фестивальға йолланма алди.

427 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы