• Асасий мақалилар
  • 29 Наурыз, 2018

Үмүт әта қилған Норуз

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази/ Өткән шәнбә күни Алмута шәһиридики “Достлуқ өйидә” Норуз мәйрими дағдуғилиқ нишанланди. Бу күни Қазақстан Җумһурийитидә иҗил-инақ яшаватқан йүздин ошуқ милләтниң бешини қошуп, уларниң өзара достлуғини техиму мустәһкәмләп келиватқан дәргаһта нәғмә-нава яңрап, һәрхил көргәзмиләр уюштурулди. Бирдинла шуни алаһидә тәкитләш лазимки, мәйрәмгә қәдәм тәшрип қилған меһманларниң һәммисиниң үзидә күлкә, бир-биригә болған мунасивити иллиқ һәм сәмимий болди десәк, һәргизму ашурувәткәнлик әмәс.Тәшкилий комитет вә бу мәйрәмниң һөддисидин чиқиш вәзиписини өзлириниң зиммисигә алған шәхсләрниң тәшкилатчанлиғи түпәйли көпчиликниң жуқури кәйпиятта болуши, уларниң бу чарә-тәдбиргә җиддий җавапкәрлик билән тәйярлиқ көргәнлиги бирдин байқилип турди. Димақни яридиған иссиқ полуни ейтмиғанниң өзидә, үстәлләргә тизилған һәрхил мейизлиқ миллий таамлар вә қолһүнәрвәнләр билән рәссамларниң көргәзмилири бу йәргә кәлгәнләрниң диққитини бирдинла өзигә җәлип қилди. Шундақ қилип, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштурушида өткүзүлүватқан Норуз мәйриминиң рәсмий қисми башланди. Униңда дәсләпкиләрдин болуп Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси, ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Нурумов сөзгә чиқип, меһманларни Норуз мәйрими билән тәбриклиди. Андин у җумһурийитимиздә истиқамәт қиливатқан хәлиқләрниң өзара достлуғи һәққидә әтраплиқ тохталди: — Қазақстанниң байлиғи нефть билән газ яки Менделеев җәдвилидә бар барлиқ химиявий элементларға толуп-ташқан йәрасти байлиғида әмәс, бәлки елимизда истиқамәт қиливатқан хәлиқләрниң өзара инақлиғида, бирлик вә иттипақида. Бу тоғрилиқ елимиз Президенти Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң пат-пат тилға елишиму тәсадипи әмәс. Чүнки бүгүн Қазақстан қолға кәлтүрүватқан утуқ-муваппәқийәтләрниң мустәһкәм асаси елимиздики сәясий турақлиқниң, җәмийәтлик разимәнликниң нәтиҗиси. Дана рәһбиримизниң жирақни пәмләшни билидиған ички сәясити түпәйли қолға кәлтүрүлгән бу утуқ-байлиғимизни көзүмизниң қаричуғидәк сақлаш һәрбиримизниң гражданлиқ борчи болуши шәрт. Мана мошу аддий қаидигә турақлиқ әмәл қилишни унтумайли, қериндашлар! Әнди латин йезиғиға көчүш мәсилисигә келидиған болсақ, қазақ алфавити қандақ толуғи билән латинға өтиду, биз, уйғурларму, дәл шу вақитта кириллицидин латин йезиғиға көчидиған болумиз. Биз бу мәсилә бойичә буниңдин бираз вақит илгири комиссияму қурған едуқ. Шу комиссия әзалириниң вә кәспий мутәхәссисләрниң пикир-тәклиплири инавәткә елинған һалда, уйғур алфавитини ишләп чиқидиған болимиз. Шундақла биз бийил май ейида Қазақстан уйғур мәтбуатиниң, йәни униң вариси болған «Уйғур авази» гезитиниң 100 жиллиғини нишанлашни реҗиләп қойдуқ. Униңғиму җиддий тәйярлиқлар жүргүзүлүватиду. Буниңдин ташқири, йеқинда Президент тәрипидин елан қилинған Бәш иҗтимаий тәшәббусни толуқ қоллап-қувәтләш вә униңда көрситилгән бүгүнки күнниң муһим вәзипилирини аһалиға йәткүзүш, йәни тәрғибат ишлири бойичиму бирқатар паалийәтләр өткүзүлүватиду. Тәнтәнә давамида сөз алған йәнә бир шәхс — җумһурийәтлик Туңган этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Абубәкир Войнце меһманларни мәйрәм билән тәбрикләп, уларға иллиқ тиләклирини ейтти. Түркмән этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Гүлнара Аннакулиева болса, өзиниң бәйрәмәлилик екәнлигини йәткүзүп, уйғурлар билән кичигидин арилишип, һазирму йеқин мунасивәттә екәнлигини мәмнунийәт билән тилға алди вә уйғурниң меһмандостлуғи билән әмгәкчанлиғини алаһидә қәйт қилди. Шундақла миллитимизгә дегән һөрмитини төвәндикичә изһар қилди: – Мән мошундақ мейизлиқ таамлардин дәм тартип, жүрәкләргә қандақту-бир бәһирлиниш аламәтлирини беридиған нахша-сазларни тиңшап өстүм. Һә, һазир болса, тәғдирниң язмиши билән йәнә шу яхшилиқлар арисида силәр билән биллә түркий хәлиқләр алаһидә қәдир тутидиған қутлуқ мәйрәм – Норузни тойлаватимән. Бу мениң үчүн бәхит дәп һесаплаймән. Илаһим, мошу достлуғимиз мәңгүлүк болсун! ҖУЭМ йенидики паалийәтчан һәм тәдбирчан ханим-қизларниң вә Қазақстан Уйғур Яшлири Бирлигиниң әзалири ушбу чарә-тәдбирниң жуқури дәриҗидә өтүшигә көп күч чиқарди. Улар имканқәдәр меһманларға мәйрәмлик кәйпият һәдийә қилиш үчүн хәлқимизниң бай мәдәнийитини көпчиликкә тонуштурса, Алмута шәһириниң Қайрат мәһәллисидин кәлгән бәдиий һәвәскарлар ансамбли миллий сәнъитимиз арқилиқ өз һүнәрлирини көрсәтти. Бу күни көргәзмиләрни уюштурушқа көп күч чиқарған рәссамлар Әхмәт Әһәткә, Күрәш Зулпиқарға, Надира Йүсүповаға вә Әйсаҗан Кирикшаевқа алаһидә миннәтдарлиқ билдүрүшкә әрзийду. Мошу мәйрәмгә қәдәм тәшрип қилған Талғир, Әмгәкчиқазақ, Уйғур, Қарасай наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркәзлиригә вә бирқатар жәмийәтлик ишларниң активистлириға, җәмийәтлик тәшкилатларға вә айрим шәхсләргә ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Нурумов Пәхрий ярлиқларни тапшурди. Бу күни ейтилған иллиқ тиләкләр кәспий нахшичилар билән бәдиий һәвәскарларниң қатнишишидики концертлиқ программиға улашти.

197 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы