• Асасий мақалилар
  • 29 Наурыз, 2018

Президент Норуз мәйримигә қатнашти

Нурсултан Назарбаев Астанада Норуз мәйримини нишанлашқа беғишланған чарә-тәдбирләргә қатнашти. Бу күни «ЭКСПО» көргәзмисиниң территорияси һәмминиң диққитини җәлип қилди – бу йәрдә астаналиқлар Норузни дәсләпки қетим қарши алди. Қазақстан Президенти Нурсултан Назарбаевму нәқ мошу мәйданда уюштурулған мәйрәмлик чарә-тәдбирләрни зиярәт қилди. Дөләт рәһбири, биринчи новәттә, ЭКСПО Конгресс-мәркизидә «Жаңарған жер, бақ қонған нұрлы ел» мюзиклини тамашә қилди. Мюзиклда әнъәнивий қазақ фольклориниң персонажлири билән образлири пайдилинилди. Униңға опера, балет, театр, цирк, эстрада артистлири җәлип қилинди. Мюзиклда Улуқ дала мәмликити тоғрилиқ һекайә қилиниду, роһий қәдрийәтләр – бирлик вә достлуқни, билим елишқа болған интилиш, течлиқни, қанунниң үстүнлүги, әҗдатлар мираси болған роһий алақә-бағлиниш күйлиниду. Нурсултан Назарбаев барлиқ қазақстанлиқларни Норуз мәйрими билән тәбрикләп, тәнтәниләрниң әвлатларниң вә хәлқимиз әнъәнилири һәм мәдәнийитиниң чоңқур варислиғиниң рәмзи болғанлиғини тәкитлиди. Президент шундақла умумйүзлүк йеңилиниш вә роһий әксигә кәлтүрүшни билдүридиған мошу алийҗанап әнъәниниң жуқури әхлақий әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди. Нурсултан Назарбаев мустәқиллик жиллирида Қазақстанниң барлиқ асасий саһаларда әҗайип утуқларға йәткәнлигини вә һазир униңдинму улуғвар мәхсәтни – дунияниң тәрәққий әткән 30 мәмликитиниң қатариға кириш мәхситини қоюватқанлиғини қәйт қилди. Дөләт рәһбири һәрбир қазақстанлиққа тәрәққият үчүн йеңи имканийәт ачидиған Бәш иҗтимаий тәшәббусни әмәлгә ашурушқа айрим тохталди. Президент ахирида барлиқ вәтәндашларға паравәнлик, бәхит-саадәт, бирлик һәм утуқ-муваппәқийәт тилиди. Нурсултан Назарбаев шундақла пайтәхтниң баш мәйрәмлик мәйдани – ЭКСПО көргәзмә комплексиниң территориясигә җайлашқан этноавулни зиярәт қилди.

177 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы