• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 05 Сәуір, 2018

«Қәшқәрдин — Стамбулғичә»

27-март күни Лондондики Әмрә Юнус институтида «Қәшқәрдин — Стамбулғичә» намлиқ концерт уюштурулуп, униңда уйғур һәм түрк сәнъәткарлири миллий нахша-сазлирини яңратти. Тамашибинлар Лондон университетиниң оқутқучиси Рачел Харрис ханим қурған уйғур ансамблиниң иҗрачиси Рәһимә Махмут, туңган сазәндиси Искәндәр Диң, Түркия Улудағ университети музыка пәниниң оқутқучиси доктор Әрдәм Өздәмир қатарлиқ сәнъәткарларниң һүнирини тамашә қилди.Ейтиш керәкки, доктор Өздәмир әпәнди «Уйғур вә түрк музыкиси оттурисидики охшашлиқлар билән пәриқләр» мавзусида докторлуқ диссертация һимайә қилған. У Лондондиму уйғур сәнъитигә қизиққучиларниң нурғун екәнлигини тәкитләп, мундақ деди: «Концертимизға адәттики сәнъәт мухлислиридин ташқири, кәспий һәм һәвәскар музыкантларниң, музыкант-оқутқучиларниң қатнишиши бизни хурсән қилди. Биз бу қетим уйғурчә вә түркчә нахша-музыкилардин өрнәкләр көрситип, уларниң арисидики охшашлиқлар билән пәриқләрни оттуриға қоюшқа тириштуқ». Мәзкүр концертта Рәһимә Махмут ханим уйғурчә «Мираҗихан», «Розиләм», түркчә «Арал вә саһилларда сени сақлаймән» нахшилирини иҗра қилди. www.rfa.org

148 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы