• Әдәбият гүлзари
  • 05 Сәуір, 2018

Гүли йоқ бағда булбул сайримас

Биз ким? Нәдин кәлдуқ? Нәгә кетип баримиз? Бу дуния алимлирини турақлиқ ойландуруватқан соаллар. Мошу соал үстидә тарихимизни, келәчигимизни бир пәс көз алдимизға кәлтүрүп, ойлинип көрсәм, қулиғимға тәшвиш қоңғуриғиниң авази аңлиниду. Гезит-журнал, китап оқушқа болған иштияқ суслишип, тилимиз пәқәт мәишәттила қоллинилидиған тилға айлинип қалғандәк...Миңжиллиқ тарихқа егә бу тил анимизниң ақ сүтидин томуримизға тарап, қенимизда миллийликни қайнатқан муқәддәс байлиғимиз әмәсмеди. Демәк, миллийлигимизниң әйниги – бизниң тилимиз. Әйнә шу әйнигимизниң һазир һодушуп, дәз кетиватқанлиғини байқаватамсиз? Аллаға миң қатлиқ шүкри, аримизда ғурурлуқ қериндашлиримизниң көплүгидин һазирчә бу әйнигимиз чеқилмай, пүтүн турмақта. Тәңритағниң гөзәллигини, ана топриғимизниң улуқлуғини биз шу тәвәррүк әйнигимиздин көрәләймиз. Махмут Қәшқәрий, Йүсүп Хас Һаҗип кәби бүйүк алимлиримизниң әсәрлирини ана тилимизда оқуп, жүрәк қетида сақлалаймиз. Назугумниң қәһриманлиғини, Ипарханниң җасаритини, Садир, Ғениларниң палванлиғини, Махмут Ғоҗамияровниң батурлуғини шу тилимиз арқилиқ оқуп, биләләймиз. Аманнисахан яңратқан муқамларға қетилип, «Миң өй» ядикарлиқлирини кезәләймиз. Хелил Һәмра кәби деханлар макани етизларни сәйлә қилип, сәяһитимиз «Ғәзәлханға» улишип, Өсәк даласида гүлхан йеқип, әтрапида «долан уссулиниң» пәдилиридә яйралаймиз. Кимла болмисун, бизниң ким екәнлигимиздин тилимизға қарап хәвәр тапиду. Шундақ екән, ана тилимиз – елимиз Президенти Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев өзиниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ программилиқ мақалисида ейтип өткән «миллий кодимизниң» ачқучи болғуси. Демәк, миллий кодни сақлап қелиш — миллийликни сақлап қелиш. Амма биз күндилик тирикчиликниң ғеми билән бәнт болуп кетип, миллийлик һәққидә ойлашқа вақтимиз болмайватиду. Хәлқимиз, миллитимиз һәққидә сөз қозғалса, бәзи қериндашлиримиз «Аиләмни беқиш керәк, өзәмниң дәрдим өзәмгә йетип туриду», дегән гәпләрни қилип, һәрхил банә-сәвәпләрни тепип, өзини чәткә алиду. Биз мошу күнгичә шуни чүшинәлмәй келиватимизки, миллийликни сақлап қелиш үчүн биздин маддий хираҗәт әмәс, бәлки мәнивий байлиқ тәләп қилиниду. Раст, жүригидә миллийликниң авази аңлинип, томурида мәнивий байлиқниң қени еқиватқан қериндашлиримиз миллийликни сақлап қелишқа интиливатиду. Биз уларни, ким болушимиздин қәтъий нәзәр, қоллап-қувәтләп, бир сәптә меңишимиз керәк. Ечинарлиғи, сепимиз күндин-күнгә шалаңлишиватиду. Әң болмиғанда әшу азчилиқни болсиму асрайли. «Уйғур авази» гезити, Уйғур театри, уйғур тилида билим бериватқан мәктәплиримиз, «Азия бүгүн» гезити, «Иҗаткар», «Интизар», «Әхбарат», «Ихсан», «Ғунчә» журналлири – бизниң бебаһа байлиғимиз. Әйнә шу байлиқлиримизниң тәғдири әң алди билән биз, яшларниң, қолида. Яшлар демәкчи, бүгүнки күндә «миллий кодимизниң» риваҗлинишиға уларму көп үлүш қошуватиду. Мәсилән, өйлиниш тойлирида улар миллий кийим кийип, уни миллий урпи-адәтлиримиз бойичә өткүзүшкә интиливатиду. Амма, бир әпсуслинарлиқ йери, айрим яшлар миллийликни сақлап той қилишни борчимиз дәп әмәс, бәлки «мода» дәп қобул қилмақта. Мана мошундақ кичик мәсилиләргә мошу баштин көңүл бөлүп, яшларға тоғра йөнилиш бәрмисәк, уларниң чоң мәсилигә айлинип кетиш ховупи бар. Шуңлашқа мундақ паҗиәниң алдини елип, кейинки әвлат пәхирлинидиғандәк дәриҗидә қалдуруп, әтиниң ғемини қилишимиз керәк. «Өтмүшсиз келәчәк йоқ» дәймиз. Әгәр келәчигимиз ярқин болсун дәйдекәнмиз, биз биринчи новәттә миллийлигимизни сақлап, уни кәлгүси әвлатқа беҗирим һалда өткүзүп беришимиз лазим. Чүнки миллий роһ әҗдатлиримиз бизгә бебаһа мирас сүпитидә қалдуруп кәткән мәңгү солмас гүлимиз. Әгәр шу гүлимизни тоздуруп қойсақ, келәчигимиздин үмүт үзүшкә тоғра келиду. Чүнки гүли йоқ бағда һечқачан булбул сайримайду. Гүлнарәм АБЛИЗ. Панфилов наһийәси.

295 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы