• Асасий мақалилар
  • 05 Сәуір, 2018

“Астанагенпланни” зиярәт қилди

Нурсултан Назарбаев “Астанагенплан” Илмий тәтқиқат лайиһә институти” ҖЧЙни зиярәт қилди. Дөләт рәһбири пайтәхтни аватлаштуруш бойичә лайиһиләрни әмәлгә ашурушниң кетип бериши, шундақла шәһәрниң инфрақурулумлуқ вә иҗтимаий-мәдәний объектлирини селиш планлири тоғрилиқ әхбарат билән тонушти. Нурсултан Назарбаев Астанада йеңи мемарчилиқ вә логистикилиқ иншаәтләрни салған чағда шәһәр қурулуши саһасидики дуниявий утуқларни үгиниш вә қоллинишниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти. Қазақстан Президенти шәһәрдә турмуш сүпитини яхшилаш вә униңда яшаш шараитини ашурушқа қаритилған иҗтимаий лайиһиләрни әмәлгә ашурушниң муһим екәнлигини тәкитлиди. Униңдин ташқири Дөләт рәһбири пайтәхтниң 20 жиллиғини нишанлаш мунасивити билән юбилейлиқ чарә-тәдбирләргә тәйярлиқ көрүшкә вә өткүзүшкә диққәт ағдурди. 20 жилда биз Улуқ даланиң қақ мәркизидә йеңи көркәм шәһәрни салдуқ вә пүткүл дунияға тонуштурдуқ. У хәлқимизниң пәхригә айланди. Әлвәттә, бу шәһәр мәмурийитиниң, қурулушчиларниң, мемарларниң вә мошу барлиқ җәриянға қатнашқучиларниң чоң хизмити. Биз бийил пайтәхтниң 20 жиллиғини нишанлимақчимиз. Барлиқ меһманларға пайтәхтниң жигирмә жилда қолға кәлтүрүлгән гөзәллигини, мәптункарлиғини вә жуқури турмуш дәриҗисини намайиш қилиш зөрүр, – деди Қазақстан Президенти. Зиярәт давамида Астана һакими Әсет Исекешевниң пайтәхтни буниңдин кейин тәрәққий әткүзүш вә шәһәрликләрниң яшаш шараитини яхшилашниң асасий көрсәткүчлири бойичә һесавити тиңшалди. Ахирида Нурсултан Назарбаев бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

143 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы