• Әхбаратлар еқими
  • 12 Сәуір, 2018

диққәткә сазавәр хәвәрләр

Әң болмиғанда, әпсанә сөзләр азийиду Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң вице-спикери Владимир Божко ҚҖда һәрбий билимни вә һәрбий-вәтәнпәрвәрлик тәрбийини шәкилләндүрүш мәсилилири бойичә палатиларниң һөкүмәт саатида армиядә хизмәт қилишқа аялларни көпләп җәлип қилиш тоғрилиқ тәклипни бәрди. “Қураллиқ Күчләргә аялларниң келиши – бу объектив җәриян. Илим-пән вә қураллиқ күчләрниң ихтидари жил санап өсмәктә, оттура мәктәпләрни тамамлиған талантлиқ вә әқиллик қизлар наһайити нурғун. Әрләр хапа болмисун, мәктәпләрни әла баһаларға тамамлиғучиларниң бесим көпчилиги қизлар. Бу интеллектуал ихтидарни пайдилинишқа көңүл бөлмәслик – тоғра әмәс” деди В.Божко. Униң пикричә, бу мәсилидә әтраплиқ ойлинишқа тоғра келиду. “Россиядә қизлар десант академиясидә оқуватиду. Раст, бу әрләргә хас иш, лекин “аҗизларниңму” күчлүк болидиғанлиғини унтумаслиғимиз керәк. Биздә қизларға нисбәтән әдәп-әхлақ нормилири моҗут. Мән бу йәрдә қизлиримизни еғир җисманий иштин қоғдашқа адәтләнгәнлигимизни нәзәрдә тутуватимән. Шундиму пүткүл дунияда бар әмәлияттин кейин қалмаслиғимиз лазим” – деди вице-спикер. Униң бу ейтқанлирини ҚҖ мудапиә министри Сакен Жасузақов қоллап-қувәтлиди вә техи йеқиндила қоманданларға рота, батальон, бригада командирлириниң тәрбийә вә идеологиялик ишлар бойичә орунбасарлири лавазимиға қизларни көпләп җәлип қилиш буйруғини бәргәнлигини тәкитләп, “Әгәр, ейтайлуқ, бир ротида аял командир болса, әң болмиғанда әпсанә сөзләр айизиду” дәп, буниң һәзил әмәс екәнлигини қәйт қилди. Гөш – әң қиммәт озуқ-түлүк Мошу һәптидә елан қилинған ахирқи статистикилиқ мәлуматлар бойичә, қазақстанлиқлар арисида әң аммибап озуқ-түлүк мәһсулатлири болған гөш бир жил ичидә 10 пайизғичә қиммәтлигән. Әгәр озуқ-түлүк мәһсулатлири оттура һесап билән 5,5 % қиммәтлигән болса, гөш баһаси 8 – 10 % өсүп кәткән. Мәсилән, қой гөши 9,9 % қиммәтләп, бир килограмми 1481 тәңгини, кала гөши 9 % қиммәтләп, бир килограмми 1390 тәңгини, чошқа вә ат гөши 8,8 % қиммәтләп, бир килограмми 1254,3 вә 1619,9 тәңгини тәшкил қилған. Пәқәт қуш гөшила илгәрки баһасини сақлап қалған, мәсилән, бир килограмм тоху гөши 745 тәңгә, өсүм бари-йоқи 0,4 %. Қазақстанда гөш йетиштүрүш көләми жилдин-жилға көпийиватиду. Мәсилән, мошу жилниң өткән икки ейидила 41 миң тонна гөш вә гөш мәһсулатлири йетиштүрүлди, бу мәһсулатқа болған еһтияҗ дайим үстүн петичә қалмақта. Қурал-ярақни өткүзсәң, мукапат алисән Мошу жилниң апрелидин тартип, аһалидин қанунсиз сақлиниватқан оқ етиш қуралиниң барлиқ түрлирини, оқ-дориларни вә партлаш маддилирини сетивелиш мәвсүми башланди. Территориялик ички ишлар органлирида қурулған мәхсус комиссия тапшурулидиған қурал-ярақниң, оқ-дориларниң вә партлаш маддилириниң техникилиқ һалитини ениқлайдиған болиду. Шундақла мәзкүр комиссия төлинидиған ахчиниң миқдарини бәлгүләйду. Тәкитләш керәкки, комиссияниң гражданларға ахчилиқ мукапат беришни чәкләш һоқуқи бар. Қурал-ярақни, оқ-дориларни вә партлаш маддилирини өз ихтияри билән өткүзгән шәхсләр җинаий җавапкәрликкә тартилмайду. Мәвсүм Ички ишлар министрлигиниң уни тохтитиш буйруғи чиққичә давамлишиду. Әгәр раст екәнлигигә ишәнсәк... Мошу һәптидә: Миллий банк тәңгигә нисбәтән рәсмий курсини бәлгүләйдиған валютилар тизимида 39 дөләтниң миллий валютиси бар екән. (Әнди у тизимда йоқ башқа дөләтләр валютилириниң курсини бәлгүләш ахча алмаштуруш пунктлириниң ихтиярида болиду). Алмутидики “Домиллион” сода-оюн-тамашә мәркизидә 0,2 квадрат метр йәрдә өрт чиққини үчүн 60 адәм, җүмлидин 10 бала дәрһал эвакуация қилинған. (“Сақлиқта хорлуқ йоқ” демәкчи, әтималим, йеқинда Россияниң Кемерово шәһиридики мошундақ ОТМда орун алған паҗиә савақ болған болса керәк). Алмута шәһириниң һакими Бауыржан Байбек җәнубий пайтәхттики йәрасти өткүллирини көздин кәчүрди. (Ейтишларға қариғанда, һаким йәрасти өткүллириниң заман тәләплиригә мувапиқ әмәслигини тәнқит қилған вә буниңға әйиплик лавазимлиқ шәхсләргә тегишлик җаза қоллинидиғанлиғини ейтқан). Һава райини тәхмин қилғучиларниң мәлуматлири бойичә, келәр һәптидә пәқәт елимизниң җәнубидила ямғур-йешин аз яғиду. (Қазақстанниң башқа барлиқ регионлирида ямғур яғиду, боран чиқиду, туман басиду, һәтта, йоллар тейилғақ болиду). “Бирпүтүн миллий пенсия фонди” АҖниң сабиқ рәһбири Руслан Ерденаев 12 жилға сотлиниши мүмкин. (Наһайити нурғун көләмдә (232 миллион 782 миң тәңгә) фонд ахчисини оғрилиғанлиғида әйиплиниватқан әмәлдар һазирчә әйивини толуқ инкар қилмайватиду). Тәйярлиған Иврайим БАРАТОВ.

467 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы