• Асасий мақалилар
  • 12 Сәуір, 2018

«Бизгә пәқәт әмгәк қилиш керәк»

Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази»/ Өткән һәптидә Қазақстан Җумһурийити, Парламенти Мәҗлисиниң депутати Шаһимәрдан Нурумов Уйғур наһийәсидә болуп, Довун, Ғалҗат вә Чоң Дехан йезилириниң турғунлири билән учрашти.– Президентниң «Бәш иҗтимаий тәшәббуси» – қазақстанлиқларниң иҗтимаий-ихтисадий әһвалини техиму яхшилаш нийитидә елан қилинған муһим һөҗҗәт, – деди Мәҗлис депутати үч йеза турғунлири билән болған учришишларда. – Милләт Лидери өз хәлқиниң келәчигигә бепәрва қаримайдиғанлиғини йәнә бир қетим испатлиди. Аддий хәлиқ үчүн яхшилиқ көп. Мәсилән, Президент һөкүмәткә 2 миллион 700 миң адәмни газ билән тәминләшни тапшурди. Елимизниң әву бир четидики йезиға тәбиий газ бариду, дәп ким ойлиған? Бу бизниң чүшимизгиму кирмигән еди. Бүгүнки күндә газға йеза әмәс, чоң шәһәрләр зар болуватиду. Буниңдин кейин несийә елишқа йезидикиләрму қол йәткүзидиған болди. Илгири вәйран болған кооперативлар қайтидин қурулуватиду. Мошуниң һәммиси Президентниң жирақни көзләйдиған сәяситиниң нәтижиси. Әнди бизгә пәқәт әмгәк қилиш керәк. Шундақла Шаһимәрдан Үсәйин оғли йеза турғунлириниң муң-муһтаҗини тиңшап, уларниң соаллириға җавап бәрди. Жуқуриға йәткүзидиған бәзи мәсилиләрни у өзиниң һөддисигә алди. Наһийә миқиясида йешишкә болидиған мәсилиләрни шу күни өзи билән биллә болған «Нур Отан» партияси Уйғур наһийәлик шөбиси рәисиниң орунбасари Мәулен Нуровқа тапшурди. Шундақ қилип, йеза турғунлири Мәҗлис депутати билән «Нур Отанниң» вәкилигә қандақ соалларни қойди? «Довундики су тосмисиниң хәтәри һәққидә хәвириңлар барму?» Мәҗлис депутати өз сәпирини Дардамту йеза округидин башлиди. Бу округниң тәркивигә Шуңқар, Ардолата вә Довун йезилири кириду. Депутат билән болған учришиш Довун йезисида өтти. Бу – қедимий уйғур жутлириниң бири. Аһалисиму чаққанла. Үч кочида йүздин ошуқ аилә истиқамәт қилиду. Хәлқи наһайити ишләмчан һәм өм. Кеңәш Иттипақи дәвридә бу йеза «келәчиги йоқ» йезиларниң тизимиға кирип, нәзәрдин сирт қелишқа аз қаптекән. Довунлуқларниң әмгәксөйгүчлүги, инақлиғи түпәйли жут болуп сақлинип қалди. У күни Мәҗлис депутати билән болған учришишта сөз алған Йезилиқ ақсақаллар кеңишиниң рәиси Сайипҗан Тохтахунов өз нутқини Президентқа рәхмәт ейтиштин башлиди. – Нурсултан Назарбаевниң дана сәясити түпәйли хәлиқниң турмуши күндин-күнгә яхшилиниватиду, – деди ақсақал. – Қийинчилиқларниң һәммиси кәйнимиздә қалди. Мән шуниңға бәк хошал. Бу болсиму яшларниң тәлийи. Кеңәш Иттипақи вәйран болған бир жиллири қийинчилиқниң һәммиси йезиға кәлди. Һелиму ядимда, шу жиллири икки қойға бир мишкап ун алған пәйтләрму болған. Худаға шүкри, у күнләр унтулуп кәтти. Һазир һәрбир өйдә ичидиған таза сүйимиз бар. Турмушумизму яман әмәс. Бийил мәктивимизниң ремонтиға мәбләғ аҗритилғанлиғи һәққидә хуш хәвәрни аңлаватимиз. Мениң бирла илтимасим бар. Чоң таш йолдин Довунғичә болған арилиқ 7 чақирим. Уни келиветип көргән болсаңлар керәк. Бу йол ахирқи қетим 70-жиллири ясалған екән. Мана шуниңдин бери егисиз қалди. Наһийәлик һакимийәт мошуниңға бираз көңүл бөлсә, нур үстигә нур болатти. Учришишта Ардолата йезисиниң жигитбеши Мухрәт Бушаров йезидики мәктәпкә спорт зали һаҗәтлигини ейтса, Шуңқар йезисиниң жигитбеши Бақытбек Бектурсынов депутатқа «Шуңқар йезисини алаһидә йеза округи қилишқа боламду?» дегән соал билән мураҗиәт қилди. Дардамту оттура мәктивиниң мудирини йезидики мәдәнийәт өйиниң әһвали ечиндуридекән. Довунлуқ Махмут Мәриповни, умумән, довунлуқларни жутниң бешидики су тосмиси әнсизчиликкә селиветипту. Уни мурәккәп җөндәштин өткүзмисә, келәчәктә йезиға апәт келиши мүмкин. Ғалҗатлиқлар «Ақбулақниң» сүйини қачан ичиду? Ғалҗат йезисида Мәҗлис депутати билән болған учришишқа жут ақсақаллири билән активистлири вә муәллимләр иштрак қилди. Бу йәрдә әң авал ичидиған су мәсилиси һәққидә гәп қозғалди. Ғалҗатлиқлар «Ақбулақ» программиси бойичә өйму-өй киргүзүлидиған суниң дәмини тартишқа зар болуветипту. Һазир улар мәлиниң бешидики «соғ-булақ» аталған булақниң сүйидин пайдилиниветипту. Бу вә башқа мәсилиләр бойичә йезилиқ амбулаторияниң баш врачи Савутахун Мәсүтов турғунлар намидин сөзгә чиқти. – Илгәрки депутатлиримизниң бири бизниң йезиға 2017-жили су келидиғанлиғини вәдә қилған еди, – дәп сөзини башлиди врач. – Мана арилиқтин бир жил өтти. Турғунлар техичила челәк көтирип булақниң сүйини ичиватиду. Иккинчи соалим, йол һәққидә. Йезидики мәркизий кочини, амалниң йоқидин, турғунлар өзлири «ямаватиду». Үчинчи соалим көмүр һәққидә болмақ. Бийилқи қишниң қандақ болғанлиғини ейтмисамму яхши билисиләр. Ақивәттә, елип-сатарлар көмүргә өзлири халиған баһасини қоюп, хәлиқниң ғәзивини қозғиди. Мошундақ пәйтләрдә униң баһасини рәтләшкә болмамду? Жут ақсақили Абдурешит Йолдашев етизда йәрниң йетәрлик екәнлигини тилға елип, униңға ишлитидиған техникиниң йетишмәйдиғанлиғини оттуриға қойди. Шу сәвәптин йезида ата кәсип –деханчилиқ асқаватиду. Ғалҗат оттура мәктивиниң муәллими Җәнәм Гулиярова депутатқа аялларниң пенсия йешидин, электронлуқ күндиликтин көңли су ичмәйдиғанлиғини ейтти. Чоң Деханниң кочилирини ким җөндәйду? Шаһимәрдан Үсәйин оғлидин Президентниң «Бәш иҗтимаий тәшәббуси» һәққидә әтраплиқ әхбарат алған чоңдеханлиқларму өзлириниң нутқини Президентқа миннәтдарлиқ ейтиштин башлиди. Бу йәрдиму «рәхмәт-тазимниң» ахири соалларға улашти. Йезида турғунларни һәләйкүмгә селиватқан бирла мәсилә бар екән. У – таза су мәсилиси. Президентниң «Ақбулақ» программиси Чоң Деханға өз вақтида кәпту. Һәтта кочилар колинип, керәклик материалларму йәткүзүлүп бопту. Амма, қизғин қолға елинған иш, көп өтмәйла, йерим йолда тохтап қалған. Су киргүзүшни қолға алғанлар коланған кочиларни шу петичила ташлап кәткән. Әтияз, күз айлири, болупму ямғур-йешин болғанда турғунлар ичидиған таза суниң «дәрди» бир чәттә қелип, патқақчилиқ билән «күришиветипту». «Бу ишниң ахирини ким чиқириду?» дейишти жиғинда чоңдеханлиқлар. Турғунлар тәрипидин қоюлған мәзкүр соалға депутатниң иҗазити билән «Нур Отан» партиясиниң Уйғур наһийәлик шөбиси рәисиниң орунбасари Мәулен Нуров җавап бәрди. – Бу мәсилини биз җиддий қолға алдуқ, – деди Мәулен Муқанжан оғли. – Су киргүзүшкә җавапкәр «Шахстрой» ширкити бөлүнгән мәбләғни елип қечип кәткән. Уларни тепип, он қетим сотқа бәрдуқ. Шаһимәрдан Үсәйин оғлиниң беваситә тәсири билән бүгүнки күндә мәсилә иҗабий һәл болуватиду. Апрель ейидин башлап су киргүзүш ишлири қайтидин қолға елиниду. Жиғиндин кейин чоңдеханлиқлар Мәҗлис депутатини хәлқимиз арисидин чиққан бирдин-бир «Халық Қаһарманы» Мөрдүн Тейиповниң 100 жиллиқ тәвәллудиға тәклип қилди. Шаһимәрдан Үсәйин оғли бу чоң тойға чоқум келидиғанлиғини изһар қилди. Чүнки уму, худди Мөрдүн Тейипов охшаш мошу жуттин учум болған оғланларниң бири.

200 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы