• Йеңилиқлар
  • 19 Сәуір, 2018

Иҗтимаий мәсилиләргә алаһидә диққәт бөлүниду

“Тосалғулуқсиз келәчәк” партиявий лайиһиси қошумчә ишлиниду: “Нур Отан” партияси инклюзивлиқ билим бериш, ишқа орунлаштуруш, шундақла инфрақурулумдин толуқ пайдилиниши үчүн шараит яритиш арқилиқ имканийити чәкләнгән адәмләрни қоллап-қувәтләшкә алаһидә диққәт бөлиду.Бу тоғрилиқ “Нур Отан” партияси Рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Әшимбаев пайтәхттики иҗтимаий объектларни зиярәт қилиш вақтида билдүрди. Мәулен Әшимбаев партия кативи Тамара Дүйсенова билән биллә “Нурлы жүрек” нака балиларға иҗтимаий хизмәт қилиш мәркизиниң вә “Қасиетті Жол” әслигә кәлтүрүш мәркизиниң иши билән тонушти. Иҗтимаий хизмәт қилиш мәркизидә үч яштин он сәккиз яшқичә болған 260 бала иҗтимаий көнүкүштин өтүп давалиниватиду. Балилар билән психологлар ишләватиду, зөрүр болған медицинилиқ давалаш вә түзитиш жүргүзүлүватиду, түрлүк тематикилиқ өмәкләр паалийәт елип бериватиду. Униңдин ташқири бу йәрдә тәрбийиләнгүчиләр театрларға, көргәзмиләргә, концертларға бериватиду. Партия вәкиллири шундақла “Қасиетті Жол” әслигә кәлтүрүш мәркизиниң иши биләнму тонушти. Бу йәрдә икки яштин он бәш яшқичә болған нака балилар һәқсиз давалиниватиду. Мәзкүр мәркәз 2014-жилдин тартип ишләватиду. Мошу вақит ичидә бу йәрдә 1 864 бала даваланди. Бу иҗтимаий объектниң алаһидилиги шуниңдин ибарәтки, у дөләт қаримиғида әмәс, бу һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларниң күчи билән еғир ағриқларға дучар болған балиларни давалаш мәркизини қурушқа болидиғанлиғиниң һәқиқий мисалидур. Имканийити чәкләнгән балиларға актив ярдәм қиливатқан һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларни қоллап-қувәтләш бизниң партиямизниң асасий вәзипилириниң бири дәп һесаплаймән. Биз партия йенида һөкүмәтлик әмәс тәшкилатлар билән қоюқ өзара һәрикәт қилидиған вә шундақ лайиһиләрни әмәлгә ашурушқа ярдәм беридиған мәхсус кеңәш қурушни планлаватимиз, – деди Мәулен Әшимбаев. “Нур Отан” партияси Рәисиниң биринчи орунбасари иҗтимаий мәһкимиләрниң коллективлири, шундақла тәрбийиләнгүчиләрниң ата-анилири билән болған учришишта партияни йеңилаш даирисидә ишләватқан “Тосалғулуқсиз келәчәк” лайиһисиниң актуаллаштурулуп, хелә дәриҗидә қошумчә ишлинидиғанлиғини тәкитлиди. Мәулен Әшимбаевниң сөзичә, лайиһә үч асасий йөнилиш – инклюзивлиқ билим беришни тәрәққий әткүзүш, иш билән тәминләш вә “тосалғулуқсиз муһитни” вуҗутқа кәлтүрүш бойичә әмәлгә ашурулиду. Депутатлар наһийә яшлири билән учрашти Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Йеқинда Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутатлири Ольга Шишигина билән Ирина Смирнова Ишиктә шәһиридики тәнтәрбийә вә сағламлаштуруш комплексида вә гуманитарлиқ-ихтисадий колледжида болуп, наһийә яшлири билән учрашти. Дәсләп спорт комплексиға қәдәм тәшрип қилған депутатларни тәнтәрбийә вә сағламлаштуруш комплекси йенидики Балилар спорт мәктивиниң мудири Абай Сырғабаев қарши елип, коллектив билән тонуштурди. Атап кетиш керәкки, заманивий технологияләр үлгилири билән селинған бу комплекста һәрқандақ мусабиқиләргә тәйярлиқ көрүш үчүн барлиқ мүмкинчиликләр яритилған. Бу һәққидә мудир тәпсилий тохталди. Учришиш давамида Нура вә Қайипов йезилиридин кәлгән қазақ хәлқиниң миллий очилиқ һүнириниң маһирлири Қаныш Исабеков билән Елтай Мүптекеев өзлириниң бүркүти вә иштлирини тонуштуруп, очилиқ һәққидә қизиқарлиқ вақиәләрни ейтип бәрди. Тәнтәрбийә вә сағламлаштуруш комплексиниң мәшиқләндүргүчилири депутатлардин йезидики спорт мәктәплирини көпирәк мәбләғ билән тәминләшкә ярдәм беришини илтимас қилди. Андин депутатлар Ишиктә Гуманитарлиқ-ихтисат колледжиға барди. Билим дәргаһиниң мудири Гүлнар Жошыбаева меһманларни колледж мирасгаһи билән тонуштурди. Учришиш мәҗлисләр залида давамлишип, депутатлар студентларға Қазақстан Җумһурийити Президентиниң «Бәш иҗтимаий тәшәббуси» һәққидә әтраплиқ чүшәнчә бәрди. – Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаевниң барлиқ иҗтимаий программилири келәчәк әвлат – яшларниң билим елип, Вәтининиң тәрәққияти үчүн аянмай әмгәк қилишиға қаритилған, – деди 25 жил маарип саһасида ишләп, мәктәп мудириғичә көтирилгән Ирина Смирнова. – Һазир ишләймән, оқуймән дегән адәмгә барлиқ шараит бар. Һәммә нәрсә пәқәт өзәңларға бағлиқ. Шундақла натиқ өз сөзидә муәллим кәспиниң алаһидиликлиригә тохтилип, ушбу йолни таллавалған яшларға униң қир-сирини һармай-талмай үгинишни җекиди. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

439 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы