• Асасий мақалилар
  • 19 Сәуір, 2018

Уйғур латин алфавити - мәнивий йеңилинишниң асаси

Шәмшидин АЮПОВ, “Уйғур авази”/ Өткән җүмә күни Алмута шәһиридики “Достлуқ” өйидә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи башқармисиниң кәңәйтилгән мәҗлиси болуп өтти. Униңға алимлар, зиялилар, устазлар вә журналистлар қатнашти.Мәҗлис модератори, “Уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов жиғилғанларни мәзкүр мәҗлисниң күн тәртиви билән тонуштурди. Йәни бу күни латин графикиси асасидики уйғур алфавити бойичә тәклип қилинған лайиһиләр, “Ату” паҗиәси вә “Уйғур авази” гезитиниң 100 жиллиғини нишанлаш мәсилилири муһакимә қилинди. Мәҗлистә дәсләп Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Нурумов сөз алди. Һәммиңларға мәлум, мошуниңдин алтә ай илгири Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаев қазақ тилини латин графикиси асасидики алфавитқа көчириш тоғрилиқ Пәрманини имзалиғандин кейин җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи бу мәсилини оттуриға қойди. Биз ҖУЭМ башқармисиниң кәңәйтилгән мәҗлисини өткүзүп, бу муһим мәсилини муһакимә қилип, Қазақстан уйғурлириниң дөләт тили билән тәңла латин графикисиға өтидиғанлиғи тоғрилиқ ейттуқ. Бу һәққидә “Егемен Қазақстан”, “Казахстанская правда”, “Уйғур авази”, “Литер” гезитлирида мақалилар берилди. Шундақла өткән жилниң ахирида мәдәнийәт мәркизи йенида мошу мәсилә вә “Ату” паҗиәсиниң һәм “Уйғур авази” гезитиниң 100 жиллиғини өткүзүш бойичә үч комиссия қурулди. “Ату” паҗиәсиниң 100 жиллиғини хатириләш бойичә комиссия һазир җиддий ишләватиду. “Уйғур авазиниң” 100 жиллиғини нишанлаш бойичиму тәшкилий ишлар қизғин меңиватиду. Бизгә мәлумки, латин графикиси асасида уйғур алфавитиниң алтә лайиһиси алимлиримиз тәрипидин тәвсийә қилинди. Улар Алимҗан Тиливалди, Заһидәм Һевуллаева билән Малик Мәһәмдинов, Патигүл Мәхсәтова, Валерий Мәхпиров, Руслан Арзиев вә Шаһимәрдан Нурумовниң лайиһилири. Барлиқ лайиһиләр “Уйғур авази” гезитида елан қилинди вә көпчилик муһакимисидин өтти. Қошумчә қилсақ, Президент Нурсултан Назарбаев латин графикиси асасидики қазақ алфавитиниң йеңи вариантини тәстиқлигәндин кейин, алим Руслан Арзиев өзи тәклип қилған лайиһини муһакимидин елип ташлашни илтимас қилди. Униңдин ташқири чәт әлләрдә яшаватқан қандашлиримизму Интернетта бу мәсилини муһакимә қилди. Шәхсән өзәмму улар билән алақилишип турдум. Жирақ чәт әлләрдә яшаватқан қандашлиримиз пүткүл дуния уйғурлири үчүн умумий алфавитни пайдиланғинимиз тоғра дәп тәкитлимәктә. Буму яхши нийәт. Мошу йәрдә бирнәччә әһвалға алаһидә диққәт бөлүшимиз лазим. Һазир заман тәливи жуқури. Интернет, рәқәмләштүрүш дәври. Шуңлашқа бизниң ана тилида билим еливатқан балилиримиз бу тәләпниң кәйнидә қалмаслиғи муһим. Қазақстан Президентиниң дана миллий сәясити түпәйли қазақстанлиқ уйғурларниң барлиқ имканийәтлири бар, биз мошу мүмкинчиликләрни тоғра пайдилинишимиз керәк. Биз Қазақстанда яшаватқачқа вә келәчигимиз мошу дөләт билән бағлиқ болғачқа һәм техникилиқ шараитларни диққәт нәзәрдә тутуп, биз латин графикиси асасидики уйғур алфавитини қобул қилишта қазақ латин алфавитини асасқа елишимиз керәк дәп ойлаймән. Шуниму алаһидә тәкитләш лазимки, Президент тәстиқлигән қазақ латин алфавитиға келәчәктә өзгиришләр киргүзүлүши мүмкин. Әгәр дөләт тилидики латин алфавитиға өзгиришләр киргүзүлсә, демәк, бизниңму шуниңға мувапиқ өзгиришләрни киргүзүшимиз еһтималдин жирақ әмәс. Шуниңдин кейин сөзни профессор Рошәнгүл Авакова алди. Биз бүгүн муһим мәсилини муһакимә қиливатимиз. Алимҗан Тиливалди рәһбәрлигидики бир топ алимлар өз лайиһимизни тәвсийә қилдуқ. Мәлумки, Президент латин графикисиға өтүш кәштисини тәстиқлиди. Шуңлашқа биз уйғур тилиниң латин алфавитини қобул қилишимиз керәк. Мениң пикримчә, латин графикиси асасидики уйғур алфавити мүмкинқәдәр қазақ латин алфавитиға йеқин болуши шәрт. Бу ишқа алимлардин ташқири мәктәп муәллимлириниң паалийәтчанлиқ көрсәткини әвзәл. Сәвәви, оқутуш мәктәптин башлиниду. Мошуни әстә тутушимиз керәк. Алимә Дилинур Қасимова өз пикрини төвәндикичә изһар қилди: Латин графикиси асасидики уйғур алфавитиниң лайиһисини биз Интернетта мәхсус топ қуруп, муһакимә қилдуқ. Чәт әлләрдики уйғур алимлириму бу ишта паалийәтчанлиқ көрсәтти. Шу топта Алимҗан Тиливалди, Рошәнгүл Авакова рәһбәрлигидә бир топ қазақстанлиқ алимлар лайиһини тәвсийә қилдуқ. Бу йәрдә биз уйғур латин алфавитиниң асасида қазақ латин алфавити болуши шәрт дегән мәвқәдә болдуқ. Чүнки бу алфавитта бизниң балилиримиз оқуйду. Униңда башқа лайиһиләрдин чоң пәриқ йоқ. Шуниңдин кейин сөзни Әмгәкчиқазақ наһийәси Йеңишәр йезисидики Т.Рысқулов намидики оттура мәктәпниң муәллими Турсун Садиров алди. Биз, устазларға бу мәсилә беваситә тәсир қилиду. Шуңлашқа бизму бу муһакимидин чәттә қалмаймиз. Тәвсийә қилинған лайиһиләрдә “Ц” һәрипи йоқ. Бу рус тилидин киргән сөзләрни язғанда қийинчилиқ туғдуриду. Униңдин ташқири чәт әлләрдики қандашлиримиз биз тәвсийә қилидиған лайиһә билән келишсә, әқилгә мувапиқ болатти. Һазир қолумиздики лайиһиләрниң ичидин Шаһимәрдан Нурумов вә Алимҗан Тиливалди тәвсийә қиливатқан лайиһиләр дурус дәп ойлаймән. Бирақ А.Тиливалдиниң лайиһисидә апострофлар көп. У сөзләрниң созулуп кетишигә елип келиду. Буниңдин қечиш керәк. Әнди геолог-алим Абдуллаҗан Самсақов өз пикрини төвәндикичә изһар қилди: Уйғур тили МДҺ әллири ичидә өзбәк тилиға йеқин. Һәммимиз билимиз, өзбәкләр латин алфавитини қобул қилди. Бизниң тилимизға, шундақла түрк тилиму йеқин. Шуңлашқа шуларниң тәҗрибисини үгиниш тәкливини беримән. Шуниңдин кейин сөз “Атамұра” нәшриятидики уйғур бөлүминиң рәһбири Малик Мәһәмдиновқа берилди. Бүгүн биз тарихий әһмийити зор мәсилини муһакимә қиливатимиз. Мәсилә күн тәртивигә чиққандин буян дөләт миқиясида Байтурсынов вә Шаяхметов намидики институтлар нурғун ишларни әмәлгә ашурди. Бизму қол қоштуруп олтармидуқ. Һәрким өз пикрини “Уйғур авази” гезитиниң сәһипилиридә изһар қилди. Дәсләптә тәвсийә қилинған лайиһиләргә қарши болдум. Чүнки алфавитни түзгәндә, биринчи новәттә, мәктәп босуғисини йеңи атлиған алтә яшлиқ балини көз алдимға кәлтүрдүм. Шу лайиһиләрдә көрситилгинидәк болса, оқуғучи дәптириниң бир қуриға бир сөзла йезилиши мүмкин еди. Балиниң қийнилип қелиши ениқ. Бирақ, һазир аләмшумуллаштуруш замани, балилиримиз заманивий техника васитилирини, учур әвәтишни яхши билиду. Шәхсән өзәм Шаһимәрдан Нурумовниң лайиһисини мақул көрдүм. Айрим өзгиришләрни киргүзүшимиз лазим дәп ойлаймән. Биз “бир тавуш - бир һәрип” дегән принципта турушимиз керәк. Заһидәм Һевуллаева иккимиз лайиһини тәйярлиғанда, тилимиздики созуқ вә үзүк тавушларни классификацияләш тәрәпдари болдуқ. Түрк алфавитиға асасландуқ. Уни клавиатуриға селишқиму қолайлиқ. Талғир наһийәси Қизил Ғәйрәт оттура мәктивиниң муәллими Санийәм Һашимованиң пикри төвәндикичә болди: Биз мәктәптә апострофлар билән берилгән лайиһә бойичә оқуғучилар билән эсселар йезип көрдуқ. Шу вақитта һәқиқәтәнму бир сөзни бир қурға язған әһвалларму учрашти. Қурдин-қурға көчәргәндиму қийинчилиқлар пәйда болди. Униңдин ташқири, уйғур синипиға кәлгән балиға төрт алфавитни үгинишкә тоғра келиду. Биринчиси, қазақ тили латин алфавити. Иккинчиси, инглиз алфавити. Үчинчиси, рус тили үчүн кириллица. Төртинчиси, уйғур тили алфавити. Демәк, ата-ана балисини уйғур синипиға бериштин илгири ойлинип қелиши еһтималдин жирақ әмәс. Балини уйғур синиплириға җәлип қилиш қийин болидиғанлиғиму ениқ. Буму җиддий мәсилә. Мошуниму чоңқур ойлиғинимиз дурус. Муәллимләр, әлвәттә, қобул қилинған алфавитни оқутимиз. Униң һөддисидин чиқишқа тиришимиз. Шуниңдин кейин профессор Абләһәт Камалов өз пикрини оттуриға салди: Латин графикиси асасидики уйғур алфавитиниң қазақ латин алфавитиға йеқин болуши тәрәпдаримән. Уни “Уйғур авази” гезитиға язған мақаләмдә дәлилләп бәрдим. Биз Қазақстандики уйғурларниң мәнпийитини ойлисақ, мошу принципта турушимиз керәк. Бирақ уйғур тилидики һәрипләрниң, тавушларниң алаһидиликлири һәққидә унтумаслиғимиз лазим. Мәлумки, латин графикиси асасидики қазақ алфавитиниң икки варианти елан қилинди. Иккинчи варианти елан қилинғандин кейин илгәрки вариантлар актуаллиғини йоқатти. Әнди йеңи вариантқа мувапиқ, пәқәт Шаһимәрдан Нурумов өз лайиһисини тәвсийә қилди. Бу лайиһә биз жуқурида ейтилған принципларға мүмкинқәдәр йеқин болди. Шуңлашқа мән Шаһимәрдан Нурумовниң лайиһисини қоллаймән. Буни бүгүн, бәзи сәвәпләргә бола, мәҗлискә қатнишалмиған алим Руслан Арзиевму қоллайдиғанлиғини тәкитлиди. Шундақла икки һәрипкә мунасивәтлик пикирни оттуриға салмақчимән. Мәсилән, “җ” һәрипини “zh” һәриплири билән, әнди “х” һәрипини “kh” һәриплири билән бәрсәк, дегән тәкливим бар. Әлвәттә, буни муһакимә қилишимиз лазим. Әнди профессор Валерий Мәхпировниң пикри мундақ болди: Һазир жуқурида сөзлигән натиқлар уйғур латин алфавитини түзүштә кимниң тәҗрибисини үгинимиз дегән пикирләрни ейтти. Өзбәкстанниң, Түркияниң үлгилирини елиш пикирлири болди. Амма, һәммимизниң пикри қазақ тилиниң латин алфавитини асас қилип елишни яхши чүшинимиз. Әнди 20 миллиондин ошуқ қандашлиримиз яшаватқан тарихий Вәтинимиздә бу мәсилини ахирқи жигирмә жил давамида тәтқиқ қиливатиду. У яқтики тилшунас алимлар тилимиздики қайси һәрип көп қоллинилидиғанлиғини үгинип, статистикилиқ мәлуматларни тәйярлапту. Мәсилән, “е” һәрипи билән “ә” һәрипини селиштурған. Статистика бойичә “ә” һәрипи “е” һәрипигә қариғанда көпирәк пайдилинилидекән. Демәк, “ә” һәрипини оңай йезиш вариантини киргүзүш керәк. Мундақ мисалларни йәниму нурғун кәлтүрүшим мүмкин. Әлвәттә, тарихий Вәтинимиздә латин графикисидики уйғур алфавитиниң он икки үлгиси тәйярланди. Мошуниму үгиниш керәк. Йеңи алфавитқа өтүштә йәнә бир муһим мәсилә пәйда болиду. Бу – имла қаидилири. Буни қазақ қериндашлиримизму ойлаватиду. Имла қаидилиригә кәлгәндә биз тарихий Вәтинимиздики әдәбий тил билән мүмкинқәдәр йеқинлишиш мәсилиси. У яқтики алимларму пүткүл уйғурлар үчүн умумий бир алфавит болушиниң тәрәпдари. Шуңлашқа уларниң бу мәсилидә қандақ қарарларға келидиғанлиғини үгинәйли. Бу мәсилә бойичә Интернеттики мәхсус топта бәс-муназириләр болди. Әнди һазир бизниң қолумиздики лайиһиләрниң ичидә Шаһимәрдан Нурумовниң лайиһиси утуқлуқ дәп ойлаймән. Бу лайиһидә “җ” һәрипини “с” һәрипи билән йезиш әқилгә мувапиқ. “Туран дунияси” җәмийәтлик фондиниң рәһбири Карлин Мәхпировниң пикриму диққәткә сазавәр болди. Бүгүнки таңда һәммимиз тарихий вақиәләрниң гувачиси һәм қатнашқучиси болуватимиз. Йеңи алфавитқа көчүш миллитимиз келәчиги үчүн наһайити муһим. Қолумиздики йеңи алфавитниң бәш лайиһиси ичидин Шаһимәрдан Нурумовниң вә Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң үлгисини тәвсийә қилған Патигүл Мәхсәтованиң лайиһиси маңа яқти. Буларниң утуқлуқ чиққан йери – апострофлар йоқ. Мән иш бабида түркий тиллиқ хәлиқләр билән көп учришимән. Шу учришишларда биздики йеңи алфавит мәсилисини ейтип келиватимән. Хошна Өзбәкстанда латин алфавити киргүзүлгәндин буян үч қетим өзгириш бопту. Мениңчә, апострофларниң йоқ болғини һәммимиз үчүн яхши. Чүнки бир апостроф чүшүп қалса, сөзниң, һәтта җүмлиниң мәзмуни өзгирип кетиду. Әнди Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң үлгиси өз замани үчүн яхши еди. Һазир заман тәливи башқа. Һәммимизгә мәлум, биз, йәни қазақлар һәм уйғурлар, кириллицидин пайдиланғанда, бир-биримизни чүшинишкә һечбир тосалғу болмиди. Шу турғудин қариғанда, дөләт тили билән биллила, қазақ тили латин алфавити асасида йеңи алфавитқа көчүшимиз тәләп қилиниду. Демәк, Шаһимәрдан Нурумов лайиһиси бүгүнки күн реаллиғиға җавап бериду. Әлвәттә, бир-икки һәрипкә мунасивәтлик пикирләр бар. Улар муназириләр давамида һәл қилиниду дәп ойлаймән. Әйнә шу мәсилини муһакимә қилғанда өз лайиһилирини тәвсийә қилған шәхсләр қатнашса, нур үстигә нур болиду. Өз новитидә сөз алған Алмута шәһиридики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң мудири, Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутати Шавкәт Өмәровму ой-пикри билән бөлүшти: Мәлумки, бизгә бүгүн тәвсийә қилинған лайиһиләр Президент латин графикиси асасидики қазақ тили алфавитиниң биринчи вариантини елан қилғандин кейин тәклип қилинди. Мана йеқинда иккинчи қетим қазақ тили латин алфавитиниң йеңи варианти тәстиқләнди. Демәк, илгәрки лайиһиләр актуаллиғини йоқатти. Әнди шәриқшунас алим Шаһимәрдан Нурумов тәклип қилған лайиһә Президент бәкиткән қазақ тили алфавитиниң асасида тәйярланған. Мениң пикримчә, биз, қазақстанлиқ уйғурлар, шу лайиһини қобул қилғинимиз тоғра. Йеңи жуқурида натиқлар чәт әлләрдики уйғур қериндашлиримизниң пикирлирини инавәткә елиш керәклигини ейтти. Амма биз Қазақстанда яшаватқандин кейин биринчи новәттә мошу йәрдики 62 мәктәптә ана тилида билим еливатқан он бәш миң оқуғучини нәзәрдә тутушимиз керәк. Қазақстанда балилиримиз ана тилида билим еливатиду, дәрисликләр тәйярлиниватиду. Лайиһиләрни муһакимә қилишни созушқа болмайду. Сәвәви, Президент латин алфавитиға өтүш кәштисини бәкитти. Йеқин-арида дәрисликләрни тәйярлашқа киришимиз. Муәллимләрни оқутушқа башлаймиз. Вақтимиз қис. Биз йеқин-арида алфавитни қобул қилмисақ, еғир әһвалда қалимиз. Мошуни тоғра чүшинәйли. Шуниңдин кейин сөзни профессор Алимҗан Тиливалди алди: Бүгүн биз наһайити муһим мәсилини муһакимә қиливатимиз. Муһакимигә мошу саһадики алимлар, мутәхәссисләр қатнишиши лазим. Өзәңлар билисиләр, иҗтимаий торларда хәлиқара топ қурулуп, яхши бәс-муназириләр болди. Биз шу йәрдә шәртлик рәвиштә “с” лайиһиси дегән лайиһини тәклип қилдуқ. Биз тәклип қилған лайиһә икки университетта тәҗрибидин өтти. Президент қазақ тилиниң латин алфавити инглиз тили клавиатуриси асасида болуши керәклигини ейтти. Бу дөләт сәясити. Биз мошуни инавәткә елип, лайиһини тәйярлидуқ. Өз вақтида академиклар Ғоҗәхмәт Сәдвақасов, Абдувәли Қайдаров “бир һәрип – бир тавуш” принципи вә түрк тили асасида алфавит тәйярлашни алға сүргән. Әгәр шундақ болған болса, Патигүл Мәхсәтова тәклип қилған лайиһә һәммимизгә тоғра болатти. Лекин һазир латин графикиси инглиз тили асасида болуши керәклиги ейтилди. Мәлумки, қазақ тилидики тоққуз һәрипни, уйғур тилидики он һәрипни инглиз тили клавиатурисиға чүширишимиз тәләп қилиниватиду. Мошу мәсилә әтрапида елимиздә икки институт, йәни Шаяхметов вә Байтурсынов намидики институтлар тәтқиқатлар жүргүзди. Шаяхметов намидики институт алимлири қазақ тилидики тоққуз һәрипни диграф билән бериш тәкливини бәрди. Бирақ бу алфавит түзүшни қийинлаштурди. Әнди Байтурсынов намидики институт алимлири һәрипләрни апострофлар билән беришни тәвсийә қилди. Шәхсән өзәм әйнә шу музакириләргә қатнаштим. Шуниңдин кейин Президент апострофлар билән қазақ тили алфавитини тәстиқлиди. Шуниң асасида алим Руслан Арзиев уйғур тилиниң алфавитини тәйярлиди. Амма бу вариантму қаршилиқларға дучар болди. Мошу җәриянлар давамида биз һәр икки вариантниң бир синтези тәйярлинидиғанлиғини тәхмин қилдуқ. Йәни һәрипләрниң йеримини диграфлар билән, йеримини апострофлар билән берилишини чүшәндуқ. Мошу икки принцип алға сүрүлидиғанлиғини билдуқ. Шаһимәрдан Нурумов лайиһисидә мошу икки принцип өз әксини тапти. “ш”, “ч” һәрипләр диграфлар билән берилгән. Қалғини бәлгүләр билән көрситилгән. Биз тәклип қилған лайиһиму мошу принципларға асасланған. Бирақ айрим һәрипләрни диграф билән яки апостроф билән бериштә пәриқләр бар. Әйнә шуларни муһакимә қилайли. Алимә Патигүл Мәхсәтова өзиниң пикрини мундақ изһар қилди: Байқисаңлар, биз муһакимә қиливатқан икки лайиһиниң көп җәһәттин пәрқи анчә йоқ. Барлиқ имканийәтләрдин пайдилинип, тез арида алфавитни қобул қилишимиз керәк. Сәвәви, келәчәктә дәрисликләрни тәйярлаш вәзиписи туриду. Өткәндә йеңи әвлат дәрисликлирини тәйярлиғанда биз кечә-күндүз, йәни дәм елиш күнлири, һәтта мәйрәмләрдиму ишлидуқ. Чүнки, миллий мәктәплиримизгә дәрисликләрсиз қелиш ховупи туғулди. Әнди өзимизгә, йәни дәрисликләр муәллиплиригә, йеңи алфавитни үгиниш һәм дәрислик тәйярлаш вәзиписи туриду. Шуңлашқа бу ишни тола кечиктүрмәслик һаҗәт. Маливай оттура мәктивиниң илмий мудири Арзигүл Абдримованиң пикри төвәндикичә болди: Латин графикиси асасидики уйғур алфавитиниң қобул қилинишини болупму муәллимләр тәқәзалиқ билән күтүватиду. “Уйғур авази” гезитида мошу мавзуға беғишланған он бәш мақалә чиқти, алтә лайиһә тәвсийә қилинди. Биз мәктәптә алфавитни тәҗрибиләрдин өткүздуқ. Мәсилән, Шаһимәрдан Нурумов тәклип қилған лайиһидә “җ” һәрипи “с” һәрипи билән берилгән. Рус мәктәплиридә оқуватқан уйғур балиларни “җ” һәрипини язғанда, қазақ алфавитидики “сһ” һәрипини пайдиланди. Бу йәрдики “с” һәрипи Ш.Нурумов лайиһисидики “с” (йәни “җ”) һәрипигә охшап кәткәнликтин, шу петичә қалса болиду дәп ойлаймән. Әнди Алимҗан Тиливалди рәһбәрлигидики топ тәвсийә қилған үлгидә “җ” һәрипи “sh” һәриплири, йәни икки һәрип билән берилгән. Бу йезиш пәйтидә қийинчилиқлар пәйда қилиду. Мошуниңға етивар қилсақ. Йәнә мәслиһәтлишип, өзгиришләрни киргүзсәк тоғра болар еди дәп ойлаймән. Биз мошу вақит ичидә йеңи алфавит бойичә көп мулаһизиләрни өткүздуқ. Нәтиҗидә уйғур муәллимлири бир еғиздин Шаһимәрдан Нурумовниң лайиһисини қоллайдиғанлиғини билдүрди. “Уйғур авази” гезитиниң җавапкәр кативи Мухтәрҗан Җумаровму өз пикрини мундақ изһар қилди: Һазир қолумиздики лайиһиләрниң төрти Президент латин графикиси асасидики қазақ алфавитиниң биринчи вариантини елан қилғандин кейин тәйярланған. У чағда, һәммимиз яхши билимизки, апостраф қоюлған һәрипләр нурғун еди. Чүшинишликки, қолумиздики лайиһиләрниң муәллиплириму көпирәк шуниңға асасланғанлиқтин, улар тәклип қилған үлгиләрдиму мундақ усулда ясалған һәрипләр көп учришиду. Лекин өткән қисқа вақит мундақ елипбәни әмәлиятта пайдилинишниң нақолай екәнлигини испатлиди. Шуниң үчүн бу камчилиқлар түзитилгән һалда қазақ латин алфавитиниң йеңи үлгиси тәйярлинип, тәстиқләнди. Ш.Нурумов тәклип қилған лайиһә әйнә шу иккинчи қетим тәстиқләнгән қазақ латин алфавити асасида түзүлгән. Шуңлашқа униң илгәрки төрт лайиһигә нисбәтән бирқәдәр мукәммәллиги байқилиду. Бирақ кәлгүсидә буниңдинму мукәммәл ишләнгән қазақ латин алфавити қобул қилиниши мүмкин. Шуңлашқа әгәр биз қазақ латин алфавитиға асасланған уйғур латин алфавитини қобул қилимиз десәк, бу мәсилидә алдиримаслиғимиз лазим. Бу мениң беваситә алфавитқа нисбәтән пикрим. Әнди униң ичидики пәқәт уйғур тилиғила хас болған һәрипләргә кәлсәк, һәрбир лайиһиниң өз алдиға тоғра вә натоғра тәрәплириниң бар екәнлигини тәкитлигүм келиду. Мәсилән, Ш.Нурумов “ж” тавушини “j” һәрипи билән бәлгүләп, “җ”ни “с” һәрипи билән бәлгүләпту. Мениңчә, “җ”ни ”j” һәрипи билән бәлгүләп, “ж”ниң орниға башқа һәрип алсақ. Сәвәви, жуқуридики натиқлар тәкитлигәндәк, алфавит билән тәң имла мәсилисиниму рәтләш күн тәртивигә қоюлиду. Бу җәһәттин сөз қилғанда, тилимизда “ж” вә “й” һәриплиригә нисбәтән талашниң барлиғини ядимиздин чиқармаслиғимиз керәк. Мабада, “жигитни” – “йигит”, “жүрәкни” – “йүрәк” дәп “ж”ниң орниға умумйүзлүк “й” пайдиланғидәк болсақ, “ж” һәрипини қоллинидиған сөзләр тилимизда кәскин азийиду. Шуңлашқа уни диграфлиқ яки бирәр бәлгү қоюш арқилиқ ясалған һәрип билән бәлгүләшкә болиду дәп ойлаймән. “Ч” тавушини қазақ латин алфавитида қош һәрип “сһ” һәрипи билән бәлгүләпту. Қазақ тилида “ч” һәрипини пәқәт чәттин киргән сөзләрдә пайдиланғачқа, у интайин аз учришиду. Биздә болса, ундақ әмәс. Шуңлашқа “ч”ни бирла һәрип, мүмкин болса, “с” билән елиш әқилгә мувапиқмекин дәп һесаплаймән. Шундақ қилип, мәҗлис қатнашқучилири өзлириниң пикрини очуқ изһар қилғандин кейин ҖУЭМ рәиси Шаһимәрлан Нурумов мәзкүр мәсилиниң йәкүнини чиқарди. Һазир пүткүл дуния уйғурлириниң диққәт нәзәри биздә болуватиду десәм, мубалиғә болмас. Бу тарихий вақиә. Мәҗлистә демократик асаста халиғучилар өз пикир-тәклиплирини ейтти. Пикирләрни һәммимиз тиңшидуқ. Латин графикиси асасидики уйғур алфавитини қобул қилиш заман тәливидур. Жуқурида натиқлар уйғур латин алфавити қазақ латин алфавити асасида тәйярлашниң муһимлиғини алаһидә тәкитләшти. Уни яхши чүшинимиз. Сәвәви, пәқәт Қазақстандила уйғур латин алфавитида билим беридиған мәктәпләр бар, оқуйдиған балилар бар. Сүпәтлик дәрисликләр тәйярлайдиған икки нәшрият ишләватиду. Мошундақ шараитлар дунияниң башқа һечбир дөлитидә йоқ. Шуни инавәткә алайли. Чәт әлләрдики қандашлиримизму буни ениқ чүшиниши лазим. Бу мәсилини узаққа созмай, кейинки айда йәнә учришип, муһакимә қилайли. Муһакимигә бүгүнкидәк салаһийәтлик мутәхәссисләрниң, тилшунас алимларниң, муәллимләрниң қатнишиши зөрүр. Әнди күн тәртивидики иккинчи мәсилигә кәлсәк, “Ату” паҗиәсиниң 100 жиллиғини хатириләш бойичә қурулған Һакимҗан Мәмәтов рәһбәрлигидики комиссия әзалири паал ишләватиду. 31-май күни, йәни Сәясий тәқипләш қурванлирини хатириләш күни Лавар йезисида митинг өткүзүш мәхсәт қилинмақта. Қазақстандики уйғур мәтбуатиниң 100 жиллиқ сәнәсини нишанлаш комиссияси тәшкилий ишлар билән шуғулланмақта. Бу сәнәгә мунасивәтлик илмий конференция өткүзүп, мәтбуатимиз тарихини тикләймиз. У чарә-тәдбирни майда өткүзүш планимиз бар. Мәҗлис ахирида Абдуллаҗан Самсақовниң тәкливи билән уйғур латин алфавитини тәйярлаш бойичә икки пункттин ибарәт қарар қобул қилинди. Қарарда, биринчидин, қазақ латин алфавити асасидики Шаһимәрдан Нурумов тәвсийә қилған лайиһини (үлгиси мақалиға қошумчә бериливатиду) уйғур латин алфавитиниң асаси қилип елиш, иккинчидин, көпчиликниң тәвсийәси билән гуман пәйда қилған айрим һәрипләрни қайта муһакимә қилиш көрситилди. Мәҗлис қатнашқучилириниң очуқ аваз бериши арқилиқ 90 пайиздин ошуқ аваз билән мошу қарар қобул қилинди. Шундақ қилип, миллитимиз тәғдири үчүн муһим болған мәсилини муһакимә қилған мәзкүр мәҗлис қизғин бәс-муназириләр роһида өтти. Әлвәттә, әйнә шу әһмийәтлик мәсилигә милләтпәрвәр шәхсләрму бепәрва болмайватқанлиғи һәммимизни хошал қилиду. Шундақла уйғур латин алфавитиға мунасивәтлик өз лайиһилирини тәвсийә қилған алимларниң көпчилиги шәриқшунас Шаһимәрдан Нурумов тәклип қилған лайиһини қоллап-қувәтлиди. Демәк, бу әһмийәтлик мәсилидә пикир бирлиги қелиплашмақта.

533 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы