• Замандаш
  • 26 Сәуір, 2018

Әркиләшни билмигән кәнҗә оғул

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Бүгүнки мақалимизниң қәһримани – Ғәйнидин Сәйдуллаев «Ардагер энергетик» атилипту дегәнни аңлап, уни өйигә издәп бардуқ. Қәһриманимиз билән болған учришишимиз наһайити иллиқ вә худди кона тонушлардәк, қизғин сөһбәттин башланди. Ғәйнидин ака әсли Уйғур наһийәсиниң Қирғизсай йезисидин екән. Ата-аниси Сәйдулла вә Данишхан Сасиқовларниң тоққуз пәрзәндиниң әң кичиги болуп, әндила үч яшқа киргинидә, йәни 1958-жили атиси билән Мәйдан исимлиқ акиси иккиси қар көчкинигә учрап, вапат болиду вә у йерим житим атилиду. Әнди шу чағда сәккиз бала билән ялғуз қалған аниниң һали қандақ болди десиңизчу? Яқ, ана тәбиәт әта қилған қайтмас ирадиси вә җасурлуғи арқилиқ, сәккиз пәрзәндини қанатлиққа қақтурмай, тумшуқлуққа чоқтурмай путиға турғузди. Әнди уларниң кәнҗиси Ғәйнидин ака ана жутидики оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин 1972-жили Талғир шәһиридики механизация техникумиға оқушқа чүшүп, уни 1977-жили муваппәқийәтлик түгитиду. Дәсләпки әмгәк паалийитини туғулуп өскән йезисидин башлиған у кейинирәк өз билимини техиму мукәммәлләштүрүш мәхситидә Қариғанда шәһиридики политехника институтида оқуйду. Амма, бираз вақиттин кейин, айрим сәвәпләр түпәйли Алмутидики Йеза егилиги институтиға авушуп, уни инженер-электрик мутәхәссислиги бойичә тамамлайду. Қисқиси, мана шу вақиттин буян у һаятини энергетика саһасиға беғишлап, мошу саһада әмгәк қилип кәлди. Әң муһими, у қәйәрдила ишлимисун зиммисигә жүкләнгән вәзипигә җавапкәрлик билән қарап, өзи ишида һечқандақ паҗиәниң йүз беришигә йол қоймиди. Буниңдин ташқири, кәсипдашлири билән асан тил тепишип, дост-яранлири көпәйди. — Адәм йеши йәткәндә ойчан болуп қалидиған охшайду — деди у сөһбәтара. — Атам билән акамниң паҗиәлик вапат болғиниға бийил 60 жил толупту. Уларниң қияпити ядимда анчә сақланмиған болсиму, сеғиниш аламәтлири жүригимниң бир йеридә һаман пилдирлайду. Әнди шу бизниң аилигә кәлгән паҗиәдин кейин анам Данишханниң тартқан җәври-җапалирини көз алдимға кәлтүрсәм, ич-қарним тит-тит болуп кетиду. Әлвәттә, һаят һәркимгә һәрқандақ йолларни тәғдим қилиду. Ғәйнидин акиниң өмриниму дағдам һәм дайим хошаллиққа толуп-ташти дейишкә болмайду. Заман өзгирип, Кеңәш Иттипақи ғулап, Қазақстан Җумһурийити өз мустәқиллигини алған дәсләпки жиллардики қийинчилиқлар униму айлинип өткини йоқ. Бирақ бешидин иссиқ-соғни хелила өткүзгән Ғәйнидин ака уларға бәрдашлиқ берип, өз йолини чапсанла тапти һәм рәпиқиси Разихан Зайитова билән үч пәрзәндигә заманға яриша тәлим-тәрбийә бәрди. Шу түпәйли уларниң тунҗиси Ғәйрәт билән иккинчи оғли Зәйнидинму ата йолини бесип, энергетика саһасида әмгәк қиливатса, қизи Гөзәл илим-пәнгә иштияқ бағлиғанлардин. У һазир Әл-Фараби намидики Қазақ миллий университетида оқутқучилиқ қилмақта. Мәлумки, бир адәмниң һаятта шәхс сүпитидә шәкиллинишигә бирәр сәвәпниң болидиғанлиғи ениқ. Бу җәһәттин алғанда Ғәйнидин ака һаятида еғирини йеник, жириғини йеқин қилған бирқатар кишиләр билән арилишип өткәнлигигә наһайити пәхирлинидекән. Мәсилән, өз вақтидики «Красные Знамя» колхозиниң рәиси Петр Русаков, хиш заводиниң рәһбири Аблин Низахунов, А.Розибақиев намидики совхозниң мудири Абдуғопур Абдуманапов, наһийәлик электр тармақлири мәһкимисиниң башлиғи Ғоҗахмәт Җәмиев вә икки туққан қериндиши Садир Сасиқовқа миннәтдарлиғи чәксиз. Сөһбитимиз ахирида Ғәйнидин акиниң дегини шу болдики, у өзиниң ким болушидин қәтъий нәзәр, анисиниң җәври-җапаси вә қериндашлириниң ғәмхорлуғи түпәйли өз кәспиниң маһири атилип, бүгүнки утуққа қол йәткүзгән. Шуңлашқа биз мукапат егисини йәнә бир қетим мубарәкләп, аилисигә хатирҗәмлик тилигәч, униң билән хошлаштуқ.

718 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы