• Маарип
  • 26 Сәуір, 2018

«Өз тилини билгән өзгә тилни һөрмәт қилиду»

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/ Панфилов наһийәсидә 49 мәктәп бар. Униң 13 қоштиллиқ. Иккиси таза уйғур тилида. Өсүватқан әвлатқа әтраплиқ билим вә аңлиқ тәрбийә бериштә әйнә шу педагогикилиқ коллективлар рәһбәрлиригә муһим вәзипиләр билән җавапкәрликләр жүкләнмәктә. Елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң «Төртинчи санаәт инқилави шараитидики тәрәққиятниң йеңи имканийәтлири» Мәктүбидики йәттинчи вәзиписидә алаһидә тәкитләнгинидәк «Билим бериш системисиниң барлиқ дәриҗиси заманға лайиқ вә ихтисадий еһтияҗларға җавап бериши шәрт. Оттура билим бериш саһасида йеңиланған мәзмунға көчүш башланди, у 2021-жили аяқлишиду. Бу тамамән йеңи программилар, дәрисликләр стандартлар вә кадрлар». Мана шу вәзипә-көрсәтмиләрни әмәлгә ашурушта наһийәдики Билал Назим намидики уйғур оттура мәктивидә турақлиқ түрдә чарә-тәдбирләр өткүзүлүп кәлмәктә. Билим сүпитини ашуруш мәхситидики һәрхил мавзудики семинар, байқашлар, «Жил муәллими», «Чевәр устаз», «Әң илғар башланғуч синип муәллими» конкурслири һәққидә әйнә шундақ дейишимиз мүмкин. Мәзкүр мәктәп мудири Шеринай Һасанова дәсләп өз паалийитини наһийәдики Садир оттура мәктивидә аддий муәллим болуштин башлиған еди. Алмута чәт тиллири институтиниң инглиз тили пәни муәллими мутәхәссислиги бойичә тамамлиған яш мутәхәссис бир жил өтүпла, өзи билим алған С.Киров (һазирқи Хелил һәмраев) намидики мәктәпкә тәклип қилинди. 2011-жилдин башлап Билал Назим намидики мәктәптә мудирлиқ қилмақта. Мәктәптә 1100 оқуғучиға 103 муәллим билим вә тәрбийә бериватиду. Мәктәп йенидики ихчам мәркәздә болса, 50 бала тәрбийилиниватиду. Йеқинда биз мәктәп мудири билән у вә бу мәсилиләр әтрапида сөһбәтләшкән едуқ. Мудирниң бөлмисидә ... Һәр қетим Билал Назим намидики мәктәпкә барғинимда, мудирни задила өзиниң бөлмисидә учриталмаймән. Қачанла бармаң, мәктәп арилап яки мәктәп йенидики улуқ мутәпәккүр шаир Билал Назим һәйкилиниң әтрапида жүргинини көрисиз. Бу қетим катип қиз Шеринбүви Шакир қизиниң 11-синип оқуғучилири арисида Биртуташ миллий тест синиғиға киридиған оқуғучилардин емтиһан еливатқанлиғини әскәртти. Һәр жили Биртуташ миллий тест синиғиға тәйярлиниватқан оқуғучилар үчүн мудир өз бөлмисини бошитип бериду. Бийилму худди шундақ тест синиғиға киридиған оқуғучилар тәйярлиниветипту. Мәзкүр мәктәп наһийә мәктәплири арисида ахирқи үч жилда яхши көрсәткүчләргә қол йәткүзди. Йәни өткән үч жилниң йәкүни бойичә көрсәткүчләргә көз жүгәртсәк, 108, 78, 80 балл топланған. Бийилму бу синаққа тәйярлиниватқан оқуғучилардин чоң үмүт-ишәнчә күтүлмәктә. Мудирниң қоли бошиғандин кейин, оқуғучиларниң арамини бузмастин, иккимиз мәктәп бөлмилирини арилап жүрүп сөһбәтләштуқ. – Мәктивимиздә Дөләт рәһбириниң «100 ениқ қәдәм – Милләт планиға» мувапиқ қолға елинған оттура билим бериш саһасидики асасий өзгириш — йеңиланған билим мәзмуниға көчүш бойичә муәллимләр Талдиқорған, Алмута шәһәрлиридә билимини йетилдүрүп кәлди, – дәп сөзини башлиди мәктәп мудири. – Бүгүнки күндә бу программа бойичә 2-5-7-синиплар оқуватиду. Тәкитләш керәкки, мәзкүр программини әмәлгә ашуруш үчүн алди билән муәллимдин оқутуш җәриянини пухтилаш тәләп қилиниду. Мәктивимиздики муәллимләр бу җәһәттин һаҗәтлик синақлардин өтти. 2019-жили толуғи билән йеңиланған программиға өтидиған нийитимиз бар. Мәктивимиздә барлиқ пәнләр бойичә методикилиқ бирләшмиләр паалийәт елип бариду. Бу күнләрдә язғучи Җамалидин Босақов, шаир Хелил Һәмраевниң тәвәллудлириға, мәрипәтчи Айимбүви Хизмәтованиң хатирисигә беғишланған уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң он күнлүги өтүватиду. Биз мәктәптики бәйнәлмиләл-җәңчиләргә беғишланған мәхсус булуңниму көздин кәчүрдуқ. Униңда Авған йеридә қаза болған жутдаш-җәңчи Ярмәһәмәт Әлиев, Шыңғыс Сәтқалиев, Евгений Куликовқа беғишланған мәлуматлар идитлиқ қоюлған. Мошу йәрдә шуниму тәкитләш керәкки, һәр жили 15-февраль күни наһийә рәһбәрлири билән бәйнәлмиләл-җәңчиләр билән учришиш мәзкүр мәктәптин башлиниду. Булуңдин тәрбийәвий әһмийити чоң чарә-тәдбирниң һәрхил жиллардики фотокөргәзмисиму орун алған. Уларниң арисида кейинирәк уруштин алған җараһәтлири тәсиридин вапат болғанларму бар. Мудир билән мәктәп ичини арилаш җәриянида униң телефони «теч турмиди». Мәктәпниң турақлиқ һамийлири Арупҗан Җумахунов билән Исмәт Сәмәтов телефон арқилиқ һәрбири он балини кийим-кечәк вә йемәк-ичмәк билән тәминләш нийитини билдүрди. Шеринай Һасанова уларға миннәтдарлиғини изһар қилди. Пурсәттин пайдилинип, мудир Әхмәтҗан Шардинов, Дилшат Розиев, Гүлҗаһан һаҗим Муратова, Хелчибанум Қәмбәрова охшаш һамийларниң исимлирини алаһидә мәмнунийәт билән атап өтти. Мудир һәр жили әнъәнивий түс алған «Мәктәпкә – йол» акцияси даирисидә мәктәп муәллимлири бир күнлүк әмгәк һәққини тәминати начар балиларни оқуш қураллири билән тәминләшкә сәрип қиливатқанлиғиниму тәкитлиди. Миллий маарип кимниң қолида? – Ахирқи икки жилда илмий лайиһиләрдә 23 оқуғучи, пән олимпиадилирида 13 оқуғучи утуқларға қол йәткүзди,– дәйду Шеринай Шакир қизи. – 24 оқуғучи дөләт грантида алий вә оттура оқуш орунлирида билим еливатиду. 2017 – 2018-оқуш жилида төрт биринчи синип ечилди. Мудир сүпитимдә Яркәнт шәһиридә миллитимиз вәкиллириниң бесим көпчилиги балилирини башқа тиллиқ мәктәпләргә бериватқанлиғини ечинишлиқ билән ейтип өткүм келиду. Уларниң миллий мааарипни сақлап қелишниң өзимизниң қолида екәнлигини ойлимайдиғанлиғи ечинарлиқ. Ана тилимизда билим еливатқанларниң сани көпийишниң орниға азаймақта. Яркәнт шәһириниң жуқарқи қисмидики «Йеңи һаят» дәп аталған мәһәллиләрдә яш ата-анилар балилирини башқа тиллиқ мәктәпләргә беришни халайду. Ана тилини билмигән бала башқа тилни қандақ үгиниду? Мошу тәрипигә алаһидә көңүл бөлүш керәк, дәп ойлаймән. Ақивәттә, бала иккинчи яки үчинчи синипларға көчүп, қийнилишқа башлиғанда, уни бизгә елип келиду. Мениң мудирниң җәмийәтлик ишларға паал арилишидиғанлиғидинму хәвирим бар. 2012 – 2017-жиллар арилиғида наһийәлик мәслиһәтниң депутати болған Шеринай Шакир қизи жутдашлириниң ғеми, тәминати начар аилиләргә маддий ярдәм, накаларға өй селиш үчүн йәр участкилирини елиш билән муәллимләрниң мәртивисини көтириш, йәни устазларни коча тазилитип, дәрәқ һаклитиш охшаш ишлардин бошитиш охшаш көплигән мәсилиләрни оттуриға қоюп, уни һәл қилишқа күч салған еди. Әндиликтә наһийәлик «Анилар» кеңишиниң әзаси сүпитидиму көпбалилиқ аниларға ғәмхорлуқ қилиш билән аилидики қизлар тәрбийисигә көңүл бөлүш охшаш мәсилиләрдә өзиниң баһалиқ пикир-тәклиплири билән ортақлашмақта. Мәктәп униң иккинчи өйи Мудирниң мәктәпкә әтигәнлиги саат йәттидә келидиғанлиғиниму уқтум. – Әтигәнлиги саат йәттидә мәктәпкә киришим биләнла дәсләп муәллимләр бөлмисини, андин дәрис башланғичә үч қәвәтлик бенадики синипларни арилап чиқимән. Саат 8гә 10 минут қалғанда мәктәпкә киридиған ишиктә күзәтчилик қилимән. Униңдин кәч қалған оқуғучи билән муәллимдин сәвәплик, сәвәпсиз кечикиши тоғрисида чүшиник хәт алимән. Андин синипларға кирип, дәрисләрни назарәт қилимән. Муәллимниң кәспий тәйярлиғи билән оқуғучиниң дәрискә тәйярлиғиниму назарәт қилимән. Шундақла инглиз тилидин дәрис беримән. Һәрбир күнимиз мана мошундақ мәктәптә өтиду. Чүнки мәктәп мениң иккинчи өйүм, – деди мудир биз билән хошлишиветип. Панфилов наһийәси.

242 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы