• Әхбаратлар еқими
  • 26 Сәуір, 2018

Кимдә газ әрзән?

Һечким үчүн сир әмәски, биз турмушта пайдилинидиған газ муһим иҗтимаий мәһсулат болуп һесаплиниду. Шундақ екән, аһалини газ билән тәминләш вә униңдин пайдилиниш дәриҗиси дөләт тәрәққиятиниң әң муһим көрсәткүчлириниң бири болуп һесаплиниду.Әгәр Мустәқил Дөләтләр Һәмдостлуғиға әза дөләтләрдә истималчилар үчүн газниң баһасини селиштурсақ, Қазақстанда һаварәң йеқилғуниң хелә әрзән екәнлигини көрүшкә болиду. Өз ресурсиға егә әмәс вә газни чәттин кәлтүрүватқан мәмликәтләрдә, тәбиийки, униң баһаси хелә жуқури. Мәсилән, һаварәң йеқилғу баһаси әң жуқури мәмликәтләргә кәлсәк, биринчи орунда Әрмәнстан туриду. Уларда бир кубометр газниң баһаси әң жуқури – 106 тәңгә. Әнди газ баһаси Молдовада – 104, Украинида болса, 82 тәңгини тәшкил қилиду. Улардин кейин бизниң йеқин хошнимиз – Қирғизстан Җумһурийити туриду. У йәрдә бир кубометр газниң баһаси 69 тәңгә. Дәсләпки бәшликниң әң ахирида Беларусь орунлашқан, уларда һаварәң йеқилғуниң баһаси бир кубометр үчүн 65 тәңгә екән. Әнди газ әң әрзән мәмликәтләргә кәлсәк, биринчи орунда Өзбәкстан туриду. Бу йәрдә бир кубометр газниң баһаси 14 тәңгигә йеқин. Иккинчи орунни Қазақстан Җумһурийити егиләйду. Биздә ички базар истималчилири үчүн бир кубометр газниң баһаси 24 тәңгә туриду. Бирақ биздә униң баһаси һәр йәрдә һәрхил. Әгәр җәнубий регионларда һаварәң йеқилғуниң баһаси бир кубометр үчүн 27 – 36 тәңгә әтрапида болса, мәмликәтниң ғәрбидә бир кубометр үчүн 8 – 10 тәңгини тәшкил қилиду. Башқа регионларда бир кубометр газниң баһаси 11 – 19 тәңгә. Мундақ баһа сәяситигә газни тошуш үчүн нурғун хираҗәтни тәләп қилидиған уларниң оттурисидики арилиқниң жирақлиғи тәсир қиливатиду. Униңдин кейин Россия Федерацияси туриду. Уларда газниң баһаси бир кубометр үчүн оттура һесапта 36 тәңгә. Әң ахирида Әзәрбәйҗан орунлашқан. Бу йәрдә һаварәң йеқилғуниң баһаси бир кубометр үчүн 39 тәңгә екән. Шундақ қилип, қазақстанлиқлар үчүн һаварәң йеқилғу башқа мәмликәтләрниң истималчилириға қариғанда, әрзәнгә тохтимақта. Көп җәһәттин Қазақстан Җумһурийитидә турмушта пайдилинидиған газниң төвән баһаси уни аһалиға тәң нәрқигә қариғанда хелә әрзән сетиватқан “КазТрансГаз” акционерлиқ җәмийитиниң дотацияси түпәйли сақланмақта.

466 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы