• Әдәбият гүлзари
  • 04 Мамыр, 2018

«Иҗадийәт гүлзарида» меһманда

Өткән һәптидә Алмутидики М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназиядә мәктәп коллективи вә Түрксиб наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши билән «Иҗадийәт гүлзари» намлиқ әдәбий кәч өтти. Униңға Султанқорған мәһәллисидә истиқамәт қиливатқан қәләм саһиблири, йәни шаирлар Абдуғопур Қутлуқов, Патигүл Мәхсәтова, журналистлар Нурдөләт Мурадилов, Шөһрәт Мәсимов, Шәмшидин Аюпов, Йолдаш Молотов, Азнат Талипов вә «Мектеп» нәшрияти уйғур редакциясиниң рәһбири Рәхмәтҗан Ғоҗәмбәрдиев, ата-анилар, муәллимләр, оқуғучилар қатнашти. Дәсләп гимназия мудири Хуршидәм Ниязова меһманларни мәзкүр билим дәргаһиниң бүгүнки нәпәси билән тәпсилий тонуштурди. Шуниңдин кейин мәрасим мәктәпниң мәҗлисләр залида давамлашти. Әдәбий кәч давамида бу күни меһманда болуватқан иҗаткарларниң иҗадий паалийити, китаплири заманивий техникилиқ васитиләр арқилиқ тонуштурулди. Шундақла оқуғучилар уларниң шеирлирини, мақалилирини ядқа оқуп бәрди. Абдуғопур Қутлуқов, Патигүл Мәхсәтова, Нурдөләт Мурадилов, Шәмшидин Аюповниң қәлимигә мәнсүп айрим иҗадий әсәрләрни сәһниләштүрүп, қоюлумларни көрсәтти. Әнди кәч давамида орунланған мәктәп оқуғучилириниң шох нахшилири вә әвришим уссуллири болса, жиғилғанларниң алқишлириға еришти. — Бүгүн мошу әдәбий кәчни уюштуруш тәшәббусини көтәргән Нурдөләт Мурадилов рәһбәрлигидики Түрксиб наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи болди, – деди өз сөзидә гимназия мудири. – Есиңларда болса, буниңдин он – он бәш жил илгири өйму-өй кирип, балиларни ана тилида оқутушни тәшвиқат қилаттуқ. Һазир мәктивимиздә билим еливатқан балилар сани жилдин-жилға ешиватиду. Алаһидә тәкитлигүм келидуки, мошу кәчкә қатнишиватқан зиялилиримизниң һәммисиниң балилири мошу мәктәптә билим алди һәм һазирму оқуватиду. Демәк, улар башқиларға үлгә болмақта. Пурсәттин пайдилинип, вақитни бөлүп мошу учришишқа кәлгиниңлар үчүн тәшәккүр изһар қилмақчимән. Шуниңдин кейин сөз новити кәч меһманлириға берилди. — Хәлқимиздә «херидариң болмиса, зибалиғиң нә керәк?» дегән сөз бар, –деди шаир Абдуғопур Қутлуқов. – Бүгүн оқуғучиларниң шеирлиримни оқуғинини көрүп бәк тәсирләндим, тәврәндим. Көзүмгә яш кәлгининиму йошуралмаймән. Демәк, биз бекар иҗат қилмаптимиз, херидаримиз бар екән. Биз, уйғурлар, үчүн Қазақстанда яритилған шараитлар дунияниң һечбир дөлитидә йоқ. Балилиримиз ана тилида билим еливатиду, шаир-язғучилар әсәрлирини йезиватиду. Мошуни яхши чүшинәйли, қәдрини биләйли. Бу кәчкә муәллимләр, оқуғучилар наһайити яхши тәйярлинипту. Барлиғиңларға миң рәхмәт. Шаир сөзиниң ахирида өзиниң «Допамға қарап тонудиңму, Дунай?» дегән шеирини оқуп бәрди. — Бүгүнки кәч һәммимизни илһамландурди десәм, мубалиғә болмас, – деди өз новитидә сөз алған шаирә Патигүл Мәхсәтова. – Һәрқандақ иҗаткар үчүн мошундақ учришишларниң, әдәбий кәчләрниң уюштурулуши наһайити муһим. Бу яш әвлат үчүнму, шаир-язғучилар үчүнму керәк. Бүгүн оқуғучиларниң, муәллимләрниң әмгигини көрүп, апирин ейтиватимән. Яхши тәйярлинипту. Мошу йәрдә ана тилида билим алған балиниң келәчиги парлақ болидиғиниға йәнә бир қетим көз йәткүзүватимиз. Пурсәттин пайдилинип, кәчни уюштурғучиларға рәхмәт ейтип, йеқинда қазақ тилида нәширдин чиққан китавимни соға қилмақчимән. Шуниңдин кейин сөз алған Нурдөләт Мурадилов, Шөһрәт Мәсимов, Рәхмәтҗан Ғоҗәмбәрдиев, Шәмшидин Аюпов вә башқилар бүгүнкидәк учришишларниң әһмийитини тәкитләп, уюштурғучиларға өз тәшәккүрлирини изһар қилишти. Абдуқейим ИМИРОВ, 101-мәктәп-гимназияниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң уәллими. Алмута шәһири.

445 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы