• Әхбаратлар еқими
  • 04 Мамыр, 2018

Өмлүк вә бирлик намайиш болған күн

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»/ Ишиктә шәһири билән Көктөбә йезисиниң 7 яштин 70 яшқичә болған мусулман әһли, қелиплашқан әнъәнә бойичә, апрель ейиниң ахирқи йәкшәнбә күни икки жутниң оттуриға җайлашқан қәбирстанлиқта җәм болуп, шәнбилик өткүзиду. Бу қетим шәнбилик баниси билән беши қошулған жутдашлар бир-бириниң әһвалини соришипла, ишқа киришип кәтти. Яшлар тупрақ бешидики чөпләрни жулуп, дәрәқләрни путап, қизғин ишлисә, чоңлар яшларға йол-йоруқ көрситип, пикир-мәслиһитини бәрди. Самрат Бақиев, Рашид Розиев, Камил Турдиев, Анайәт Ибрагимов, Арзум Нәсирдинов қатарлиқ яшлар техникиси билән қәбирстанлиққа үстәл, орундуқ, қазан, қача-қомуч вә башқиларни тошуп, шәнбиликтин кейин жиғилған әхләтни тегишлик җайға чиқиришта паалийәтчанлиқ тонутти. Тазилиқ ишлири тамамланғандин кейин нәзир берилди. Дәстихан әтрапидики жиғинни Көктөбә йезисиниң жигитбеши Рәһимҗан Баратов ечип, бу алийҗанап ишниң әһмийитигә тохталди. Шәнбиликкә, шундақла мәзкүр қәбирстанлиққа дәпин қилинған қериндашлириниң, Улуқ Вәтән урушида қан кечип, течлиқ заманда жутиниң гүллиниши үчүн тәр төккән ғалип атиларниң роһиға беғишлап берилгән нәзиргә биркишилик һәссисини қошқан барлиқ жутдашлириға, уруш вә әмгәк ветерани Бавдун Сәлимовниң роһиға атап қурванлиқ қиливатқан Сәлимовлар әвладиға рәхмәт ейтти. Саламәтлигигә бола хизмитидин бошиған Ишиктә шәһириниң жигитбеши Батур Нәзәровқа икки жут намидин миннәтдарлиғини билдүрүп, униң орниға сайланған Турғанҗан Йәһияровниң ишиға ақ йол тилиди. Андин Көктөбә йезисиниң имами Нуржан Нышан вә жут мөтивәри Абдуллам Надиров әрвалар роһиға атап қуръан-тилавәт қилип, җамаәтчилик мол дәстихандин дәм-туз тартти. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

405 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы