• Асасий мақалилар
  • 04 Мамыр, 2018

Рустәм АБДУСАЛАМОВниң сессиядә сөзлигән сөзи

Алий оқуш орнини тамамлиғандин кейин өз йолумни тепишқа тириштим. Дәсләптә Алмутида болдум, кейин Москваға атландим. Чәт әлләргә кетишниму ойлидим. Бирақ чәт әлдә жүрүп, Вәтинимизгә һаҗәт екәнлигимни һис қилдим. 2005-жили болса, йеңи пайтәхтимизгә кәлдим. Һазир шу пәйттә дурус йолни таллиғинимға көз йәткүзүватимән. Һәқиқәтәнму, Астана – арманлар орунлинидиған шәһәр! Астанаға ата-анамни, қериндашлиримни, достлиримни елип кәлдим, мошу йәрдә өйләндим, бала-чақилиқ болдум. Әнди бизниң кичик аиләвий ассамблеямиз бар – бир чаңирақ астида қазақ, уйғур, татар вә славянлар өмлүктә яшаватиду. Мениң балилирим – қазақстанлиқлар, хәлиқләр достлуғини бойиға сиңдүрүп өсмәктә. Қазақстан – ғәмхорлуқ қанат яйған җәмийәт. “Житимни көрсәң, йөләп жүр”, дегән чүшәнчә қенимизға сиңгән. Мошу минбәрдә “Бизниң елимиздә житим балилар болмисун!” дегән шиар талай қетим ейтилди. Мана йеқинда Ақмола вилайитидә бир йезиниң ақсақаллириниң қарари билән балилар өйидин бир вақитта он бир бала асравелинди. Мошу пәйттә Президент Рустәмниң сөзигә қошумчә қилип, елимиздә житим балиларни асравалғучиларниң көпәйгәнлигини вә уларниң новәттә турғанлиғини тәкитлиди. Бүгүн бу новәттә 1510 аилә бар екән. Президент: “Бу – әң чоң хәйрихаһлиқ иш. Мән елимиздә “Балилар өйи” дегән чүшәнчиниң болғанлиғини халимаймән. Биз балилирини “тирик житим” қилип, балилар өйигә тапшурушқа мәҗбур болуватқанларға ярдәмлишип, аниларниң шараитини яхшилисақ дурус болар еди”, дәп тәкитлиди.

231 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы