• Нәшрият төһписи
  • 28 Мамыр, 2018

Химиядин 1000 мәсилә

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»/ Көрнәклик алим А.И. Врублевскийниң тәләпкарларниң чоңқур билим елиш ихтидарини йетилдүрүш мәхситидә Интернет торида рус тилида йоруқ көргән тәкшүрүш тестлири топлими йеқинда уйғур тилида нәшир қилинди. Қазақстан Җумһурийити Маарипиниң әлачиси, химия пәниниң муәллими Рәһимҗан Қәмбәров тәрҗимә қилған мәзкүр китап химиядин емтиһан тапшуруш мәхситидә тәйярлиқ көрүватқанлар үчүн бәк һаҗәт. Атап кетиш керәкки, бу химиявий элементларға беғишланған надир топлам. Топламға 1000дин ошуқ һесаплаш мәсилилири билән 400гә йеқин химиявий өзгиришләрниң тизимлири киргән. Шундақла 150 һәрхил конкурслиқ тапшурмиларниң йешилиш үлгилири қараштурулуп, нәзәрийәвий билимини тәкшүрүш мәхситидә өзини өзи синавелиш үчүн 20 тест соали бар. Китапниң һәрбир бабида һаҗәт болған нәзәрийәвий материаллар җәдвәл сүпитидә кәлтүрүлгән. Һесаплаш мәсилилири мурәккәплигигә қарап, А вә Ә вариантларға бөлүнгән, уларни йешиш үчүн мәктәп дәрисликлиридин ташқири материалларни билиш тәләп қилинмайду.

186 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы