• Дидар ғенимәт
  • 31 Тамыз, 2012

Уйғур бөлүминиң учумкарлири баш қошти

Йеқинда Қ. Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театрида һазирқи Абай намидики Қазақ Миллий педагогика университети филология факультетиниң уйғур бөлүмини 1985 —2012-жиллар арилиғида тамамлиған учумкарларниң учришиши болуп өтти. Уйғур бөлүми учумкарлириниң тәшкилий һәйъитиниң уюштуруши, «Бирлик» җәмийәтлик фонди вә Алмута шәһири М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң қоллап-қувәтлиши билән өткән бу баш қошушқа уларға билим бәргән устазлар, һәр хил жилларда мәзкүр бөлүмдин учум болған вә һазир Алмута шәһиридә һәм Алмута вилайитиниң Панфилов, Уйғур, Әмгәкчиқазақ, Талғир, Хәшкиләң наһийәлиридә истиқамәт қиливатқан савақдашлар қатнашти. Тәнтәнини Уйғур театриниң артисти Гүлбаһар Насирова киришмә сөз билән ачқандин кейин дөләт Гимни орунланди. Андин кейин савақдашлар билим һәм тәрбийә бәргән устазлири — Ғоҗәхмәт Сәдвақасов, Давут Исиев, Алийәм Намәтова, Савут Моллаудов, Туғлуқҗан Талиповни, шундақла Иминҗан Мусаев, Марат Маликов, Гүлнарә Идрисова, Гүлмира Баратова, Гүлвәрәм Абдуқаһарова, Аминәм Әһәтова, Хелчибүви Даурова, Гүлбәһрәм Һаширова кәби курсдашлирини бир минут сүкүт сақлап, хатирилиди. Учришишта доклад билән сөзгә чиққан Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти Уйғуршунаслиқ мәркизиниң йетәкчи илмий хадими, филология пәнлириниң намзити Рәхмәтҗан Йүсүпов 1980-жили илгәрки Абай намидики Қазақ педагогика институтиниң филология факультетида уйғур бөлүминиң ечилиши Қазақстан уйғурлири һаятидики чоң вақиәләрниң бири болғанлиғини алаһидә тәкитлиди. Мәзкүр бөлүмни ечишта һәм униң иш-паалийитини уюштурушта болупму хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнди, академик Ғоҗәхмәт Сәдвақасов, шундақла Октябрь Җамалдинов, Махмут Абдурахманов, Турсун Әлаев, Руслан Арзиев, Оғләм Һошурбақиева, Патигүл Мәхсәтова, Арслан Мәмәтов охшаш устазлар асаслиқ роль ойниди. Вақитниң өтүши билән, уйғур мәктәплири башқиму пәнләр мутәхәссислиригә муһтаҗ болғанлиқтин, бу бөлүм өз ишини уйғур тили вә әдәбияти һәм рус тили вә әдәбияти мутәхәссисликлиридин ташқири, уйғур тили вә әдәбияти һәм башланғуч билим бериш педагогикиси вә методикиси, уйғур тили вә әдәбияти һәм тарих, уйғур тили вә әдәбияти һәм инглиз тили муәллимлирини тәйярлаш йөнилишидиму елип барди. Униң паалийитини техиму яхшилаш мәхситидә институт рәһбәрлигиниң қоллап-қувәтлиши билән 1983-жили ечилған уйғур тили вә әдәбияти кафедрисиниң паалийитиму алаһидә әһмийәткә егә болди. Уйғур бөлүми студентлири оқуштики тиришчанлиғи билән бир қатарда, миллий сәнъитимизгә болған муһәббитиниму кәң түрдә намайиш қилди. 1980-жили мәзкүр институтниң бәдиий-графика факультети студентлириниң тәшәббуси билән мәйданға кәлгән һәм асасий җәһәттин уйғур бөлүми студентлиридин тәркип тапқан «Гүлдәстә» ансамбли узун жиллар мабайнида паалийәт елип берип, һәр хил сәнъәт көрүклириниң лауреати аталди. Мәзкүр ансамбль коллективини тәшкилләшкә һәм униң бәдиий җәһәттин мукәммәллишишигә болупму бәдиий-графика факультетиниң студенти, һели мәрһум Нурлан Һәмраев, Уйғур театриниң һазирқи музыка рәһбири Азат Бурһанов вә сәнъәтшунаслиқ пәнлириниң намзити Гүлнарә Сайитова чоң үлүш қошти. Уйғур бөлүми учумкарлири бүгүнки күндә асасән миллий маарипимизниң риваҗлинишиға көп күч чиқармақта. Алмута шәһири вә Алмута             вилайитидики мәктәпләрдә паалийәт елип бериватқан устазлар шагиртлирини миллий роһта тәрбийиләп, уларниң һәртәрәплимә билим елишиға имканийәт яратмақта. Шуни мәмнунийәт билән тәкитләшкә әрзийдуки, уйғур бөлүми учумкарлири бүгүнки күндә алий оқуш орунлирида, муәллимләрниң билимини ашуруш идарилиридә, илмий-тәтқиқат институтлирида, нәшрият, мәдәнийәт, әдәбият, мәтбуат саһалиридиму паалийәт елип бериватиду. Қазақстан Җумһурийити мустәқиллик алғанда, мәктәпләр үчүн илгәрки идеологиядин хали йеңи әвлат дәрисликлирини нәшир қилиш мәсилиси көтирилгәндә, мәзкүр бөлүмниң учумкарлири өз устазлириниң рәһбәрлигидә оқуш программилирини, дәрисликләрни, хрестоматияләрни вә башқиму оқуш қураллирини чиқиришқа паал қатнашти десәк, ашуруп ейтқанлиқ әмәс. Уларниң арисидин бир пән докториниң, он бир пән намзитиниң, төрт Қазақстан Язғучилар иттипақи әзасиниң, төрт «Илһам» мукапити саһибиниң, шундақла көплигән жуқури дәриҗилик категорияләргә еришкән устазларниң йетилип чиқиши мәзкүр оқуш орниниң уйғурлар һаятида һәқиқәтәнму муһим роль ойниғанлиғиниң ярқин испати болалайду. Уйғур бөлүми учумкарлири буниңдин ташқири тиҗарәт, қурулуш вә башқиму саһаларда паалийәт елип берип, елимиз тәрәққиятиға бир кишилик төһписини қошмақта һәм шуниң билән бир қатарда, хәйрихаһлиқ ишлиридиму көзгә көрүнмәктә. Учришишта сөзгә чиққан филология пәнлириниң намзити             Октябрь Җамалдинов, филология пәнлириниң доктори, профессор             Махмут Абдурахманов, педагогика пәнлириниң намзатлири, профессор             Турсун Әлаев вә доцент Оғләм Һошурбақиева, Уйғур театриниң музыка рәһбири Азат Бурһанов мәзкүр баш қошушни уюштурған сабиқ шагиртлириға миннәтдарлиғини изһар қилди вә уларниң паалийитигә утуқ тилиди. Андин кейин минбәргә көтирилгән һәр хил жилларда уйғур бөлүмидин учум болғанлар — Қизлар педагогика университети Гендерлиқ вә иҗтимаий тәтқиқатлар институтиниң йетәкчи илмий хадими, педагогика пәнлириниң доктори Мунавәр Юнусова, Алмута шәһәрлик муәллимләрниң билимини мукәммәлләштүрүш институти мудириниң орунбасари, педагогика пәнлириниң намзити, доцент Алийәм Арзиева, «Өрлеу» акционерлиқ җәмийити кәспий билимни мукәммәлләштүрүш миллий мәркизиниң чоң методисти Гүлнарә Насирова, «Атамура» нәшрияти уйғур редакциясиниң башлиғи Малик Мәһәмдинов, Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси Тельман Нурахунов, Яркәнт гуманитарлиқ-техникилиқ колледжиниң оқутқучиси, филология пәнлириниң намзити Һакимҗан Һәмраев, Қазақ Миллий педагогика университетиниң доценти, филология пәнлириниң намзити Руслан Арзиев, «Бирлик» җәмийәтлик фондиниң президенти Адилҗан Зәйнавдинов өз сөзлиридә бүгүнки күндә қол йәткүзгән утуқ-муваппәқийәтлиридә устазлириниң әмгәк-әҗриниң бар екәнлигини вә уни һечқачан унтумайдиғанлиғини чоңқур миннәтдарлиқ билән тилға елип, уларға сағлам саламәтлик, узақ өмүр тилиди. Тәнтәнә ахирида пешқәдәм устазларға сабиқ студентлар һөрмәт билдүрүп, чапан кийгүзди. Учришиш мабайнида униңға қатнашқучилар Уйғур театриниң «Рухсарә» уссул ансамблиниң, Дилбәр Бурһанова вә Алимҗан Абдуллаев кәби нахшичиларниң, М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң «Дилраба» уссул ансамблиниң вә мәзкүр билим дәргаһиниң 11-синип оқуғучиси Камал Кәримҗанниң, шундақла уйғур бөлүми студентлири тәрипидин қурулған «Гүлдәстә» ансамблиниң сабиқ әзалири тәйярлиған концерт программисини тамашә қилди. Сабиқ савақдашлар у күни бир-бирини тәбрикләп, көңүл көтирипла қоймай, шундақла бүгүнки таңда миллий маарипимиз алдида туруватқан проблемилар һәққидиму гәп қилип, уларни һәл қилиш йоллирини оттуриға қойди. Уларни шундақла өзлири тәһсил көргән бөлүмниң бүгүнки әһвалиму қизиқтурди. Бу мәсилә тоғрилиқ һазир шу бөлүмдә паалийәт елип бериватқан Руслан Арзиев чүшәнчә бәрди. —   Мәлумки, Абай намидики ҚазМПУда уйғур бөлүми дәсләп 1955-жили ечилип, уйғур мәктәплиридики уйғур тили вә әдәбияти мутәхәссислиригә болған еһтияҗни қанаәтләндүрүп болғандин кейин йепилип, 1980-жили йәнә шу еһтияҗ түпәйли қайтидин ечилған еди. 1983-жили болса, уйғур тили вә әдәбияти кафедриси тәшкил қилинди. 2000-жилларниң бешида Қазақстандики барлиқ алий оқуш орунлирида оптималлаштуруш, йәни кичик кафедриларни, факультетларни, һәтта алий оқуш орунлирини қошуветиш һәрикәтлири кәң қанат яйған җәриянда, көплигән кафедрилар охшаш, мәзкүр кафедриму йепилип қалди. Йеңи тәләп бойичә, әң кичик кафедрида, кам дегәндә, 15 штатлиқ бирлик болуши керәк екән. Әнди мәзкүр кафедрида болса, барлиғи алтә оқутқучи паалийәт елип барған.             Әнди уйғур бөлүмигә кәлсәк, униңға дәсләп 25 грант бөлүнгән болса, кейинки вақитларда униң сани йәнә шу еһтияҗға бола, бәшкә чүшүп қалди. 2009 — 2010, 2010 — 2011-оқуш жиллири лицензия мәсилисигә бағлиқ, уйғур бөлүмигә студентлар қобул қилинмиди. Кейин Қазақстан Парламенти Мәҗлисиниң депутати Мурат Әхмәдиев билән җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң сабиқ рәиси Әхмәтҗан Шардиновниң беваситә күч чиқириши түпәйли, уйғур бөлүми тәләпкарларға қайта өз ишигини ечиш пурситигә егә болди. Бийил миллий статусқа егә университетларға чүшүш үчүн тестта 70 вә униңдин жуқури балл алғанларла қобул қилиниду, дегән қаидигә бағлиқ, уйғур бөлүмигә 73 балл билән Айым Тергенбаева исимлиқ бирла тәләпкар қобул қилинди. Төрт грант егиләнмиди.             Хулләс, у күнни дәм ғенимәт, дидар ғенимәт өткүзгән уйғур бөлүминиң һәр хил жиллардики учумкарлири бир-бирини қиялмай, йәнә үч жилдин кейин, йәни бөлүмниң 35 жиллиғини нишанлиғичә, аманлиқ тиләп хошлашти. Шөһрәт МӘСИМОВ. СҮРӘТТӘ: уйғур бөлүминиң учумкарлири устазлири — Оғләм Һошурбақиеваға (солдин оңға),  Азат Бурһановқа, Турсун Әлаевқа, Октябрь Җамалдиновқа, Махмут Абдурахмановқа һөрмәт билдүрүп, чапан кийгүзди. Әхтәм ЗИПӘРОВ чүшәргән сүрәт.

458 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы