• Йеңилиқлар
  • 28 Мамыр, 2018

Биотехнологияләрни пайдилиниш даириси кәңәймәктә

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»/ Йеза егилиги – Қазақстанниң ихтисадини көтириштики әң муһим саһаларниң бири болуп һесаплиниду. Шуңлашқиму һазир елимиздә йеза егилиги мәһсулатини йетиштүрүш вә уни экспортқа тәйярлаш йөнилишигә алаһидә көңүл бөлүнмәктә. Саһани йетилдүрүшкә молҗаланған «Агробизнес-2020» программисиға қошумчә Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Н.Назарбаевниң тапшурмиси билән “2017 – 2021-жилларға бәлгүләнгән Қазақстан Җумһурийитиниң агроишләпчиқириш комплексини тәрәққий әткүзүшниң қошумчә программиси” қобул қилинди. Униң мәхсити – ҚҖ агроишләпчиқириш комплексиниң риқабәтчилигини тәминләш. Мәхсәткә йетиш үчүн саһаға бағлиқ илимниң вә саһа кадрлириниң сүпитини көтириш, чәтәллик илғар технологияларни пайдилиниш көздә тутулған. Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Йеңишәр йеза округиға җайлашқан «Адал» агроишләпчиқириш кооперативи» акционерлик җәмийити – яритилған мүмкинчиликләрни дәсләпкиләрдин болуп пайдилинишқа башлиған егиликләрниң бири. У чарвичилиқ билән шуғуллиниду. Тәкитләш лазимки, «Адал» АИК» АҖ малниң озуқ-түлүгиниму өзи тәйярлайду. Җәмийәттә барлиғи болуп 500 адәм әмгәк қилиду. Һазир ушбу компания Қазақстанниң сүт вә сүт мәһсулатини ишләп чиқиридиған әң чоң карханиларниң биригә айланди. Бу йәрдә 56 түрлүк мәһсулат тәйярлиниду. Йеқинда Қазақстан Җумһурийити Премьер-Министриниң орунбасари — йеза егилиги министри Өмирзақ Шөкеев һәм Алмута вилайитиниң һакими Амандық Баталов Әмгәкчиқазақ наһийәсидә болуп, «Адал» агроишләпчиқириш комплексиниң вә «Амал био» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң паалийити билән тонушти. Уларға наһийә һакими Бинәли Ысқақ һәмра болди. – Һазир сүт мәһсулатлириниң ясалма түрлири көпийип кәтти. Шуңлашқиму «Адалға» охшаш таза мәһсулат чиқиридиған карханилар қоллап-қувәтләшкә егә болмақта, – деди «Адал» компаниясиниң баш мудири Серик Смаилов. Амандық Ғаббасулы Алмута вилайити бойичә кейинки жиллири 150тин ошуқ сүт өткүзүш орунлириниң ечилғанлиғини тилға алди. Уларда күнигә 500 тонна сүт қобул қилиниду. Бирақ вилайәт бойичә дукан вә базарларда ясалма товарларни болдурмаслиқ үчүн бу миқдар тамамән аз. Йәни бу йешилишини күтүватқан муһим мәсилиләрниң бири. «Адалниң» сүпәтлик мәһсулатлири һазир җумһурийәт миқиясида тонулди. Компанияниң хадимлири дуниявий риқабәткә қабил технологияләрниң қир-сирини үгиниватиду. «Адал» компанияси 19 жил малниң санини 2205кә йәткүзди. 2013-жили Космос йезисида мал тутидиған чоң комплекс селинди. Чәтәллик технологияләр асасида ечилған комплекста малға йәм бериш, униң астини тазилаш вә сийирларни сеғиш автомат вә компьютерниң ярдими билән әмәлгә ашурулиду. «Казагрофинанс» акционерлик җәмийити тәрипидин қоллап-қувәтләшкә егә болған ушбу лайиһиниң баһаси – 1 миллиард тәңгә. Италияниң илғар технологиялири билән тәминләнгән мегафермида һазир 1800 сийир бар. Улар жилиға 7 000 тонна сүт бериду. Учришиш давамида Өмирзақ Шөкеев ишчилар үчүн яритилған шараитларниму өз көзи билән көрди. Андин Премьер-Министрниң орунбасари башлиған топ Дөләт рәһбириниң «Туған жер» программиси бойичә Қарийота округиға қарашлиқ Ашибулақ йезисида «Amal Bіo» ҖЧЙ тәрипидин бәрпа болған интенсивлиқ бағларни арилап чиқти. Йолдашлиқниң башлиғи Асқар Сабировниң ейтишичә, бағниң мәйдани 80 гектар. Һазир униң көләмини 300 гектарға йәткүзүш планланмақта. 6000 тонна алмиға молҗаланған қоймисиму бар. Ишчиларниң бесим көпчилигини чәт әлләрдә билим елип, йәл-йемишни озуқландуруш технологиялириниң қир-сирини үгәнгән яшлар тәшкил қилиду. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

425 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы