• Спорт
  • 28 Мамыр, 2018

Ғәйрәтликләр үчинчи мәртә чемпион аталди

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»/ Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Мәсим Яқуповниң хатирисигә беғишланған ХІІ җумһурийәтлик футбол турнири бийил «Кентавр» қабилийәтлик спортчиларға ярдәм қилиш» җәмийәтлик фондиниң уюштуруши һәм Әмгәкчиқазақ наһийәси һакиминиң қоллап-қувәтлиши билән 6-7-май күнлири Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қаратуруқ йеза округида өтти. урнирға Алмута шәһириниң ЦСКА, Уйғур наһийәси Чонҗа йезисиниң, Панфилов наһийәси Яркәнт шәһириниң, Әмгәкчиқазақ наһийәси Челәк, Ғәйрәт, Қаратуруқ, Достлуқ вә Тәшкәнсаз йезилириниң командилири қатнашти. Турнирни тәшкилий топ рәһбири Тәлъәт Һәмраев ечип, Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Мәсим Яқуповниң тәрҗимиһали вә униң унтулмас қәһриманлиғи һәққидә тохталди. Андин «Кентавр» қабилийәтлик спортчиларға ярдәм қилиш» җәмийәтлик фондиниң президенти, СССР спорт маһири, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән мәшиқләндүргүчиси, Азия Гимнастика федерацияси президиуминиң әзаси Махмут Искәндәров, Қаратуруқ йеза округиниң һакими Ермек Самсыбеков, наһийәлик спорт бөлүминиң башлиғи Ерболат Сарабеков вә башқилар чарә-тәдбир меһманлирини Вәтән һимайичиси күни вә Улуқ Ғалибийәт күни мәйрәмлири билән тәбрикләп, яш футболчиларға утуқ тилиди. Икки күнлүк оюнниң нәтиҗиси бойичә Ғәйрәт йезисиниң командиси І орунни егилиди. Атап кетиш керәкки, ушбу турнирда ғәйрәтликләр үчинчи мәртә ғалибийәт қазанди. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

202 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы