- Әхбаратлар еқими
- 28 Мамыр, 2018
Билимлик милләт – билим беришниң вә аиләвий қәдрийәтләрниң сүпити
15-май күни Алмутидики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиядә «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» программиси даирисидә Хәлиқара аилә күнигә беғишлинип, ата-аниларни дөләт билим бериш сәяситиниң йөнилишлири, оттура билим бериш системисиниң утуқлири билән тонуштуруш мәхситидә ата-анилар жиғини болуп өтти.Жиғинда Қазақстан Җумһурийитиниң билим бериш системисидики йеңилиқлар вә мәктәпниң утуқлири; «Мәнивий йеңилиниш» программиси асасида мәктәптики тәлим-тәрбийә ишлириниң жүргүзүлүши; 2017 – 2018-оқуш жилиниң йәкүни 11-синип оқуғучилириниң аттестацияси; Ғәмхорлуқ кеңишиниң иш-паалийити; аилә билән мәктәп арисидики мунасивәтни күчәйтиш мавзулирида докладлар оқулди.
Жиғинда ата-ана билән мәктәп арисидики мунасивәтләрни күчәйтиш мәхситидә жүргүзүлидиған ишларниң йеңичә йөнилишлириму тәһлил қилинди. Демәк, ата-анилар билән муәллимләрниң биринчи вәзиписи бала бойидики әң алий инсаний хисләтләрни қелиплаштуруштин ибарәт. Дөләт рәһбири Н.Ә. Назарбаев бүгүнки заман тәливигә лайиқ, һәртәрәплимә йетилгән, бойида миллий аң-сезими қелиплашқан инсанпәрвәр, парасәтлик әвлатни тәрбийиләш мәктәпниң, барчә җәмийәтниң вәзиписи екәнлиги һәққидә ейтқан еди.
Шуңлашқа бала тәрбийисидики ишларни бирлишип әмәлгә ашурушимиз керәк. Бала тәрбийиси интайин назук иш, уни пәқәт ата-анилар вә мәктәп өзара зич һәмкарлиқта бир мәхсәттә иш елип барғандила, нәтиҗә беридиғанлиғи талашсиз.
Ранигүл ИЛИЕВА,
А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназия уйғур тили вә әдәбияти пәниниң муәллими.
Алмута шәһири.
478 рет
көрсетілді0
пікір