• Асасий мақалилар
  • 28 Мамыр, 2018

Мәтбуатимизниң дәсләпки қалиғичи («Садаий таранчиниң» нәшир қилинғининиң 100 жиллиғиға даир)

Уйғур хәлқиниң манҗур-хитай һакимийитигә қарши 1864-жили Или диярида көтирилгән миллий-азатлиқ күриши рәһимсизлик билән бастурулғандин кейин, 1881 – 1883-жиллири 140 миңдин ошуқ Или уйғурлири ана жутини тәрк етип, һазирқи Қазақстан вә Мәркизий Азия дөләтлириниң территориясигә көчүп чиқишқа мәҗбур болди. Йәттисуға көчүп кәлгән уйғурлар Қарису, Қорам, Маливай, Ақкәнт, Ақсу, Чарин, Кәтмән болуслуқлириға бөлүнүп, Верный вә Яркәнт уездлириға орунлашти. Уларниң бир қисми Бишкек, Қариқол, Ташкәнт шәһәрлиригә вә Мәрвә уезиға берип олтирақлишип қалди. Лекин улар мунбәтлик яхши йәрләргә егә болалмиди. Шуниңға қаримастин әмгәкчан уйғурлар өзлири дуч кәлгән еғирчилиқларни йеңип, егиликлирини асаслиқ йолға қоюш, мәнивий һаятини йүксәлдүрүш йолида чиң туруп ишлиди, җайлашқан йәрлирини ават йезиларға айландурди. Өзлириниң тиришчанлиғи, әмгәкчанлиғи вә йеза егилигини риваҗландуруш саһасидики әнъәнивий тәҗрибилири түпәйли пәйдин-пәй һаллиқ, паравән турмушқа қол йәткүзүшкә башлиди. Уйғурларниң ихтисадий җәһәттин қәд көтириши, уларниң мәнивий җәһәттин өсүшини тәминлиди. Мәдәний-маарип ишлирини йолға қоюш, җамаәтчилик паалийәтлирини җанландуруш кечиктүрүп болмайдиған мәсилиләр қатарида күн тәртивигә қоюлди. 1917-жили Йәттисуда түркий хәлиқләрниң миллий тәшкилатлири вуҗутқа кәлди. Алмутида март ейида умуммусулман «Қурултай» комитети, май, июнь айлирида қазақларниң миллий “Алаш” комитети, уйғурларниң «Таранчилар комитети», өзбәкләрниң «Шораи исламия» тәшкилатлири қурулди. Уйғурларниң миллий тәшкилатини дәсләп Абдусаттаров дегән киши башқурди. Кейин униңға җәдитчилик еқиминиң вәкили Мәрүп Мәсуди рәһбәрлик қилди. Бу комитет һүнәрвәнләргә, яшларға, ушшақ әмәлдарларға, касипларға тайинатти. Яз айлириниң оттурилирида уйғурларниң миллий тәшкилатиниң тәркивигә туңган Шилаза Маевниң киришигә бағлиқ «Таранчи-туңган комитетиниң» вилайәтлик қурултийида Һүсәйинбәг Юнусов униң рәиси болуп сайланди. Уйғурларниң мәзкүр ташкилати умуммусулман «Қурултай» комитети (рәһбири Зәйнидин һаҗи Тазетдинов), қазақларниң «Алаш» комитети (рәһбири Ибраһим Жайнақов) билән йеқин мунасивәттә болди. 1918-жили февральниң оттурилирида Алмутида «Таранчи-туңган комитетиниң» вилайәтлик қурултийи өткүзүлди. Қурултайға Яркәнттин Асим Дамолла, Абубәкри Йүсүпов башлиқ вәкилләр кәлди. Веливай Йолдашев униңға рәислик қилди. Қурултайда Һүсәйинбәг Юнусов вә униң тәрәпдарлири уйғурларниң тәғдирини һәл қилиш үчүн өзлириниң мустәқил күч екәнлигини вә улар билән һесаплишишниң керәклигини, Или қозғилиңи (1864-ж.) дәвридә уйғурлар қандақ қәһриманлиқ көрсәткән болса, у қәһриманлиқни һазирқи күрәштиму намайиш қилиш керәк, дәп билдүрди. Қурултайда уйғурларниң һәммә җамаәтчилик ишлирини башқуридиған «Миллий шора» («Миллий кеңәш») тәшкил қилинди. “Миллий сармайә” дәп атилидиған миллий фонд барлиққа кәлди. Бу фонд мәблиғи мәктәпләргә, мәтбуат вә нәшрият ишлириға сәрип қилинидиған болди. Мана шу асаста гезит чиқириш үчүн зәмин һазирланди һәм гезитниң намини «Садаий таранчи» дәп аташ қарар қилинди. Гезитниң муһәррирлик вәзиписи Зариф Бәширийгә (1888 –1962) жүкләнди (у Алмутида 1917 – 1918-жиллири татар тилида чиққан «Садақ» журналиниң муһәррири еди, өз вақтида «Садир хаңруқ» намлиқ пьеса язған һәм 1925-жили Москвада нәшир қилинған «Уйғур әл әдәбияти» намлиқ әмгәк муәллиплириниң бири). Шундақ қилип, уйғур тилидики тунҗа гезит – «Миллий кеңәшниң” нәшир әпкари дунияға кәлди. Гезитни нәшир қилишта вә униң йөнилишини бәлгүләштә шу мәзгилдә уйғурларниң идеологи сүпитидә мәйданға чиққан Һүсәйинбәг Юнусов асасий роль ойниди. Буни Һүсәйинбәгниң гезитниң дәсләпки санида бесилған “Милләт оғлиниң милләт оғлиға хети” намлиқ мақалиси һәм қурултайда сөзлигән нутуқлири очуқ көрситип туриду. Гезитниң икки сани Йәттисуда Кеңәш һакимийити техи орнитилмиған шараитта чиқти. Бирқанчә сани (мәлуматларға қариғанда, 6 сан) 1918-жили 2-мартта һакимийәт большевикларниң қолиға өткәндин кейинки мәзгилдә нәшир қилинди. «Садаий таранчи» гезитиниң асасчиси Һүсәйинбәг Юнусов (1890 – 1935) кеңәш һакимийитиниң орнитилишиға қарши болғанлиқтин, 1918-жили 4-март күни Алмута шәһиридин кетип қалиду. У Яркәнт арқилиқ чегаридин өтүп, дәсләп Или вилайитиниң Күрә шәһиригә орунлишиду. 1919-жили шу шәһәрдә «Һур сөз» намлиқ гезитни нәшир қилиду, гезит униң өзи билән биллә елип кәлгән мәтбәәсидә бесилиду. У 1920-жили мәтбәәсини Ғулҗа шәһиригә көчирип әкелиду. Нәзәрғоҗа Абдусемәтовниң («Уйғур балиси») «Омақ билән Амрақ» намлиқ әсәри 1921-жили Ғулҗида шу мәтбәәдә бесилған еди. Һүсәйинбәг Юнусов 1935-жили апрельда Үрүмчи шәһиридә ечилған вәкилләр қурултийиға қатнишип, қайтип келиватқанда, йолда машина һалакитигә учрап, қаза болиду. У Ғулҗа шәһиридә яшиған вақитта Или вилайитиниң мәдәний-маарип, сәнайи-нәписә ишлириниң йүксилишигә чоң һәссә қошти. Униң мәтбәәсидә көптиражлиқ оқуш қураллириниң бесилип чиққанлиғи мәлум. Бизниң қолумизда «Садаий таранчи» гезитиниң нусхилири йоқ, уларни оқушқа муйәссәр болалмисақму, шу чағдики әһваллар бойичә йезилип сақланған мәлуматлардин гезит паалийитиниң айрим тәпсилатлирини билишкә болиду. Гезитта уйғур муәллиплириниң мақалилири, шеирлири бесилип турған. Мақалә, шеирлар асасән милләтпәрвәрлик роһида йезилған болуп, уларда уйғур җамаәтчилигини һимайә қилиш идеялири, уйғур хәлқи әсирләр давамида әһмийәтлик дәп һесаплап вә һөрмәтләп кәлгән урпи-адәтләрни сақлап қелиш, Йәттисудики йәрлик хәлиқләр билән достанә мунасивәттә, бирликтә һәрикәтлиниш мәсилилири алға қоюлған вә уйғур йезилиридики әһваллар баян қилинған. Шундақла 1917 – 1918-жилларда қелиплашқан мурәккәп вәзийәткә уйғурларниң көзқариши вә униңға мунасивәтлик тутқан мәвқәси ипадиләнгән. Амма, әпсуслинидиған йери шуки, Октябрь өзгиришиниң алди вә униңдин кейинки мәзгилләрдә орун алған вақиәләр бизгә пәқәт кеңәш йөнилишидики мәтбуат арқилиқла мәлум. Шу җәрияндики һәқ вә наһәқ ишлар һәққидә мәлуматлар тәкшүрүлмиди, улар көпинчә “ақ дағ” сүпитидә қеливатиду. Мана шундақ “ақ дағларни” йоқитидиған васитиләрниң бири – «Садаий таранчи» гезити тепилмай қеливатиду. Нәччә әсирләр илгири дунияға кәлгән язма ядикарлиқлиримиз сақлинип келиватқанда, түнүгүнла нәқ мошу йәрләрдә йоруқ көргән гезит нәгә кәтти? Немишкә өз хәлқиниң нәзәридин чәткә қалдурулди? Бу һәммимизни ойландуридиған мәсилә, әлвәттә. 1960-жиллири мән уйғур мәтбуати бойичә материалларни жиғип жүргән чеғимда, көрнәклик шаир Қадир Һасановтин «Садаий таранчи» гезити һәққидә вә уни қәйәрдин издәп тепишқа болидиғанлиғи тоғрилиқ бирқанчә қетим сорап көрдүм. Мән шаир билән тонуш едим вә униң илтимасиға бенаән, уйғурларниң қедимий заман мәдәнийити һәққидики мәлуматларни хәнзу тилида чиққан материаллардин тәрҗимә қилип берәттим. У мениң илтимасимға сәлбий җавап бәрмиди. «Мениңдә “Садаий таранчиниң» 6 сани бар, уларниң гезит вә журналларниң арисида ятқиниға хелә вақит болди, ахтуруп көрүш керәк, қолайлиқ бир вақит болғанда, мүмкин, көрүп қаларсиз” дәп мени хатирҗәм қилған болсиму, гезит тоғрилиқ һечнәрсә ейтмиди. Униң қан бесими билән ағрип жүргәнлигидин хәвирим бар еди, шуңлашқа беарам қилип, кәйнигә киривелишни орунсиз дәп билдим. Көп өтмәй Қадир Һасанов вапат болди. Шуниңдин кейин гезит һәққидә униң оғли Диасқа мураҗиәт қилғинимда, «Дадамдин қалған гезит вә журналларниң һәммиси сақлақлиқ, вақит тепип қараш керәк», дәп чүшәндүрди. Диас өйидин мени қуруқ қол чиқармиди – А.Х. Халиқовниң «Татар хәлқиниң келип чиқиши» намлиқ китавини соға қилди. Мән рәхмитимни изһар қилдим, лекин униң җававиға көңлүм толмисиму, ишәнчәмни йоқатмидим. Вақитниң өтүши билән бу үмүтлиримму йоққа чиқти – Диасму у дуниялиқ болуп кәтти. Бәзи материаллардин «Садаий таранчи» гезитиниң нусхилири Яркәнттә чиқидиған «Колхозчилар авази» гезитиниң редакциясидә сақланған болуши керәк” дегән хәвәрни оқуп, хошал болған вақитлиримизму болди, лекин униңму нәтиҗисини көрәлмидуқ. Өз вақтида «Садаий таранчи» гезитидин толуқ хәвәрдар болған вә уни көргән, оқуған шәхсләрниң һечқайсиси униңда елан қилинған мақалилар, шеирлар вә уларниң муәллиплири тоғрилиқ мәлумат қалдурмиди. 1917-жили вә 1918-жилниң башлирида уйғур җамаәтчилигиниң бешида турғанлар Йәттисуда йүз бериватқан вәзийәткә җавапкәрлик билән қариди вә милләтпәрвәрлик роһиниң диний етиқат билән маслишиши асасида уюшқан уйғур җамаәтчилигини тикләш үчүн һәрикәт қилғучиларниң сәяситигә қошулмиди вә милләтниң мәнпийитигә аит мәсилиләрниң давасини көтирип чиқти. Ишчи-дехан даваси билән мәйданға чиққан өзгириш тәрәпдарлири болса, уйғур җамаәтчилигини өзлири тәрәпкә қаритивелиш мәхситидә «Миллий шораниң» йетәкчилирини «буржуа милләтчилири», «буржуазияниң малайлири», «әксилинқилапчилар», «панисламчилар» дегән қалпақлар астида әйипләп, уларға қарши җиддий күрәш елип барди. Большевикларниң һәрикитигә қарши дәп тонулған «Миллий шораниң» нәшир әпкари «Садаий таранчи» әмәлиятта зиянлиқ нәшир сүпитидә ахири мәнъий қилинди. Униң йоруққа чиққан санлири, бәзи шәхсләрниң қолида сақлинип қалған айрим санлирини қошмиғанда, йоқитилған болуши мүмкин. Демәк, униң кишиләр қолида сақлинишиға вә оқулушиға йол қоюлмиди. «Садаий таранчи» йоқ йәрдин барлиққа кәлгән гезит әмәс, униң дунияға келиши үчүн зәмин һазирланған еди. Ана жутидин җуда болуп, Йәттисуға көчүп чиққан уйғурлар мәтбәәтчилик һүнирини ІХ әсирниң өзидила егилигән әҗдатлириниң қедимий мәдәнийитигә варислиқ қилиш роһида яшиди вә бу әмәлини үнүмлүк һалда давамлаштурди. Йәттисуда уйғур мәтбуатиниң пәйда болушини бу варислиқ роһидин айрип қарашқа болмайду. «Садаий таранчи» гезити шу дәвирдики уйғурларниң авази болуш сүпити билән өз хәлқиниң ихтисадий, иҗтимаий-сәясий вә мәдәний һаятини мәлум дәриҗидә болсиму, әкис әттүргән әхбарат васитиси. Шуниң үчүнму униң нусхилирини издәп тепиш вә уни кәң уйғур җамаәтчилигигә тонуштуруш бүгүнки күндә бизниң новәт күтүп турмайдиған вәзипилиримиздин бири дәп қарилиши керәк. Гезит нусхилириниң уйғур хәлқиниң мәдәний мираслири ғәзнисигә қайтурулуши чоң әһмийәтлик тәдбирләрдин болуп қалғуси. Бу йолда күч чиқириш һәммимизниң вәзиписи болуп һесаплиниду. Кеңәш дәвридә нәшир қилинған уйғур гезитлириниң һәммисигә ортақ бир умумийлиқ бар. «Кәмбәғәлләр авази», «Қутулуш», «Коммунизм туғи», «Йеңи һаят» гезитлири партия вә һөкүмәт сәяситини, чарә-тәдбирлирини тәшвиқ қилиш билән биллә, уйғур җамаәтчилигиниң өзигә хас мәсилилиригә – тарихиға, миллий мәдәнийитигә, тили билән әдәбиятиға, маарипиға, урпи-адәтлиригә вә тиләк-истәклиригә аит мәсилилирини иккиләнмәстин көтирип кәлгән болса, бу йөнилишни һазир «Уйғур авази» давамлаштуруватиду. Буниңдин мәтбуатимизниң бир-биригә варислиқ қилиш әнъәнисини очуқ көрүвелишқа болиду. Шуниң үчүнму биз бу сәнәни пәқәт «Садаий таранчиниң» дунияға кәлгәнлигигә 100 жил толуши билән биллә мәтбуатимизниң дунияға кәлгәнлигигә 100 жиллиғи сүпитидә нишанлашқа һәқлиқмиз. Мунир ЕРЗИН, тарих пәнлириниң намзити.

274 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы