• Әхбаратлар еқими
  • 28 Мамыр, 2018

диққәткә сазавәр хәвәрләр

Тамака йәнә қиммәтләйду Елимиздә тамака мәһсулатлири, җүмлидин сигаретилар билән папирослар жилдин-жилға қиммәтлимәктә – Energypram мутәхәссислири тәрипидин жүргүзүлгән тәтқиқат нәтиҗилири әйнә шундақ.Май ейиға қәдәр бир пачка тамака оттура һесап билән 373 тәңгә болған. Бу бир жил илгәрки баһадин 9,8 % қиммәт. Қазақстанниң әң чоң шәһәрлири вә мегаполислири арисида тамака әң қиммәт шәһәр Жезқазған (апрель ейиниң йәкүни бойичә, бир пачка тамака 393 тәңгә, +8,3%), иккинчи орунда Актав (390 тәңгә, +9,9%), үчинчи орунда Көкшетав (385 тәңгә, + 10%) шәһәрлири туридекән. Тамака баһаси, апрель ейиниң йәкүни бойичә, Таразда дәрһал 16,6% қиммәтләп, бир пачка тамака 380 тәңгини тәшкил қилған, атыравлиқлар болса, бир пачка тамакиға 383 тәңгә беридекән (+15%). Тамака баһасиниң йәниму өсүши күтүлмәктә. 2018-жилниң 1-январидин тартип, елимиздә бир пачка сигаретиниң вә папиросниң әң төвәнки баһаси 340 тәңгини тәшкил қилди. Әнди 1-июльдин башлап баһа 360 тәңгигә йәтсә, келәр жилниң 1-январида 380 тәңгини тәшкил қилиши керәк еди. Көрүп турумизки, бу “пәллигә” биз қәрәлидин хелила илгири йетивалдуқ Тәкитләш керәкки, тамака чекишкә қарши көрүлүватқан чарә-тәдбирләр нәтиҗисидә тамака мәһсулатлирини йетиштүрүш көләми жилдин-жилға азаймақта. Мәсилән, Қазақстанда өткән жилниң дәсләпки төрт ейида 4,2 миллиард данә сигарет, папирос, сигар ишләп чиқирилған болса, бийил бу рәқәм 4 миллиардни (-5,5%) тәшкил қилған. Шундақ болсиму, ишләп чиқирилған тамака баһаси 23,1 миллиард (+11,7%) тәңгигә йәткән. Дөләт органлириниң Астанаға соғиси Астананиң 20 жиллиғини нишанлаш үчүн 19 миллиард тәңгә бөлүнгәнлиги тоғрилиқ хәвәр иҗтимаий торларда һәрхил бәс-муназириләрни пәйда қилди. ҚҖ Әхбарат вә коммуникацияләр министри Дәурен Абаев бу тоғрилиқ чүшәнчә берип, мундақ дәп тәкитлиди: “Астананиң 20 жиллиғи – елимизни техиму кәң тонуштурушниң бир пәйти, униң үстигә бизниң мустәқиллигимиз Астана билән мәккәм мунасивәтлик. Шундақла пайтәхтниң 20 жиллиғини нишанлаш пәқәт әмәлдарлар үчүнла әмәс, бәлки пүткүл қазақстанлиқлар, астаналиқлар вә уларниң меһманлири үчүндур. Мошу йөнилиштә 80дин ошуқ мәдәний чарә-тәдбирләрни өткүзүш нийәт қилинмақта. Һазирқи баһа үчүн, базар баһаси үчүн, 19 миллиард тәңгә нурғун мәбләғ әмәс. Мәбләғниң һәммиси вилайәтләрниң, дөләт органлириниң Астанаға соғисидин ибарәт”. Министр изаһ бәрди 10-май күни Абай намидики дөләт академиялик опера вә балет театри бенаси әтрапида бир топ шәхсләр тәрипидин рухсәт қилинмиған митингни өткүзүшкә интилғанлар болди. Прокуратура җиғилғанларниң қанунға қарши һәрикәт қиливатқанлиғини чүшәндүрди. Шундиму уларниң бәзилири қелиплашқан вәзийәтни ениқлаш үчүн наһийәлик ички ишлар бөлүмигә кәлтүрүлди. Ички ишлар министри Қалмуханбет Қасымов бу вақиәгә мунасивәтлик журналистлар соалиға мундақ дәп җавап бәрди: “Улар (полиция – ред.) Баш прокуратуриниң көрсәтмилири асасида һәрикәт қилди. Полиция хадимлири уларниң қанунсиз һәрикәтлирини чүшәндүрди. Ким беқинмиса, уларға мәмурий җаза қоллинилди, материллар сотқа әвәтилди вә сот һөкүм чиқарди. Уни мәхсус сайтлардин билишкә болиду”. Әгәр раст екәнлигигә ишәнсәк... Сешәнбә күни Ишиктә шәһириниң бир турғуни полиция хадимини етип өлтүрүвәтти. (Ички ишлар департаменти мәтбуат-хизмитиниң хәвәр қилишичә, вақиә полиция хадими хизмитидин бош болған вақитта йүз бәргән. Гуман қилғучи шәхс ениқлинип, вақитлиқ қамаққа елинди). Адәм организмини, җүмлидин жүрәк-қан-томур системилирини мустәһкәмләш үчүн аз-аздин яңақ вә шоколад истимал қилип туруш лазим екән. (Бирақ, мундақ пикиргә кәлгән мутәхәссисләрниң ейтишичә, уларни адәттин ташқири көп истимал қилиш саламәтлик үчүн хелила зиян екән). Май ейиниң кириши билән Шәрқий Қазақстан вилайитиниң Катон-Карагай, Улан, Зырянов наһийәлиридә вә Риддер шәһиридә күн арилап қар йеғиватиду. (Бу тәвәләрниң турғунлири “бийил биз язни көрмәйдиған охшаймиз” дегән мәнадики билдүрүшләрни иҗтимаий торларда көпләп тарқатмақта). ҚҖ Премьер-министри Б.Сағынтаев һөкүмәт саатида бийилқи қишта йүз бәргән көмүр тапчиллиғи “савақ” болғанлиғини ейтти. (У алдимиздики қишқа тәйярлиқ көрүшни энергетика министри Қ.Бозумбаев билән миллий ихтисат министри Т.Сулейменовқа жүкләп, көмүр баһасиниң қиммәтлишигә йол қоймаслиқни Премьер-министрниң биринчи орунбасари А.Маминға тапшурди). 9-май күни Москвада өткән Ғалибийәт парадиға қатнишип, андин Кисловодск шәһиригә учушни нийәт қилған йәттә өзбәк ветерани адишип кетип, Сочиға учуп кәлгән. (Бу әһвалдин хәвәр тапқан Сочи шәһириниң һакимийити уларни күтүвелип, меһманханиға орунлаштурған, шәһәрни арилитип, меһман қилип, андин узитип қойған). Тәйярлиған Иврайим Баратов.

484 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы