• Бизниң җанкөйәрлиримиз
  • 28 Мамыр, 2018

Ветеранларға һөрмәт көрситилди

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Улуқ Ғалибийәт күни һарписида әнъәнә бойичә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенида паалийәт елип бериватқан бирқатар җәмийәтлик тәшкилатларниң әзалири, җүмлидин «Нураний анилар» кеңишиниң рәиси Гүлҗаһан Муратова, «Җанан» хәйрихаһлиқ фондиниң рәиси Мизангүл Авамисимова билән ҖУЭМ рәисниң орунбасари Шәмшиқәмәр Абдурахманова, Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Сәнәм Беширова вә Талғир наһийәлик Ханим-қизлар кеңиши рәисиниң орунбасари Каминур Сопиева Улуқ Вәтән уруши ветеранлири Һашимҗан Қасимов, Абдуреһим Садиқов, Җола Абдурахманов вә Мухпул Йүсүповни йоқлап, уларни мәйрәм билән тәбрикләп қайтти.Вәтән азатлиғи үчүн җенини пида қилған атилар үчүн бу мәйрәмниң алаһидә әһмийәткә егә екәнлиги яхши мәлум. Шуңлашқа бу күни өзлиригә хуш кәйпият һәдийә қилған шәхсләрни көргән ветеранлар, шу бир инсанийәт тарихида қара һәрипләр билән из қалдурған күнләрни ядиға елип, бүгүнки течлиқ заманда әрлиги билән җасарити унтулмайватқанлиғиға рази болған һалда ихтиярсиз көзлиригә яш алди. Тәбриклигүчиләр Ғалибийәткә өзлириниң үлүшини қошқан ветеранларға атиған соғилирини бәргәч, улар билән узақ муңдашти. Жирақ-йеқиндин сөз болған учришишта ветеранлар шиддәтлик җәңләр, тартқан җапа-мәшәқити, адәмләрниң бир парчә нанға зар болуп өткәнлигини һәққидә һекайә қилип, бүгүнки парлақ һәм течлиқ заманниң вәкиллириниң бәхтияр һаят кәчүрүшигә тиләкдашлиқ билдүрди. Ахирида ветеранлар мәйрәм һарписида өзлиригә һөрмәт билдүрүп кәлгән шәхсләргә миннәтдарлиғини билдүрүп, уларниң ишиға утуқ-муваппәқийәт тилиди. Биз Ғалибийәт мәйримини тәшналиқ билән күтимиз. Атиларниң җәңгивар йоли билән аниларниң арқа сәптә тартқан җапа-мәшәқәтлирини унтуш мүмкин әмәс. Һәр жили «Шарис» кафесида ветеранларниң бешини қошуп, уларға тәйярлап қойған азду-тола соғилиримизни тапшуруп, дәстихан әтрапида уларниң уруш һәққидики һекайилирини аңлаттуқ. Бийил бу мәйрәмни башқичә қарши елишқа тоғра кәлди. Чүнки уларниң сепи күн санап азаймақта. Бүгүнки күндә Алмута вә униң әтрапида бари-йоқи 8 уруш вә әмгәк ветеран қапту. Улар: Абдурәһим Садиқов, Жолака Абдрахманов, Мирзагүл Яқупов, Сраждин Саттаров, Асимҗан Қасимов, Мирғияс Яқупов, Һакимҗан Һезбақиев вә Сәлима Норузова. Йеқинда биз уларниң өйлиридә болуп, мәйрими билән тәбриклидуқ. Атилар билән анилар урушта вә арқа сәптә тартқан қийинчилиқларни әскә елип, көзлиримизгә әриксиз яш алғузди. Сөһбәтара улар бүгүнки һаятидин бәк миннәтдар екәнлигини ейтип, кәйпиятимизни көтәрди. Болупму елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң дана сәяситини қоллап-қувәтләйдиғанлиғини хошаллиқлар илкидә сөзләп бәрди. Клара ШАРДИНОВА, ҖУЭМ йенидики «Ишбиләрмән аяллар клубиниң» рәиси. СҮРӘТТӘ: ишбиләрмәнләр талғирлиқ Абдурәһим Садиқовниң һозурида. Рашидәм РӘҺМАНОВА,«Уйғур авази»/Жилдиқи әнъәнә бойичә Ғалибийәт мәйрими күни Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, ҖУЭМ рәисиниң орунбасари Сулайман Мәхсүтов, наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Нурбүви Насирова вә тиҗарәтчи Һакимҗан Җәлилов Тәшкәнсаз йезисида истиқамәт қиливатқан Улуқ Вәтән урушиниң ветерани Музәппәр Шәрипов билән униң рәпиқиси, арқа сәп ветерани Розихан анини Улуқ Ғалибийәтниң 73 жиллиғи билән тәбриклиди. Бүгүнки азат-әркин һәм паравән турмуш – Вәтән бешиға еғир күн чүшкәндә җенини, қенини айимиған атилиримизниң бизгә қилған әҗайип соғиси. Мана әшу еғир һаят синақлиридин сүрүнмәй өтүп, уруштин кейинки егиликләрни тикләш жиллири әл тәрәққияти үчүн тәр төккән ветеранларға сағлам саламәтлик, узақ өмүр тилигән җәмийәтлик тәшкилат вәкиллири уларға атиған мәйрәмлик соғилирини тапшурди. Новитидә, Музәппәр ата меһманларға миннәтдарлиқ билдүрүп, дуасини бәрди вә уларниң ишлириға утуқ тилиди. Әмгәкчиқазақ наһийәси. Бүгүнки күнләрдә бизгә течлиқ һаятни, Улуқ Ғалибийәтни һәдийә қилған қәһриман атилиримиз санақлиқла қалди. Әйнә шу атилиримизниң җасарити, тартқан җапалирини яш әвлат һечқачан унтумайду. Бийил мана Улуқ Ғалибийәткә 73 жил һарписида Алмутидики М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназиядә 9-апрель – 9-май күнлири арилиғида Ғалибийәт күнигә беғишланған айлиқ өтти. Мошу вақит ичидә 5 – 11-синиплар арисида «Ветеранлар бизниң пәхримиз» мавзусида тәрбийә саати өткүзүлүп, мәктәп муәллимлири һәм оқуғучилири уруш вә арқа сәп ветеранлириниң өйлиригә берип, улуқ мәйрәм билән тәбриклиди. Шундақла башланғуч синиплар арисида «Улуқ Ғалибийәт», «Шәриқниң қош юлтузи», «Пәхирлинимиз вә әстә сақлаймиз» мавзулирида синип саатлири, «9-май — Улуқ Ғалибийәт күни» мавзусида сүрәтләр конкурси өткүзүлди. Хошал қилғини, бу айлиқ даирисидә өткән барлиқ чарә-тәдбирләргә оқуғучилиримиз паал қатнишип, ветеранларға болған һөрмитини намайиш қилди. Маһинур БАҚИЕВА,  башланғуч синип муәллими. 9-май «Улуқ Ғалибийəт» мəйрими һарписида Қизил Шəриқ йезисиниң балилар бағчисида тəрбийилигүчи Хеличəм Азнибақиева рəһбəрлигидə «Əҗдатлар əрлиги – əвлат қəлбидə!» намлиқ əтигəнлик өткүзүлди. Балилар бу күни йешиниң кичиклигигə қаримай, уруш жиллирини əкис əттүридиған сəһнилик көрүнүшлəрни намайиш қилип, шеир вə нахшилири арқилиқ қəһриман атиларниң роһиға тазим қилди. Һəрбий уссулму ойниди. Əнди ахирида аммибап «Катюша» нахшисини ейтқанда, көпчиликниң көзлирини яш əгиди. Аталған мəйрəмлик вə тəрбийəвий дәрискә қатнашқан жут мөтивəрлири бағчида тəрбийилиниватқан балиларниң маһаритигə қайил болуп, Хеличәм Азнибақиеваға өзлириниң миннәтдарлиғини ейтти. Үмселимəм АЗНИБАҚИЕВА.Əмгəкчиқазақ наһийəси.

420 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы