• Йеңилиқлар
  • 28 Мамыр, 2018

Президент Ғәрбий Қазақстан вилайитидә болди

Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Ғәрбий Қазақстан вилайитидә иш бабидики сәпәрдә болуп, регионниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиниң нәтиҗилири билән тонушти. Президент Уральск шәһиридә дәсләп “Квант” ҖЧЙниң җиһаз фабрикисида болди. Бу йәрдә Қазақстан Президентиға карханиниң һазирқи малийә-егилик әһвали тоғрилиқ әхбарат берилип, ишләпчиқиришни кәңәйтиш, тәйяр мәһсулат түрлирини көпәйтиш планлири тоғрилиқ доклад қилди.Фабрикини зиярәт қилиш вақтида Нурсултан Назарбаевқа регионниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққияти, җүмлидин санаәт секториниң, кичик һәм оттура тиҗарәт саһасиниң һазирқи әһвали вә истиқбали тоғрилиқ доклад қилинди. Мошу йәрдә, кархана территориясидә Дөләт рәһбиригә индустриялик-инновациялик тәрәққият программиси даирисидә әмәлгә ашурулуватқан лайиһиләр тонуштурулди. Президент андин кейин “Җайық Агро LTD” ҖЧЙниң йеқинда ишқа қошулған қуш фабрикисини зиярәт қилди. Бу йәрдә Президентқа қуш фабрикисиниң ишләпчиқириш қувити вә тәйяр мәһсулатни сетиш, шундақла мәмликәттә һәм униң сиртида яхши мәлум “Мясодел”, “Кублей” нами билән озуқ-түлүк товарлирини чиқириватқан гөшни қайта ишләш карханисиниң иши тоғрилиқ әхбарат бәрди. Нурсултан Назарбаев вилайәт мәркизини зиярәт қилиш вақтида шундақла Ғәрбий Қазақстан машина ясаш компаниясидә болди. Бу йәрдә Дөләт рәһбиригә карханиниң технологиялик қувити намайиш қилинип, чиқирилған мудапиә мәһсулатиниң – оқ етиш қурали вә оқ-дориларниң үлгилири көрситилди. Дөләт рәһбири андин кейин “Агран” ҖЧЙниң қурулуш материаллирини ишләпчиқириш цехини зиярәт қилип, бу йәрдики иш әһвали билән тонушти. Президент шундақла шәһәрниң йеңи мәйданида болди. Мошу мәнзирилик җайда Дөләт рәһбиригә вилайәт мәркизини тәрәққий әткүзүш плани, җүмлидин йеңи “Ақҗайық” микрорайониниң лайиһиси тонуштурулди, кона өйләрни бузуш, йеңилирини селишниң кетип бериши, шундақла иҗтимаий саһа объектлирини селишқа инвестицияләрни җәлип қилиш тоғрилиқ доклад қилинди. Нурсултан Назарбаев мошу йәрдә, мәйданда, регион җамаәтчилиги билән учрашти. Дөләт рәһбири мәмликәттә әмәлгә ашурулуватқан иҗтимаий программиларниң җәмийәтниң муһим проблемилирини һәл қилишқа, җүмлидин яшларни қоллап-қувәтләшкә қаритилғанлиғини тәкитлиди. У шундақла регион турғунлириниң әтрап муһитқа диққәт бөлүши, һәқлиқ түрдә Қазақстандики экологиялик җәһәттин әң таза намиға егә шәһәргә дәл-дәрәқ тикиши, зенәтлиши керәклигини тилға алди. Мәмликәт Президенти вилайәтлик Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң вәкиллиригә мураҗиәт қилип, қазақстанлиқларниң әң чоң байлиғи бирлик екәнлигини тәкитлиди. Дөләт рәһбири шундақла мәмликәтниң изчил иҗтимаий тәрәққияти үчүн регионлуқ һәм хәлиқара һәмкарлиқни күчәйтишниң муһим екәнлигини тәкитләп, регионда йолға қоюлған чегара йенидики өзара һәрикәтниң утуқлирини қәйт қилди. Андин кейин Дөләт рәһбири вилайәт турғунлириға паравәнлик тиләп, Яшлар вә мәктәп оқуғучилири сарийиға атланди. Бу йәрдә униңға саламәтликни сақлаш вә маарип саһалиридики рәқәмләштүрүш лайиһилири тонуштурулди. Бу күни Ғәрбий Қазақстан вилайитиниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққияти мәсилилири бойичә кеңәшмә өткүзүлүп, униңда вилайәт һакими Алтай Көлгинов 2017-жилниң вә 2018-жилниң биринчи кварталиниң йәкүнлири тоғрилиқ һесават бәрди. Һаким шундақла Қазақстан Президенти дөләт вә саһалиқ программилар даирисидә бәргән тапшурмиларни орунлашниң кетип бериши тоғрилиқ доклад қилди. Дөләт рәһбири кеңәшмидә регионда тәйяр мәһсулат ишләпчиқиришниң вә дөләт иҗтимаий программилирини әмәлгә ашурушниң йолға қоюлғанлиғини тәкитлиди. Президент шундақла чәткә мәһсулат чиқириш көләмини көпәйтиш үчүн регионниң чегара йенидики иқтидарини актив пайдилиниш керәклигини тапшуруп, вилайәт ичкирисидә транспорт инфрақурулумини тәрәққий әттүрүшниң муһим екәнлигини атап көрсәтти. Нурсултан Назарбаев кеңәшмә ахирида регионниң һазирқи тәрәққият сүръитини сақлап қелишни вә иш бабидики сәпәр вақтида берилгән тапшурмиларниң әмәлгә ашурулуши үстидин назарәтни тәминләшни тапшурди.

385 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы