• Замандаш
  • 28 Мамыр, 2018

Уйғурниң пәхри — уйғур

Өзини тутуш вә кийиниш мәдәнийити бөләкчә үстүн, меңиш-туруши вә кишиләргә болған муамилиси башқилардин кәскин пәриқлинип туридиған бу ақ үзлүк, сумбатлиқ жигит һәр күни кочимиздин өткәндә, униңға һәрким әриксиз зоқлинип қарайду. Кочида учрашқан жутдашларға иллиқ салимини қилип, һал-әһвал сорайду.Мән һәр қетим уни көргәндә, атиси Камалдин билән аниси Хадича ханимлар бовақ туғулғанда, уни һәқиқий уйғур оғли болсун, дәп мубарәк исмини “Уйғур” дәп қойғанмекин дәп ойлаймән. Һә, униң мубарәк исми – Уйғур. Буниңдин 70 жил илгири Шәрқий Түркстанда туғулған. У әндила алтә яшқа кәлгәндә тәғдир тәқәзаси билән киндик қени тамған ана жутини тәрк етип, ата-аниси билән Қазақстанға көчүп чиқиду. Әшу көч-көч алтә яшлиқ Уйғурниң һели ядида. Улар дәсләп Или дәриясини бойлап паром арқилиқ йолға чиқти. Яш бала әтрапидикиләргә йәр астидин қарап қоятти. Немишкиду, уларниң һәммиси җим. Үзидә күлкә аламәтлири көрүнмәтти. «Биз нәгә кетип баримиз? Бу дәрия сүйи бизни қаяқларға еқитип бариду?» дәп ойлатти яш бала. Миңлиған әждатлиримизниң тәшналиғини қандуруп, ана йәргә – җан, деханлиримизға нан һәдийә қиливатқан бу муқәддәс дәрияниң уларниму яман йолда қоймайдиғанлиғини у чағларда яш бала нәдин билсун... Уйғурниң аилиси дәсләп Җамбул вилайитиниң Луговое йезисида бираз турдидә, андин тонуш-билишлиригә уқақ тартип, Алмутиға бирәтола көчүп келиду. Ата-ана алди билән балилириниң оқуп билим елишиға алаһидә көңүл бөлди. Оғли Уйғурни һеч иккиләнмәй шәһәрдики 84-рус оттура мәктивигә бәрди. Уйғурму ата-аниниң арзу-үмүтини ақлашқа тиришип, мәктәпни әла баһаға тамамлап, Алмутидики қурулуш техникумиға оқушқа чүшти. У бу йәрдиму яхши оқуп, өзини һәммә тәрәптин көрситишни билди. Техникумни тамамлиғандин кейин әмгәк паалийитини сабиқ СССРниң Гөш вә сүт мәһсулатлирини йетиштүрүш министрлигиниң Алмутидики 4-башқармисида дәсләп аддий наладчик, андин техник болуп башлиди. Уйғур Җәлилов 1968 –1970-жиллири һәрбий хизмитини өтәп қайтқандин кейин, билимини мукәммәлләштүрүш мәхситидә С.Киров намидики Қазақ дөләт университетиниң тарих факультетида тәһсил көрди. 1972-жилдин башлап оттуз жил давамида Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт министрлигиниң мәркизий аппаратида капитал қурулуш бөлүминиң чоң инженери, бөлүм башлиғи, башқарма башлиғи вә җумһурийәттики мәдәний ядикарлиқ – мирасгаһларни қоғдаш һәм әслигә кәлтүрүш баш башқармисиниң башлиғи лавазимлирида ишлиди. Андин һәрхил жилларда «Казреставрация» трестида башқарма башлиғи, тарихий-мәдәний мирасгаһлар департаменти мудириниң биринчи орунбасари, Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт министрлигиниң маддий вә мәнивий ядикарлиқлар илмий-тәтқиқат институти мудириниң биринчи орунбасари болуп ишлиди. 2008 – 2015-жиллири Ә.Қастеев намидики миллий дөләт мирасгаһи мудириниң орунбасари болди. Өткән жиллар ичидә Мәдәнийәт министрлигиниң җәмийәтлик ишлириғиму паал арилашти. У башланғуч комсомол вә кейинирәк башланғуч партия тәкшилатиниң кативи вә бюро әзаси хизмәтлирини атқурди. Уйғур Җәлилов шундақла Қазақстан Җумһурийитидики тарихий-мәдәний ядикарлиқлар билән мирасгаһларни сақлаш, уларни пайдилиниш вә тәрғип қилиш ишлириғиму чоң һәссә қошти. Униң беваситә тәшәббуси вә паал арилишиши билән тарихий-мәдәний ядикарлиқларни сақлаш, әслигә кәлтүрүш вә пайдилиниш бойичә дөләт дәриҗисидики башқарма қурулди. Өткән жиллар ичидә Уйғур Җәлилов өз саһаси бойичә һәммә тәрәптин йетилгән мутәхәссис сүпитидә тонулди. Униң арилишиши билән мәдәний мираслиримиз билән ядикарлиқларни сақлаш вә қоғдаш һәққидә көплигән дөләтлик программилар һәм лайиһиләр кәшип қилинди. Археологиялик тәкшүрүшләр жүргүзүлүп, төрт йүздин ошуқ тарихий, археологиялик вә бенакарлиқ ядикарлиқлири әслигә кәлтүрүлди. Уларниң бәзилири ЮНЕСКОниң дуниявий әһмийити бар ядикарлиқлар тизимиға киргүзүлди. Уйғур Җәлиловниң мошундақ көп жиллиқ әмгиги дөләт тәрипидин мунасип баһалинип кәлди. У «Мәдениет қайраткері» бәлгүсиниң саһиби аталди. Онлиған медальлар вә Пәхрий ярлиқлар билән тәғдирләнди. Уйғур Җәлилов көплигән көргәзмиләрни уюштуруш вә өткүзүштиму тәҗрибилик мутәхәссис сүпитидә көзгә чүшти. Униң беваситә уюштуруши билән Қазақстанда вә чәт әлләрдә тәсвирий вә әмәлий сәнъитимизгә аит бирнәччилигән көргәзмиләр уюштурулди. Болупму 1997-жили Америкиниң Вашингтон шәһиридә өткүзүлгән көргәзмә алаһидә әһмийәткә егә болди. У елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң мошу әлгә болған сәпири һарписида уюштурулуп, униңға икки дөләт рәһбәрлири қатнишип, жуқури баһасини бәргән еди. 1993 – 1994-жиллири Түркияниң Әнқәрә, Стамбул, Қәйсәри 2001-жили Австрияниң Вена, Зальцбург, Инсбурк, Граца шәһәрлиридә өткүзүлгән көргәзмиләрму тәләп дәриҗисидә болуп, миллитимизниң тәсвирий вә әмәлий сәнъитиниң дурданилирини пүткүл дунияға тонутти. Уйғур рәссамлириниң илтимаси билән Уйғур Җәлилов «Миң Ой» бәдиий рәссамлар галереясини тәшкил қилип, уни он жил башқурди. Мошу жиллар җәриянида 20дин ошуқ уйғур рәссаминиң әмгәклиридин ибарәт көргәзмиләр уюштурулуп, миллий сәнъитимизниң мошу түрини тәрғибат қилишта тилға аларлиқ ишлар әмәлгә ашурулди. Бу вә башқиму паалийити үчүн Уйғурниң рәһбәрлигидики «Миң Ой» рәссамлар галереяси 2001-жили «Илһам» мукапитиға сазавәр болди. 2005-жили миллитимиз ичидин чиққан тонулған шәхсләр тоғрилиқ «ХХ әсир намайәндилири» китави нәшир қилинди. Мәзкүр китапта Уйғур Җәлиловниңму исми һәқлиқ йосунда орун алди. Исмиға җисми ярашқан Уйғур Җәлилов өзиниң пүткүл аңлиқ һаятини хәлқимизниң мәдәний мираслири билән тарихий ядикарлиқлирини сақлап, кәлгүси әвлатқа қалдурушқа беғишлиди. Уйғур Җәлилов – бу күнләрдә жутумиздики әң үлгилик, инақ аилиниң атиси. Өмүрлүк җүпти Зоһра иккиси үч пәрзәнт көрүп, уларни заманға лайиқ тәрбийиләп өстүрди. Пәрзәнтлириниң үчилиси алий билимлик, хәлиқ хизмитидә. Бүгүн биз, оттуз оғул мәшрәп әһли, мәшривимизниң гүли, һәммимизниң пәхри болған Уйғур Җәлиловни мубарәк йәтмиш яшлиқ тәвәллуди билән чин қәлбимиздин тәбрикләп, униңға узақ өмүр, аиләвий бәхит-саадәт тиләймиз. Нурдөләт МУРАДИЛОВ, пешқәдәм журналист.

982 рет

көрсетілді

3

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы