• Маарип
  • 31 Мамыр, 2018

Моҗут шараиттин пайдилиналмайватқинимиз ечинарлиқ

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази»/ Мәлумки, Қазақстан Җумһурийитидә башқа хәлиқләр қатарида, уйғурларғиму өз ана тилида билим елиш үчүн барлиқ имканийәтләр яритилған. Әйнә шу имканийәтләрдин мәнпийәтдарлиқ пайдилинишниң орниға, айрим қериндашлиримиз техичила бәзи ушшақ ишлар билән бәнт болуп, һечнәрсини сәзмигәндәк, бепәрва байқиғучи сүпитидә тамашисини қилип жүрүватиду. Аччиқ болсиму тән елишимиз керәкки, һазир көпчилигимиз ана тилимизниң қәдир-қиммитини техичә чүшинәлмәй келиватимиз. Азду-тола қийинчилиқни банә қилип, пәрзәнтлиримизни рус мәктәплиригә бериватсақ, уларни «ғодур уйғур» қилип тәрбийиләватсақ, шуниңға хошал болуп, чавак челиватсақ, қандақ әндишә қилмайсән, ечинмайсән? Сәвәп қийинчилиқта яки болмиса «чоң болғанда оқушқа чүшәлмәйду, ишқа орунлишалмайду» дегәндә әмәс, бәлки шундақ чолта ойлаватқан айрим «әқиллик» ата-аниларниң өзлиридә. Гәп, мана шуниңда. Йәнә бир чоң тәшвиш — әвлатлар арисидики мәнивий бағлинишларниң үзүлүши, миллий ихтидаримизға варислиқ қилишниң тәшвишлик мәсилигә айлиниши; сан тәрәптин аз болушимизни аз дегәндәк, миллий җәһәттин түгәп кетиватимиз, келәчәк әвлатниң хелә қисминиң өз миллити билән болған алақисиниң пәқәт келип чиқиши биләнла чәклиниши. Ечинарлиғи, бу әһвал кейинки жилларда биз үмүт артқан йезилардиму җиддий түс елип, техиму ениқ байқалмақта. Шу түпәйли җамаәтчилик арисида, айрим жутларда, мәһәллиләрдә, мәктәпләрдә тәшвишлик авазлар аңлиниватиду. Дәрһәқиқәт, әйнә шундақ тәшвишлик әһвал жигирминчи әсирниң бешида болуслуқ мәркизи, «иккинчи Бухара», дәп нам алған мәдрисиси бар Челәк тәвәсидики Қорам йезисидиму орун алмақта. Раст, мәзкүр йезидики оттура мәктәптә ана тилида оқуватқан икки йүздин ошуқ уйғур пәрзәндиниң оқуш үлгирими хелә яхши, уни алаһидә тилға елишқа әрзийду. Хошал боларлиқ йери шуки, уйғур синиплирида билим еливатқан оқуғучиларниң арисида «Алтун бәлгү» саһиблири, шундақла һәр жили вилайәтлик, җумһурийәтлик пән олимпиадилиридин, илмий ишлар бойичә өткүзүлүватқан көрүк-байқашлардин алдинқи орунлардин көрүнүп келиватқанлар бар. Әпсуски, уйғурчә оқуватқан балилиримизниң қол йәткүзүватқан мошундақ утуқ-муваппәқийәтлирини көрүп турсиму, көрмәскә селиватқан бәзибир калтә ойлуқ уйғурлиримиз йоқилаң банә-сәвәпләрни ойлап тепип, пәрзәнтлирини йәнила русчә оқутуватиду. Һәммидин ечинарлиқ йери, мәзкүр мәктәпниң рус синиплирида оқуватқан оқуғучиларниң 80 – 90 пайизи бизниң қаракөзлиримиз екән. Әгәр шу балилиримиз өз ана тилида оқуған болса, у мәктәптә һәр жили, кам дегәндә, үч-төрт уйғур синипи ечилар еди. Һазирчә аран-аран бир синип ечиливетипту. Ейтишларға қариғанда,айрим аилиләрдики бәзи яш келинләр балилирини уйғурчә оқутқуси кәлмигидәк. Уларниң һәммисила бала-чақисиниң келәчигини ойлаватқанлиғини ейтишиду. Бирақ, әң әпсуслинарлиғи, уларниң қайси келәчәк һәққидә ойлаватқинини билиш қийин. Шу чағда улар қайси тилда сөзләшмәкчи?! Шу чағда туғуп, адәм қилип қойған анисиниң тилидин артуқ болған рус тили зади немиси билән артуқ? Һелитинла өз тилидин, мәдәнийитидин, йилтизидин айрилған балилар келәчәктә әшу «миллитигә меһриван» ата-анисини қайсиму учмақларға ачиқар?! Умумән, уйғур балилири немә үчүн ана тилида оқуши керәк? Мениңчә, пәқәт уйғур болуп қелиши үчүнла әмәс, әң алди билән миллий роһта тәрбийилинип, әтраплиқ билим елиши үчүн ана тилида оқуши лазим. Чүнки балиниң талантини, қәлбини сағлам шәкилләндүрүп, пәрвиш қилидиған, әвзили, пухта вә чоңқур билим берәләйдиған — у ана тилимиздики мәктәп. Ениқлима үчүн бирла мисални кәлтүрүп өтәйли. Сир әмәски, бүгүнки күндә уйғур балилириниң 57 пайизи рус тилида билим еливатиду. Әнди шу қаракөзлиримизниң билим елишқа болған иштияқи қайси дәриҗидә десәк, уларниң пәқәт он икки пайизиниңла үлгирими яхши, қалғанлири күниниң өткинигә, синиптин-синипқа көчкинигә хуш болуп жүрүватиду. Қорам оттура мәктивидики үч рус синипида оқуватқан уйғур балилири тоғрилиқму әйнә шундақ дейишкә болиду. Уйғур тили вә әдәбияти пәнлири муәллимлириниң ейтишичә, йәтмишкә йеқин уйғур балилириниң рус синипида оқуватиду дегини болмиса, уларниң һәм русчә оқутушқа хумар ата-анилириниң рус тилини билидиғини чағлиқ охшайду. Шуңлашқа уларға дәрис беридиған уйғур муәллимлири шагиртлириға дәрис мәзмунини уйғур тилида чүшәндүрүшкә мәҗбур. Милләт тәғдириниң маарипқа мунасивәтлик екәнлигини чүшәнгән Қорам йезилиқ Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Адилҗан Мәсимов, жигитбеши Қурванҗан Исламов, муәллимләр Гүлчәһрәм Садирова, Зоһра Иминова, Гөзәл Злавдинова, Диләрәм Тохтиева миллий маарипниң әһмийити вә әвзәлликлири тоғрилиқ һәртәрәплимә мәхсәтчанлиқ чүшәндүрүш ишлирини жүргүзүветипту. Улар той-төкүн, нәзир-чирақларда «балилиримизни уйғурчә оқутайли», дәп тәшвиқ қиливетипту. Әнди бала-чақисиниң «келәчигини ойлаватқанлар» балилиримизни ана тилида оқутушниң зөрүрлүгини җиддий оттуриға қоюватқан жут активистлириниң, уйғур тили вә әдәбияти пәнлири муәллимлириниң гепигә писәңму қилмайветипту. Бизчә, бу – хелә тәшвишлик мәсилиләрниң бири. Буниң немигә елип келидиғанлиғини ейтмисақму өзлүгидин чүшинишлик. Гәп пәқәт мәктәплиримизниң әмәс, бәлки милләт сүпитидә сақлинип қелишимизниң ховуп гирвигидә туруватқанлиғи һәққидә болуватиду... Өткән һәптидә «ахирқи қоңғурақ» мәрасимини пайдилинип, биз Қорам оттура мәктивигә қәдәм тәшрип қилдуқ. Дәсләп мәктәп мудири Қанат Жошыбаев билән учришип, уйғур синиплириниң бүгүнки әһвали тоғрилиқ сөһбәтләштуқ. Андин мошундақ әстин чиқмас дидар-ғенимәт дәмлириниң асасий тәшәббускарлири болған сабиқ синипдашлар Һакимҗан Азнибақиев, Перизәм Әйсарова, Шаһадәт Хелилова, Сирдаш Мирғиясов билән биллә «ахирқи қоңғурақ» мәрасимиға қатнаштуқ. Сабиқ синипдашлар бийил биринчи уйғур синипиға баридиған гөдәкләргә атиған соғилирини тәғдим қилип, өзлириниң қәлб сөзлирини изһар қилди. Мәрасимниң йәнә бир меһмини «Бейбітшілік әлемі» хәлиқара иҗадий зиялилар бирләшмиси йенидики хәлиқләр достлуғи мәркизиниң рәиси Азтекин Ибрагимовниң пәрзәнтлиримизни билим елишқа дәвәт қилған қәлб сөзлиридин һаяҗанланған қаракөзлиримиз бүгүнки күндә яритиливатқан шараит-мүмкинчиликләрдин мувапиқ пайдиланған һалда, сүпәтлик билим вә аңлиқ тәрбийә елишниң һәм ана тилимизниң қәдир-қиммитини чүшәрмәй, униңға һөрмәт билән қарашниң зөрүр екәнлигини қәлблиригә сиңдүрди. Шуниңдин кейин уйғур синиплирида паалийәт елип бериватқан муәллимләр вә ата-анилар билән (сүрәттә) айрим баш қошуп, пикирләштуқ. Җумһурийәтлик «Уйғур мәктәплирини қоллап-қувәтләш» җәмийәтлик фондиниң иҗраий мудири Музәппәр Зайитов, миллий маарип җанкөйәрлири Азтекин Ибрагимов, Һакимҗан Азнибақиев вә мәзкүр қурларниң муәллипи сөзгә чиқип, миллий маарипни тәрәққий әткүзүш, җүмлидин аһали арисида уйғур синипиға бала топлаш мәсилиси бойичә «дүгләк үстәл» өткүзүш, ана тилида оқутушниң әвзәлликлири һәққидә тәдриҗий һалда тәшвиқат-чүшәндүрүш ишлирини елип бериш мәсилилиригә мунасивәтлик ой-пикирлири билән ортақлашти. Муәллимләр билән ата-аниларниң чеһрилиридә үмүт учқунлири пәйда болуп, өчүшкә йүзләнгән миллий роһ қайта ойғанди. Муәллимләрниң қәйт қилишичә, мәктәп мудири Қанат Сағат оғли Жошибаев һәр жили балилирини рус синиплириға бериватқан ата-аниларға «Садиғаң кетәй ата-анилар, йезида уйғурчә оқуш мүмкинчилиги бар туруп, немишкә балилириңларни ана тилиңларда оқутмайсиләр, һөкүмәтму силәргә шараит яритип бериватидиғу!..», дәйдекән. Мудирниң бу етиразидин шәхсән биз оңайсизлинип қалдуқ. Әпсус, қериндаш милләт вәкилиниң ейтқан бу гәплириму айрим руспәрәс ата-аниларға тәсир қилмайватқан охшайду. Қисқиси, балилирини русчә оқутушни әвзәл көрүватқан айрим қорамлиқ қериндашлиримизниң немә ойлаватқанлиғини һеч чүшинәлмидуқ?.. Раст, балилирини қайси тилда оқутушни һәрбир ата-ана өзи йешиду. Амма әшундақ бәзи калтә ойлуқ, қандашлиримиз тил – хәлиқниң мәнивий вәтини, маарип — моҗутлуғимизниң асаси екәнлигини ядидин чиқармиса дәймиз. Билсәк, қандақ миллий мәрипәт чириғи өчиду, шу заман биз дилсиз, тилсиз, етиқатсиз аһали тәбәқисигә айлинимиз. Шуниң үчүн, һелиму кәч әмәс, бүгүндин башлап қорамлиқ қериндашлиримизниң пәрзәнтлирини ана тилида оқутуш мәсилиси үстидә җиддий ойлинидиғанлиғиға үмүт артимиз. Шу чағдила улар өзлириниң инсанлиқ борчини ада қилип, «ату» паҗиәсидә қанлири беһөддә төкүлгән әҗдатлириниң роһини хуш қилалайду дәп ойлаймиз.

326 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы