• Бизниң сөһбәт
  • 31 Тамыз, 2012

«Мәхситимиз — бағвәнләргә ярдәм қилиш»

Җумһурийитимиздә Америка Қошма Штатлириниң «Урожай» фондиниң паалийәт елип бериватқиниға бир нәччә жил болди. Мәзкүр фонд, өз намидин чиқип турғинидәк, асасән йеза егилиги саһаси билән шуғуллинип, йәрлик фермерлар егиликлиригә ярдәм қилип келиватиду. Йеқинда биз фондниң баш агрономи Патрик БРЕДИ билән учришип, сөһбәтләштуқ. — Патрик Бреди җанаплири, гезитханлиримизни өзиңиз паалийәт елип бериватқан фонд билән тонуштуруп өтсиңиз? — Сөһбитимизниң бешида маңа уйғурлар «әзән чақирип» қойған Пәрһат дегән исим билән мураҗиәт қилишиңизни илтимас қилған болар едим. Әнди беваситә соалиңизға кәлсәк, бизниң фонд 1998-жили қурулди. Униң асасий мәхсити ушшақ фермерлар егиликлиригә ярдәм қилиш, йәни бағвәнчилик, деханчилиқ мәсилилири бойичә нәзәрийәвий вә әмәлий билим бериш. Шундақла сағлам һаят тәризини тәрғип қилиш. Әйнә шу мәхсәттә Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Байсейит йезисида «Бәрикәт» намлиқ агромәркәз қурдуқ. Алдин-ала ейтимәнки, бизниң фонд Алмута вилайитиниң уйғурлар яшаватқан барлиқ дегидәк йезилириниң бағвәнлири билән деханлири арисида һәм нәзәрийәвий, һәм әмәлий мәшғулатларни өткүзүватиду. — Пәрһат, әшу мәшғулатларға тәпсилий тохтилип өтсиңиз. — Бағвәнчилик, деханчилиқ уйғурларниң қениға сиңгән ата кәспи болуп һесаплиниду. Бирақ, мениңчә, илмий-нәзәрийәвий билим алғанниң зийини болмиса керәк. Биздә оқуш қәрәли икки йерим ай. Уни сессияләргә бөлүп оқутумиз. Оқушқа кәлгәнләр ятақхана билән тәминлиниду. Яхши оқуп, емтиһанларни яхши тапшурса, мәлум дәриҗидә стипендияму берилиду. Мәшғулатлар, асасән, бағда, етизларда өткүзүлиду. Оқуш-тәҗрибә мәхситидә 2,5 гектар бағ бәрпа қилдуқ. Оқушни түгәткәндин кейин уларға мәхсус сертификат берилиду. Биз, мәсилән, алма, өрүк вә башқиму мевә түрлирини қандақ пәрвиш қилиш, йәни уларни қандақ путаш, улаш, дорилаш, һәтта, һосулни қандақ жиғиштуруш керәклиги һәққидә чүшәнчә беримиз. Адәттә, бағвәнләр һәр гектардин 15 тонна һосул алиду. Бу аз. Қазақстанниң җәнубида, йәни Алмута вилайитиниң шараитида униңдинму нурғун һосул елишқа болиду. Биз әйнә шуниң йоллирини үгитимиз. Бағвәнчилик билән җиддий шуғуллиниш нийитини билдүргәнләрни өсүмсиз несийә, тәбиийки, һәрхил мевә көчәтлири билән тәминләватимиз. — Кәчүрисиз, бағвәнчилик саһаси бойичә билим елишни халиғучилар көпму? — Аз әмәс. Алмута вилайитиниң бағвәнлирини ейтмиғанниң өзидә, Җәнубий Қазақстандин, һәтта Таҗикстан Җумһурийитидин келип, билим алғанларму болди. Мошу йәрдә аччиқ болсиму, бир һәқиқәтни ейтип өткүм келиватиду. Дәсләптә кәлгәнләр биләрмәнлигини көрситип, әлвәттә, улар узундин буян бағвәнчилик билән шуғуллинип келиватқанлар, немишкиду, мәшғулатларға үзә қариған еди. Бирақ, әмәлият уларниң натоғра көз қарашта болғанлиғини көрсәтти. Уларниң бәзилири келәр жили яңливаштин келип билим алди. Шундақ екән, биз бу саһани билидиғанларни әмәс, бәлки билмәйдиғанларни, униңға қизиққучиларни җәлип қиливатимиз. Бу йөнилиштә Уйғур вә Панфилов наһийәлириниң мәркәзлиридә фондниң шөбилирини ачтуқ. Бу мәсилидә бизгә «Инайәт» ассоциацияси халисанә ярдимини айимайватиду. Умумән, мәзкүр ассоциация бизгә көплигән йөнилишләрдә қол-қанат болмақта. — Йеза егилигиниң башқа саһалири биләнму шуғуллинидиғансиләр? — Әлвәттә. Көктатчилиқ билән шуғуллинип, помидор, тәрхәмәк вә башқиму көктат түрлирини йетиштүрүватимиз. Теплица егилигиму бар. Башақлиқ ашлиқ өстүрдуқ. Чарвичилиқ биләнму, асасән, ушшақ мал, йәни өшкә, тошқан, қуш өстүрүш билән шуғуллиниватимиз. — Хәйрихаһлиқ паалийәтму силәрниң нәзәриңлардин сирт қалмиған болса керәк? — Әлвәттә. Имканийәт яр бәрсә, муһтаҗ болғанларға ярдәм қилиштин изгү-сахавәтлик иш йоқ. Биз аһалиниң һал-оқити төвән қатлимиға, накаларға, балилар өйлиригә, ағриқханиларға, мәктәпләргә қолумиздин келишичә ярдәм қилип келиватимиз. — Жуқурида сағлам һаят тәризини тәрғип қилиш фонд мәхсәтлириниң бири, дәп қалдиңиз... — Тоғра. Бу саһадиму тилға аларлиқ ишларни әмәлгә ашурдуқ дәп, еғиз толтуруп ейталаймән. Дәсләптә Байсейитта спорт фестивалини өткүзүп, 5,10 километрлиқ мусапигә кросс уюштурдуқ. Униңға әтраптики йезилардинму келип қатнашқанлар болди. Булту Байсейиттин Чарин каньони арқилиқ Көлсайға 220 километрлиқ мусапигә веломусабиқә уюштурдуқ. Шундақла Наринқол — Алмута (360 километр), Чарин — Иссиқкөл (390 километр), Яркәнт — Талдиқорған (320 километр) маршрутлири бойичә веломусабиқилар уюштурулди. — Астана — Бурабай маршрути бойичиму мусабиқә уюштурғиниңлардин хәвиримиз бар. — Қазақстан хәлиқлириниң достлуғиға беғишланған мәзкүр мусабиқини биз «Инайәт» ассоциацияси билән бирлишип уюштурдуқ. Астанадики «Байтерек» монументи йенидин башланған мусабиқиға 19 адәм, җүмлидин Америка Қошма Штатлириниң Қазақстандики әлчиханисиниң хадимлири, Панфилов, Уйғур, Әмгәкчиқазақ наһийәлиридин уйғур жигитлири иштрак қилди. Униңға Америкидин мәхсус кәлгән фондимизниң президенти Стэнли Браунму қатнашти. Ишқиваз велоспортчилар 385 километрлиқ мусапини үч күндә бесип өтүп, мәнзилгә йәткәндә, йәни Бурабайда бир күн дәм елип қайтти. Һәр атмиш километрда улар иссиқ тамақ билән тәминләнди. Пурсәттин пайдилинип, мусабиқини уюштурушта бизгә ярдәм қолини созған Кинтал Исламов, Мурат Мөрдинов, Абдумүлүк Сәйдуллаев кәби шәхсләргә миннәтдарлиғимни билдүрмәкчимән. — Пәрһат, ахирқи соал. Уйғурчини таза сөзләйдекәнсиз. У тилни қандақ үгәндиңиз? Шундақла аилиңиз тоғрилиқ билсәк. — Қазақстандики паалийитим, асасән, уйғурларға мунасивәтлик болғачқа, бу йәргә келишим биләнла, алдимға уйғур тилини үгиниш мәхситини қойдум. Униң үстигә (күлүп) силәрдә «Кимниң һарвусиға чүшсәң, шуниң нахшисини ейт», дегән мақал бар екән. Уни маңа байсейитлиқлар ейтти. Уйғур тилиниму шу жутниң аһалиси билән қоюқ арилишип, оңайла үгинивалдим. Аялим, үч пәрзәндим — бир оғул, икки қизим бар. Өйдикиләрниң исми уйғурчисиға — Ләйлигүл. Һәр иккимизниң исмини Байсейит уйғурлири қоюп бәргән. — Сөһбитиңиз үчүн рәхмәт. Гезитханлар намидин иш-паалийитиңларға утуқ тиләймән. — Силәргиму көп рәхмәт. Сөһбәтләшкән Шөһрәт МӘСИМОВ.

503 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы