• Әхбаратлар еқими
  • 31 Мамыр, 2018

Йеңи дәрисликләр муһакимә қилинди

Йолдаш МОЛОТОВ, “Уйғур авази”/ Сешәнбә күни Алмутидики “Достлуқ өйидә” Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң илмий-экспертлиқ топиниң «Йеңи гуманитарлиқ билим. Қазақ тилидики 100 йеңи дәрислик» лайиһисини муһакимә қилиш үчүн Алмута шәһәрлик ҚХА илмий-экспертлиқ топиниң новәттин сирт мәҗлиси өтти. Униңға сәясәтшунас, диншунас алимлар, экспертлар, студентлар вә миллий мәдәнийәт мәркәзлириниң вәкиллири қатнашти. Тәкитләш лазимки, мәзкүр лайиһиниң асасий мәхсити — Қазақстан яшлириға гуманитарлиқ вә иҗтимаий пәнләр саһасида заманға лайиқ билим бериш. Мәҗлистә дәсләпки сөзни Алмута шәһири ҚХА илмий-экспертлиқ топиниң рәиси, философия пәнлириниң доктори Мухтарбек Шайкемелов алди. – Һәммиңларға мәлумки, Президент тәвсийә қилған «Рухани жаңғыру» программиси даирисидә «Йеңи гуманитарлиқ билим. Қазақ тилидики 100 дәрислик» лайиһиси әмәлгә ашурулуватиду, — деди натиқ. — Шуниңға мувапиқ, өткән жили биз иҗтимаий, ихтисат вә психология саһасидики дуниядики әң илғар һесаплинидиған он сәккиз китапни тәрҗимә қилип нәшир қилдуқ. Бу китапларни тонуштуруш мәрасимиға Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев өзи иштрак қилди. Һазир бу дәрисликләр нәширдин чиқиватиду һәм алий оқуш орунлирида оқутулиду. Мустәқиллигимизниң дәсләпки жиллири бизгә асасән ихтисатқа көңүл бөлүшкә тоғра кәлди. Бүгүнки таңда заман өзгәрди һәм яшларниң билимигә болған иштияқиму ашти. Яшлиримизниң дуниявий риқабәткә қабил болуши үчүн иҗтимаий мәсилиләрни, адәм психологиясини, коммуникация васитилирини, бирнәччә тилларни билиши һаҗәт. Шу турғудин қариғанда, биз әмәлгә ашуруватқан ишларниң әһмийити жуқури дәп һесаплаймән. Шуниңдин кейин ихтисат пәнлириниң доктори Гүлнара Аннақулиева «Йеңи гуманитарлиқ билим. Қазақ тилидики 100 дәрислик» лайиһисиниң иҗтимаий-ихтисадий вә гуманитарлиқ аспектлири» мавзусида, философия пәнлириниң доктори, профессор Сағади Бөлекбаев «Қазақстанлиқ охшашлиқни қелиплаштурушта йеңи дәрисликләрни қазақ тилиға тәрҗимә қилишниң әһмийити» мавзусида, философия пәнлириниң намзити, доцент Дина Ешпанова «Қазақ тилидики 100 йеңи дәрислик» лайиһисиниң яш қазақстанлиқларниң савийәсини йеңилашта әһмийити» мавзусида, яш алим Айғаным Қалдыбай «Қазақстан яшлириниң «Қазақ тилидики 100 йеңи дәрислик» лайиһиси даирисидә билим елиш имканийәтлири» мавзусида докладлар оқуди. Чарә-тәдбир ахирида оқулған докладлар мавзулири муһакимә қилинип, нәтиҗиләр чиқирилди.

499 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы