• Асасий мақалилар
  • 31 Мамыр, 2018

Нәтиҗиләр чиқирилип, реҗиләр бәлгүләнди

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»/ Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәси Қәйнәзәр йези­синиң Мәдәнийәт өйидә наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң новәттики мәҗлиси болуп өтти. Униңға җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Жигитбашлири кеңиши рәисиниң орунбасари Ярмәһәмәт Кибиров, җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, Ишиктә вә Челәк регионлириға қарашлиқ йези­ларниң жигитбашлири билән ханим-қизлар кеңәшлириниң рәислири вә әзалири қатнашти. Учришишни киришмә сөз билән ачқан Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Сулайман Мәхсүтов меһманларни көпчиликкә тонуштурғандин кейин жиғинни уюштурушниң мәхситигә тохталди. Андин наһийәлик ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Нурбүви Насирова йеқинда Астана шәһиридә өткән Қазақстан хәлқи Ассамблеяси ХХVІ сессиясиниң ишиға, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң паалийитигә, Қазақстан Президенти Нурсултан Назарбаевниң «Ениқ 100 қәдәм», «Президентниң Бәш иҗтимаий тәшәббуси» мураҗиитигә тохталди. «Һәрбир аилә үчүн турушлуқ өй сетивелишниң йеңи имканийәтлири», «Иш һәққи төвән хадимларниң иш һәққини ашуруш үчүн селиқ жүклимисини төвәнлитиш», «Алий билимгә егә болушни һәм униң сүпитини ашуруш вә студент яшларниң яшаш шараитини яхшилаш», «Микронесийәни кәңәйтиш» вә «Мәмликәтни газ билән тәминләш» бәш иҗтимаий тәшәббусиға һәртәрәплимә чүшәнчиләр бәрди. Натиқ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң җәмийәтлик ишлардики паалийити, уйғур синиплириниң муәллимлири билән оқуғучилириниң қол йәткүзгән утуқлири һәққидә тәпсилий мәлуматлар берип, келәчәктә атқурулидиған чарә-тәдбирләрни тилға алди. Келәчәккә бәлгүләнгән реҗиләрни әмәлгә ашурушта җәмийәтлик ишлар активистлириниң өзара өмлүги һәм тәшкилатчанлиғиниң муһим екәнлигини қәйт қилди. Хизмитиниң қийинлиғиға қаримай, жутниң ишини десә, йәватқан ешини йәргә қойидиған жигитбашлири билән ханим-қизларниң әстаидил әмгигини орунлуқ баһалап, уларға рәхмитини ейтти. Мәнивий озуғимиз болған гезит һәм театр мәсилилиригә кәң тохталған Нурбүви Мәрүп қизи муштири топлаш җәриянида йол қоюлған камчилиқларни атап, муштирилар сани кемип кәткән округлар активистлириниң ишини тәнқитләп, бу ишта озуп чиққанларға миннәтдарлиқ билдүрди. Милләт болуп сақлинип қелишимиз үчүн келәчәктиму уйғур синиплирини, ана тилимиздики театр вә гезит-журналлиримиз паалийитини қоллап-қувәтләшкә чақирди. Шундақла йеңидин сайланған йеза жигитбашлирини тонуштуруп, уларниң ишиға муваппәқийәтләр тилиди. Андин Қазақстан хәлқи Ассамблеяси ХХVІ сессиясиниң делегати, наһийәлик мәдәнийәт мәркизи рәисиниң мәдәнийәт саһаси бойичә орунбасари, тиҗарәтчи Нурҗамал Һасанова сөз елип, сессия тәсиратлири билән бөлүшсә, ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңиши рәисиниң орунбасари Ярмәһәмәт Кибиров әмгәкчиқазақлиқ милләтпәрвәр һәм вәтәнпәрвәр қериндашларниң җәмийәт вә милләт тәрәққияти йолидики ишлирида утуқ тилиди. Наһийәниң чоң жигитбешиниң хизмитини атқурғучи Үсәнҗан Абдрахманов, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Майдин Абдуллаев, мәркәзниң Йеңишәр йезисидики шөбисиниң рәиси Сархан Имамзарова, Тәшкәнсаз йеза округиниң сабиқ һакими Мәһәмәтҗан Султанияров, «Қазпочта» хизмитиниң ветерани Хатәм Қавашева вә башқилар миллий мәдәнийитимиз билән тәрәққиятимизға бағлиқ ой-пикирлири билән ортақлашти. Учришиш давамида көпчилик тәрипидин миллий нәшир, мәктәп, театр, «Ату» паҗиәсиниң 100 жиллиғиға бағлиқ бирқатар соаллар қоюлуп, уларға һәртәрәплимә җаваплар қайтурулди. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

156 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы