• Әхбаратлар еқими
  • 07 Маусым, 2018

«Жұлдызда» юлтузлар тола

«100 балабақша» программиси даирисидә Уйғур наһийәсиниң Түгмән йезисида «Ихсан» шәхсий егилигиниң рәиси Амулдун Мухтәров 2016-жили «Жұлдыз» балилар бағчисини ечип, 19 адәмни иш билән тәминлигән еди. Мәзкүр бағчиниң «Шуақ» топида һазир 25 бала тәрбийилиниватиду. Уларниң сүпәтлик вә аңлиқ тәлим-тәрбийә елиши үчүн барлиқ шараитлар яритилған. У йәрдә паалийәт елип бериватқан ишчи-хизмәтчиләрму дайим издиништә. Бағчида бирқатар тилға аларлиқ чарә-тәдбирләр өткүзүлүп келиватиду. Мошу йәрдә 1-июнь — хәлиқара балиларни һимайә қилиш күни бағчида «Бәхитлик балилиқ чағ» мавзусида өткән әтигәнликниң һәммимизниң қәлбидә чоңқур тәсират қалдурғанлиғини алаһидә тәкитләп өткүм келиду. Әтигәнлик җәриянида гөдәкләр рус, қазақ хәлиқлириниң миллий уссуллирини иҗра қилип, нахшилирини ейтса, ата-анилар билән меһманлар өз һүнәрлирини көрсәтти. Музыка рәһбири Ү.Мәшүрова әвришим уссули, тәрбийичиниң ярдәмчиси Н.Султанбек йеқимлиқ нахшиси билән әтигәнликни техиму җанландурди. Әтигәнлик ахирида бағчә йетәкчиси А.Әкбәрова балиларни мәйрими билән тәбрикләп, уларға бағчә коллективи тәрипидин тәйярлиған соғиларни тәғдим қилди. Өз новитидә ата-аниларму ушбу чарә-тәдбирни уюштурған бағчә коллективиға миннәтдарлиғини билдүрүп, гөдәкләргә атиған соғилирини тапшурди. Зарина ИБРАГИМОВА, бағчә методисти. Уйғур наһийәси.

476 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы